Open login

Поиск Песни или Исполнителя на сайте PARVAZ.KZ

Главная Новости
Последние новости
С Днем Рождения,Сахиб!
07.11.2016 19:58   

От имени всех участников сообщества уйгурских исполнителей «Парваз» поздравляем участника группы DILDAR  https://parvaz.kz/index.php/dildar-group Сахиба Абдумайин с Днем Рождения! Желаем ему крепкого здоровья, счастья в личной жизни, новых творческих побед с коллективом, мира, благополучия и удачи!

 

Туғулған күнүңиз мубарәк болсун!

 
C ДНЕМ РОЖДЕНИЯ РАИМЖАНА ХАМРАЕВА!
05.11.2016 13:52   

C ДНЕМ РОЖДЕНИЯ РАИМЖАНА ХАМРАЕВА!

Поздравляем нашего талантливого музыканта, настоящего профессионала и преданного друга – Раимжана Хамраева!

От имени всех участников сообщества уйгурских исполнителей «Парваз», а так же посетителей нашего сайта, поздравляем Раимжана с Днем Рождения!

От всего сердца желаем Раимжану, неиссякаемого творческого потенциала, крепкого здоровья, семейного благополучия и благосостояния, а главное, мы желаем постоянно радовать нас новыми композициями в составе группы «Дервиши», и выражаем огромную благодарность за супер проект PARVAZ.KZ!

ПОЗДРАВЛЯЕМ С ДНЕМ РОЖДЕНИЯ, РАИМЖАН!

С уважением, Администрация www.PARVAZ.KZ!

 
«Атиға қарап оғул өсәр…».
04.11.2016 22:12   

«Уйғур авази» гезити, 3 ноябрь 2016 ж.

Бүгүнки күндә Яркәнт тәвәсидә көрнәклик сәнъә­ткар, устаз, җәмийәтлик ишларниң активисти Әквәр­җан Исмайилҗановни тону­майдиған уйғур йоқ.  У уйғур тойлирини миллий урпи-адәтлиримизгә риайә қилған һалда, уларға миллий түс берип өткүзүватқан  риясәтчиләрниң бири. Шундақла өзигә охшаш көпчиликниң хизмитидә болуватқан сорунбеги вә ишқиваз сәнъәткарларниң устази. Бүгүн биз, әйнә шу инсанниң изини бесип келиватқан униң оғли, йәни келәчигидин зор үмүт күткүзидиған миллий әсвапларниң қулиғида ойнайдиған ярқин талант Икрәмҗан Лохманов һәққидә ейтип өтмәкчимиз.

Икрәмҗан 1998-жили Панфилов наһийәсиниң Пәнҗим йезисида дунияға кәлгән. «Қуш угисида немә көрсә, шуни қилиду» демәкчи, атисиниң таллиған кәспигә һәвәс бағлиған сәби, әндила төрт яшқа киргинигә қаримай, синтезаторниң җор болушида нахшиларни ейтишқа башлайду. Бәш йешида мәктәп босуғисини атлиған Икрәмҗан мәктәптики оқуши билән бирликтә сәнъәт билиминиму егиләйду. Бир жил Реһимҗан Имәрниң музыка мәктивидә фортепиано үгиниду. Буниңдин ташқири у мәктәптики уйғур тили вә әдәбияти пәни бойичә өткүзүлгән һәрхил олимпиадиларға қатнишип, дайим алдинқи орунлардин көрүниду.

Икрәмҗан Әкрвәрҗан оғли 2013-жили мәктәпни әла баһаларға тамамлап, Алмутидики П.И. Чайковский намидики музыка колледжиға оқушқа чүшиду. Бүгүнки күндә мәзкүр колледжда ғеҗәк синипи бойичә билим еливатқан у 2015-жили өткүзүлгән сәнъәт көрүгидә 2-орунни егиләйду. У мәзкүр дәргаһниң оқутқучиси Сабирҗан Манашев рәһбәрлигидики оркестрда ғеҗәк челип, һәрхил чоң-кичик мәйрәмлик концертларниң турақлиқ иштракчиси. Өткәндә Дилмурат Кузиев аилиси тәрипидин әлачиларға берилидиған ахчилиқ мукапатқа (100 000 тәңгә грант) сазавәр болғанлар арисида Икрәмҗанму бар.

 
Спортчилиримиз мукапатсиз қалмиди.
04.11.2016 22:11   

«Уйғур авази» гезити, 3 ноябрь 2016 ж.

Бу спортчилар тоғрисида биз илгириму язған. Уларни гезитханлиримизниң һәммиси болмисиму, бәлгүлүк қисми тонуйду. Әйнә шуларниң бири, ушу-саньда бойичә бирнәччә дүркүн Азия чемпиони аталған  Руслан Либиров йеқинда Тайпей шәһиридә (Тайвань) хәлиқара мусабиқидә үчинчи орунға сазавәр болса, 18 яшлиқ Малик Низамидиновму Бургас шәһиридә (Болгария) өткән дуния чемпионатидин қуруқ қол қайтмиди.

70 килограмм салмақ дә­риҗисидики Руслан Либиров қирғизстанлиқ спортчини асан­­ла тиз пүктүрсә, йеримфиналда униңға ХХҖдин кәлгән спортчи билән хелә елишишқа тоғра кәлди. Уйғур жигитиниң Азия чемпионатиға қат­нишип, ІІІ орунға егә болушиниң өзи чоң утуқ. Әнди 48 килограмм салмақ дәриҗисидә һиндстанлиқ спорт­чи билән күрәшкән Малик Низамидиновниң ма­һаритиниму қазилар жу­қури баһалиди. Амма йеримфиналда у россиялик спортчиға утулуп қалди.

Нурғунлиған спортқа иш­тияқ бағлиған уйғур яшлирини тәрбийиләп, уларни спортниң егиз чоққилиридин көрүнүшигә бәл бағлиған Алик Җәлилов билән Камил Абдримов қатарлиқ мәшиқләндүргүчиләрниң шагиртлири болған Руслан Либиров вә Малик Низамидинов бу қетим устазлиринила әмәс, бәлки көпчилигимизни хошаллиққа бөлиди. Биз уларни новәттики утуғи билән сәмимий тәбрикләймиз.

Мәшүр САСИҚОВ.

http://uyguravazi.kazgazeta.kz/?p=26791#more-26791

 
Жүрәктики илһам отлири.
04.11.2016 22:10   

«Уйғур авази» гезити, 3 ноябрь 2016 ж.

Өткән һәптидә Алмутидики «Император» ресторанида алийҗанап ишлири билән җамаәтчилик арисида һөрмәткә бөлинип келиватқан  инсан Мәһәммәтҗан  Җанбақиевниң  арман-истәкләрдә, хәлқигә болған чәксиз муһәббитидә суғирилған «Қәлбим тәшвиши» намлиқ шеирлар топлимини тонуштуруш мәрасими болуп өтти.Шеирийәткә муһәббәт бағлиған қәләм саһибини қоллап-қувәтләп  кәлгән тонулған шаирлар Илахун Һошуров, Илахун Җәлилов, Мәмтимин Обулқасимов, «Мир» нәшриятиниң мудири Әлишер Хелилов, «Уйғур авази» гезитиниң баш муһәррири Ершат Әсмәтов вә униң орунбасари Иврайим Баратов, алим Рабик Исмайилов, Әмгәкчиқазақ наһийәсиниң Пәхрий граждини, шаир Шаяхмет Қусайинов, «Интизар» журналиниң иҗраий мудири Пәйзуллам Әхмәтов, шаир мухлислири Азтекин Ибрагимов билән Хәйринисәм Мәсимова Мәһәммәтҗан акини бу утуғи билән қизғин тәбрикләп, муәллипниң әсәригә иҗабий инкаслирини билдүрди.

Тонуштуруш мәрасимида сөз алған сәясәтшунас Қәһриман Ғоҗамбәрдиев Мәһәммәтҗан Җанбақиевниң иҗадий паалийити һәққидә иллиқ сөзлирини ейтқач, мундақ деди: Мәһәммәтҗанниң бүгүн тонуштурулуватқан «Қәлб тәшвиши» шеирлар топлимидин орун алған шеирлар билән рубаийларниң бесим көпчилиги өз вақтида әйнә шу сөйүмлүк гезитимиз сәһипилиридә елан қилинип, оқурмән  қәлбидин орун тапқанлиғи һәммимизгә яхши мәлум. Гәпара ейтип кетидиған нәрсә, буниңдин бираз вақит илгири әҗайип бир мақалә гезитта елан қилинғанда, «Мундақ мақалини «Уйғур авази» пәқәт муштири топлаш мәвсүми һарписидила бериду», дәп  хата пикирдә боптимән. Өзәңлар байқаватқан болсаңлар керәк,  кейинки икки-үч жилниң ичидә «Уйғур авази» гезити чирай вә мәзмун-маһийәт җәһәттин бир балдақ өсти. Һәқиқий мәнасида хәлиқниң гезитиға айланди.

Мәрасим җәриянида талантлиқ сәнъәткар Дилшат Аманбаевниң рәһбәрлигидики хәлиқ талантлириниң орунлишида дилға арам беғишлайдиған уйғур хәлиқ нахшилири  яңрап, көпчиликниң қәлб тарлирини чиртип өтти. Ахирида  сөз алған Мәһәммәтҗан ака Җанбақиев өз қәлимигә мәнсүп:

«Һәр шеирим вижданға байрақ маңа,

Йеқип қалса, байрақму болсун саңа.

Шаир болуш маңа бир кәсип әмәс,

 
Шеирийәт беғиниң булбули
04.11.2016 22:08   

«Уйғур авази» гезити, 3 ноябрь 2016 ж.

Йеқинда Ақтам оттура мәктивиниң мудири Октябрь Һезмахуновниң тәшәббуси билән атақлиқ шаир Илия Бәхтияниң иҗадийитигә беғишланған әдәбий кәч болуп өтти. «Бейбітшілік әлемі» хәлиқара иҗадий бирләшмиси тәрипидин қоллап-қувәтлинип өткән бу кәчкә униңға мәзкүр бирләшминиң вице-президенти, җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң башқарма әзаси Турсун Розиев, хәлиқара Язғучилар иттипақиниң әзаси, шаир Абдулһәй Дөләтов вә Илия Бәхтияниң җийәни, истипадики подполковник Шаһам Молотов қатнашти.

Кәчтә қазақ вә уйғур тили пәнлириниң муәллимлири Сәнә­бәрхан Сонурованиң рәһбәр­лигидә оқуғучилар шаир иҗадийитидин шеирларни ядқа ейтти. Шундақла Илия Бәхтияниң балилар әдәбиятидики орни, шаирниң сатира жанридики әмгәклири вә лирикиси бойичә мошу қурларниң муәллипи доклад оқуди. Андин шаирниң сөзигә йезилған «Уйғурларни тонуштуруш» нахшиси билән кәчни давам қилди. Тәкитләш керәкки, 11-синип оқуғучиси Бекарыс Ыдырысовниң «Жаным қазақ», «Солдат аниси» нахшиси, 9-синип оқуғучилири орунлиған сәһнилик көрүнүшләр, 2-синипниң оқуғучилириниң «Учуп кәтти қақирлар» нахшиси вә «Гүлтавақ» усули һәм кәчниң ахирида иҗра қилинған «Атамекен» нахшилири Ақтам оттура мәктивидики хәлиқләр достлуғиниң алий дәриҗидә екәнлигидин вә өзгә милләтләр мәдәнийитигә болған һөрмәтниң жуқури екәнлигидин далаләт бәрди.

1 — 11-синип оқуғучилири қатнашқан бу кәчниң йәнә бир алаһидилиги шуки, шаирниң шеирийитини пәқәт уйғур балилирила әмәс, бәлки  қазақ шаири Мамытқан Қудайбергеновниң тәрҗимисидә дөләт тилидиму яңриди.  Мәсилән, 11-синип оқуғучилири Әлия Булалованиң «Ол менің көктемім», 9-синип оқуғучиси Айнур Ауғанбаеваниң «Өмір тамшылары» шеирлирини ядқа ейтиши тамашибинларда алаһидә тәсират қалдурди.

 
Хуш кәйпият беғишлиған концерт.
04.11.2016 22:07   

«Уйғур авази» гезити, 3 ноябрь 2016 ж.

29-30-октябрь күнлири Қ.Ғоҗамияров намидики җумһурийәтлик Уйғур дөләт музыкилиқ-комедия театрида ШУАРлиқ эстрада юлтузлири Аблаҗан Авут АЮП билән Һәзрәтәли Муһәммәт ТУРСУНниң концерти өтти. Концерт һарписида һәр икки нахшичиниң мәтбуат конференцияси уюштурулуп, униңға аммивий әхбарат васитилириниң вәкиллири һәм Аблаҗан билән Һәзрәтәли иҗадийитиниң ишқивазлири қатнашти.

Мәтбуат конференцияни киришмә сөз билән ачқан мәзкүр концертни уюштурғучиларниң бири — Қазақстан уйғур яшлири бирлигиниң рәиси Рустәм Хәйриев мундақ деди:

— Бу концертни биз узақтин бери күткән едуқ. Бүгүн шу пәйтму кәлди. Концерт Қазақстан Җумһурийити Мустәқиллигиниң 25 жиллиғиға беғишлиниду һәм икки дөләт арисидики мәдәний алақиларни тәрәққий әткүзүш даирисидә әмәлгә ашурулуватиду. Мәзкүр концертни уюштурушқа Қәдирдан Авутов рәһбәрлигидики продюсерлиқ мәркәз, «URD» студияси вә ҚУЯБ көп күч чиқарди. Пурсәттин пайдилинип, уларға һәм бизни әхбаратлиқ җәһәттин қоллап-қувәтлигән «Пәрваз» уйғур иҗрачилар бирләшмисигә, «Doppalife.com» сайтиға вә «Тәңритағ» телеканилиға тәшәккүр изһар қилмақчимән.

Шуниңдин кейин сөз алған «Күйчи» студиясиниң мудири Мәмитимин Абдуҗелил, Аблаҗан Авут Аюп, Һәзрәтәли Муһәммәт Турсун өзлириниң пикирлирини оттуриға салди һәм журналистларниң соаллириға җавап бәрди. Пурсәттин пайдилинип, бизму уларға мураҗиәт қилдуқ.

 
Братья Тохтахуновы – Анижан
03.11.2016 00:30   

Дорогие друзья, представляем вашему вниманию песню в исполнении музыкальных братьев Тохтахуновых «Анижан»(музыка Ризайдина Сеитова, слова Молутжана Тохтахунова-Панжимий). Кудратжан, Мухитжан и Молутжан посвящают эту песню всем нашим матерям. Премьера песни состоялась на концерте «Яңра нахшам 3», прошедшего 28 февраля этого года, организованном продюсерским центром  «Artur Production», дуэтом «Vay Tang» при поддержке сообщества уйгурских исполнителей «Парваз». Приятного прослушивания и не забываем оставлять свои отзывы и пожелания.

Embed Embed this video on your site

 
«Мән «туғулған өйүмгә» қайтип кәлдим».
01.11.2016 01:42   

«Уйғур авази» гезити, 27 октябрь 2016 ж.

Келәр һәптидә, йәни 3-ноябрь күни, Уйғур театриниң 83-мәвсүми ечилиду. Театрға йеңи мудирниң тайинланғанлиғиғиму топ-тоғра бир жил толупту. Бир жилда театрда қандақ өзгиришләр йүз бәрди? Театрниң йеңи мәвсүминиң ечилиши алдида биз

мудир Руслан ТОХТАХУНОВқа мошу вә башқиму соаллар билән мураҗиәт қилдуқ.

— Руслан Абдушүкүр оғли, Сизни эстрада юлтузи сүпитидә яхши билимиз, амма сизниң Уйғур театриға келишиңиз биз үчүн күтүлмигән вақиә болди…

— Мән театрға ят адәм әмәс. Мошу йәрдә туғулдум десәм, ашуруп ейтқанлиқ болмайду. Апам — Маһигүл Тохтахунова, узун жиллар давамида театрда ишлиди, һазир һөрмәтлик дәм елишта. Мәнму музыкилиқ училищедин кейин сәнъәттики дәсләпки паалийитимни Уйғур театридин башлиған едим.

— У вақитта сөһби­тимизниму тәрҗимиһалиңиздин  башлисақ…

— Мәрһәмәт! Алмутида туғулдум. Йәттә йешимдин Ахмет Жубанов намидики музыкилиқ мәктәп-интернатниң фортепиано бөлүмидә оқудум. Андин оқушумни Чайковский намидики музыкилиқ колледжида давамлаштурдум. Қизиқ йери, вокал бөлүмидә орун болмиғанлиқтин, маңа чаң бөлүмидә оқушқа тоғра кәлди. Мән уйғур бөлүмидә Нуралим Варисов, Саһибәм Норузовалар билән  оқудум.Һәр иккилиси талантлиқ сәнъәткарлар. Нуралим ака талантлиқ нахшичила әмәс. Униңдин яхши рәһбәрму чиқиду. Ейтмақчи, һазир у «Нава» ансамблиниң музыка рәһбири. Студент дәвримиздә у бизниң староста еди. Биз, студентлар, дайим Варисовтин қечип жүрәттуқ. Кеңәш Иттипақи пәйтидә комсомол, әзалиқ бәдәл жиғиш дегән нәрсиләр бар едиғу. Әтималим, униңға мошу нәрсиләр сәвәп болса керәк.

Училищедин кейин Уйғур театриға ишқа кәлдим. Бәш ай сәһнини безәш цехида ишләп, андин «Яшлиқ» ансамблиға авуштум. У йәрдә талантлиқ композитор Адилҗан Җанбақиев вә нахшичилар Абләһәт Исламов, Раһиләм Әлиевалар билән тонуштум. Шу вақитта «Яшлиқниң» иккинчи тәркивидә Қазақстанниң хелә шәһәрлиридә гастрольда болдуқ. Мән қошумчә ресторанда нахша ейтаттим. Бир күни ресторанға мени мәрһум Болат Сыздықов издәп кәпту. Иккимиз йеқиндин тонушуп, «Мюзикола» топини қурдуқ. Болат иккимиз йеңилиқ киргүзүш нийитидә топқа клавишида ойнайдиған бир қизни издәп таптуқ. У – Карина Абдуллина еди. Кейин уму нахша ейтидиған болди. Шуниңдин кейин «Яшлиқта» тонуш­қан Җанбақиев иккимиз өз алдимизға бир топ қурмақчи болдуқ. Нәтиҗидә  «АР-клуб» барлиққа кәлди. Бу тохсининчи жиллар болидиған. Адилҗан иккимизниң мәхсити – Шәриқниң стилида нахша ейтип, Қазақстан эстрадисиға йеңилиқ киргүзүш еди. Махтинип қояй, тохсининчи жиллири яхши көтирилдуқ. Жиллар өтүп, икки булбулниң бир шахта олтирип сайримайдиғанлиғиға көзүм йәтти. Һәр қайсимиз өз йолимизда кәттуқ. Мән йәккә нахшичи болдум. Вақит келип, сәнъәт мәйданида йеңи стиль, йеңи нахшичилар пәйда болушқа башлиди. Һәрқайсимиз мухлислиримизни таптуқ. Шундақ бир пәйттә сәһнидин кәттим. Буниңға һеч өкүнмәймән. Сәнъәттин кейин чоң тиҗарәттә күчүмни синап көрмәкчи болдум. Ениғирағи, Қазақстандики нефть билән шуғуллинидиған чоң компанияләрниң бири —  «КазМунайГазға» ишқа орунлаштим. Мәзкүр ширкәтниң Хитайдики, Дубайдики шөбилиригә рәһбәрлик қилдим. Иш бабида хәнзу вә инглиз тиллирини үгәндим. Көплигән әлләрдә болдум. Ойлап көрсәм, өйлинип, аилә қуридиған пәйтму келип қапту. Ахири маңа туғулуп өскән шәһиримгә қайтип келишкә тоғра кәлди.

 


Страница 95 из 220

Последние новости

Самое популярное