Open login

Поиск Песни или Исполнителя на сайте PARVAZ.KZ

Главная Новости «Қәлб тәшвиши».
«Қәлб тәшвиши».
01.11.2016 01:28   

«Уйғур авази» гезити, 27 октябрь 2016 ж.

Әйнә шундақ нам билән йеқинда «Мир» нәшриятидин миллий мәдәнийитимизниң җанкөйәри, һәвәскар шаир Мәһәммәтҗан Җанбақиевниң дәсләпки шеирлар топлими йоруқ көрди. Топламда  муәллипниң һәрхил жилларда мәтбуатта йоруқ көргән  кейинки жиллири  уйғур вә қазақ тилида  язған  йеңи шеирлири орун алған. Уларда Вәтинигә, хәлқигә муһәббәт, ана жутниң әвзәллиги, жут вә униң адәмлири, жут тәбиитиниң гөзәллиги, келәчәккә болған үмүт-арманлар, бүгүнки заман һәққанийити, адәмләр арисидики мунасивәтләр охшаш мавзулар өз ипадисини тапқан.

Мәзкүр топлам бәш бөлүмдин ибарәт болуп, уларға җәмләнгән шеирлар һаятий вақиәликлиги, тилиниң раванлиғи билән пәриқлиниду. Мана мошу җәһәтлири билән Мәһәммәтҗан Җанбақиевниң қәлимигә мәнсүп «Қәлб тәшвишиниң» оқурмәнләр қәлбигә йол тепип, китап тәкчилиридин орун алидиғанлиғиға ишәнчимиз камил.

Шәмшидин АЮПОВ.

http://uyguravazi.kazgazeta.kz/?p=26692#more-26692

 
Интересный материал? Поделись с другими:

Последние новости

Самое популярное