Open login
Главная АЛИМЖАН ЗУЛЬПИКАРОВ
Алимжан Зульпикаров
20.12.2015 13:52   

Зульпикаров Алимжан Кахарманович

Родился 7 мая 1988 года в Алматинской области в селе Ават.
В 1995 году пошел в общеобразовательную школу им.Омара Мухаммади , которую успешно закончил в 2004 году.
Еще в школе уделял особое внимание музыке, пробовал петь, активно принимал участие в различных культурных мероприятиях школы и села.
Окончив школу реализовал себя в качестве исполнителя, природные данные позволили без особого профессионального музыкального образования  успешно петь песни различного репертуара: для ресторанов,  шансон, лирика, а так же народные песни .

 

 

С 2010 года с активистами своего поселка и администрацией местного Дома Культуры занимается организацией и проведением благотворительных  концертов, где поет сам, паралельно участвует в областных вокальных конкурсах ,  занимая при этом призовые места.

 

В 2015 году в январе Алимжан участвует на международном фестивале "Талант сахниси" в СУАР(КНР), проходит в финал конкурса.
А в декабре этого года участвует в российском фестивале в Москве "Настоящий шансон", где занимает первое место.

Download Name Play Size Length
download Alim Zulpikarov - Kolshik (M.Krug)

10.9 MB 4:47 min
download Alim Zulpikarov - Madam (M.Krug)

12.7 MB 5:32 min
download Alim Zulpikarov - Magadan (M.Krug)

10.2 MB 4:26 min
download Alim Zulpikarov - Bog tebya khrani (S.Pavliashvili - S.Pavliashvili)

8.3 MB 3:39 min
download Alim Zulpikarov - Lubov eto kogda (A.Zulpikarov)

7.4 MB 3:14 min
download Alim Zulpikarov - Ne sozhaley (A.Zulpikarov - A.Zulpikarov)

8.1 MB 3:31 min
download Alim Zulpikarov - Roditeli (V.Kurskiy)

9.9 MB 4:19 min
download Alim Zulpikarov - Ukhodi (T.Kitov)

5.8 MB 2:32 min
download Alim Zulpikarov - Zhenshina(Matweichuk, Soros)

9.8 MB 4:17 min
download My Kazakhstancy - Alim Zulpikarov- kazak radio

8.9 MB 9:44 min

 

Коллектив сообщества уйгурских исполнителей «Парваз» поздравляет Алимжана с  громкой победой и желает ему дальнейших творческих успехов, все лучшее впереди!

Страничка Алимжана Зульпикарова в контакте

https://vk.com/zulpikarovalim

Dim lights Embed Embed this video on your site

Dim lights Embed Embed this video on your site

Dim lights Embed Embed this video on your site

«Шансонниң» маһири.

«Уйғур авази» 25 февраль, 2016 жил.

Яшларға беғишланған мәхсус сәһипә

Исми: Алимҗан

Фамилияси: Зулпиқаров

Туғулған жили: 1988

Билими: оттураАлимҗан Зулпиқаров – шансон нахшилирини орунлашниң һәқиқий маһири. У өткәндә Россияниң «Настоящий шансон» фестивалиға қатнишип,  ғалип чиқти. Һазир мошу стильдики нахшиларниң яшлар арисида  аммибапқа егә екәнлигини инавәткә алсақ, бу, әлвәттә, чоң утуқ.

Алимҗан Қәһриман оғли Әмгәкчиқазақ наһийәсидики Өмәр Муһәммәдий намидики оттура мәктәпни тамамлиған. У балилиқ чеғидинла музыкиға зор иштияқ бағлап өсти. Тәбиәт һәдийә қилған қабилийити түпәйли  мәктәптә өткән барлиқ кәчләрни классикилиқ, лирикилиқ, хәлиқ, шундақла шансон стилидики нахшилири билән қизитип кәлди.

Мәлумки, Ават йезиси Ипәк йолиниң бойиға җайлашқан. Оттура вә кичик тиҗарәт дөләт ғәмхорлуғиға елинғандин кейин йезида бирнәччә кафе ечилди. Алимҗан жутдашлириниң илтимаси билән той-төкүн, тәвәллуд кәчлиридә нахша ейтишқа башлайду. Ават йезисидики Мәдәнийәт өйиниң мудири Долқунҗан Розахунов Алимҗанниң қабилийитини техиму ашуруш мәхситидә йениға тәклип қилиду. Мана шуниңдин бери Алимҗан йезида өтүватқан барлиқ мәдәний чарә-тәдбирләргә қатнишип, жутдашлирини йеқимлиқ авази, чирайлиқ нахшилири билән хошал қилип келиватиду. Һүнирини йәнила шу жутдашлириниң ярдими билән җумһурийәтлик вә хәлиқара сәһнилиридә намайиш қилиш имканийитигә егә болди. Униң арзу-арманлири сахавәтлик инсанларниң ярдими билән әмәлгә ашти. Алимҗанниң әң чоң утуқлириниң бири – 2015-жили январь ейида у «Шинҗаң талант сәһниси» хәлиқара фестивалиға қатнашти вә финалға чиқишқа муйәссәр болди. Әнди өткән жилниң ахирида болса, у Россияниң «Настоящий шансон» фестивалида сәнъәт мухлислирини өзиниң әҗайип таланти билән қайил қилип, І орунни егилиди. «Настоящий шансон» ширкитиниң мудири Владимир Курский Алимҗанниң қабилийитини мунасип баһалап, уни һәмкарлишип паалийәт елип беришқа чақирди. Һазир у яш сәнъәткарниң орунлишидики нахшилардин тәркип тапқан диск үстидә ишләватиду. Март ейиниң ахирида Алимҗан Москваға атланмақчи. Уни чоң иҗадийәт йоли күтүп туриду. Бәлким, у Мурат Насиров акимизға охшаш сәһнә юлтузиға айлинип қалар.  Биз, Ават йезисиниң яшлири, жутдишимизға  ақ йол тиләймиз!

Бүвинур ҺӘВӘЙДУЛЛАЕВА.

Әмгәкчиқазақ наһийәси.

http://uyguravazi.kazgazeta.kz/?p=22758#more-22758

Dim lights Embed Embed this video on your site

Алим Зульпикаров – Родители

Дорогие друзья. Премьера на нашем сайте видеоклипа набирающего популярность уйгурского исполнителя, работающего в жанре «Шансон» Алима Зульпикарова https://parvaz.kz/index.php/alimjan-zulpikarov на песню «Родители». Песня написана известным российским автором и исполнителем, наставником Алима Владимиром Курским. Режиссером клипа выступил Рустам Мирсакиев. В клипе задействованы актеры Государственного Академического Уйгурского театра музыкальной комедии им.К.Кужамьярова Турдибуви Аблизова https://parvaz.kz/index.php/turdibuvi-ablizova и Алымжан Айсаев https://parvaz.kz/index.php/alymjan-aisaev .Презентация клипа прошла в Алматы 1 марта 2017 года.

Приятного просмотра и берегите родителей, друзья.

Dim lights Embed Embed this video on your site

Алим Зульпикаров – Мой бог

Дорогие друзья, предлагаем вашему вниманию видео Алима Зульпикарова https://parvaz.kz/index.php/alimjan-zulpikarov с кавером на песню Михаила Круга «Мой бог».

Приятного просмотра.

Dim lights Embed Embed this video on your site

 

Алим Зульпикаров – Помолимся за родителей

Дорогие друзья, предлагаем вашему вниманию еще одно видео Алима Зульпикарова https://parvaz.kz/index.php/alimjan-zulpikarov с кавером на песню «Помолимся за родителей» ( музыка - С.Павлиашвили, слова – К.Губин).

Приятного просмотра.

Dim lights Embed Embed this video on your site

 

Алим Зульпикаров - Бог тебя храни

(музыка и слова Сосо Павлиашвили)

Продакшн и режиссер клипа - Юнусов Назим

Dim lights Embed Embed this video on your site

Алим Зульпикаров – Уходи

Dim lights Embed Embed this video on your site

Шансонье

Рашидәм РӘҺМАНОВА,

«Уйғур авази» гезити, 27.04.22

Россиялик тележурналист Андрей Малаховниң «Привет, Андрей!» программисида шансон нахшичиси Алимҗан Зулпиқаровниң https://parvaz.kz/index.php/alimjan-zulpikarov бәргән сөһбитидин кейин нурғунлиған қазақстанлиқлар ушбу программиниң көчәрмисини бир-биригә әвәтип, вәтәндаш сәнъәткар үчүн хошал болғанлиғиниң вә униң таланти билән пәхирләнлигиниң гувачиси болдуқ. Өз новитидә гезитханлар тәрипидинму Алимҗанниң һаяти, паалийити вә иҗадийити һәққидә соаллар билән мураҗиәт қилғанларму аз болмиди. Биз уларға җавап елиш мәхситидә нахшичи билән учраштуқ.

Мошу йәрдә әң дәсләп музыкиниң шансон жанриға тохтилип өтүшни мувапиқ көрдуқ. Сәнъәтниң бу түри XIX әсирниң ахири вә XX әсирниң бешида Франциядә пәйда болуп, уни француз нахшичилири кабареларда иҗра қилған. Әнди кабареларниң пәйда болушиға Франция императори Луи Наполеонниң 1852-жили шансон нахшилирини җәмийәтлик орунларда орунлашни мәнъий қилиши сәвәп болған.

Поэтикилиқ-музыкилиқ йөнилиштики классикилиқ бу нахшилар «реалистик нахшилар» дегән мәна бериду. Нахшини көпинчә муәллипниң өзи орунлайду. Улар «шансонье» дәп атилиду. Башта уни пәқәт аяллар иҗра қилған. Шансонниң дәсләпки иҗрачилири алаһидә әркин ойлиғучилар, музыка жанрида әмәс, бәлки униңға тамамән әксичә әркин жанрдикиләр еди. Кейинирәк шансон йеңилинип, заманивий йеник музыкиниң элементлирини өз ичигә алди. Мәсилән, рок, латин-америкилиқ вә һәрхил миллий ритмлар, электронлуқ музыка шулар җүмлисидиндур. Бирақ иҗрачилар нахшиниң мавзусиға бурунқидәкла чоң әһмийәт бәрди. Әнди уни эстрада артистлири орунлашқа башлиди. Шуниң билән XX әсирдә шансон француз эстрада музыкисиға айланди.

Рус сәнъитигә шансон тәқипләш жиллири, адәмләр түрмә һаяти билән йеқиндин тонушқан дәвирдә кирди. Шуңлашқиму, шансоньелар өз нахшилирида түрмә һаятиниң еғир тәрәплирини әкис етишкә тиришти. Кейин шәһәрлик, һәрбий, муһаҗирлар вә эстрада шансонлири пәйда болди. Ушбу услубтики заманивий иҗрачилар тиңшиғучилириға һәқиқий кәйпият һәдийә қилғучи юлтузлар болуп һесаплиниду.

Сәнъәтниң кам учрайдиған мошу түрини таллавалған Алимҗан Зулпиқаров балилиқ чеғидинла музыкиға иштияқ бағлиди. Тәбиәт һәдийә қилған униң бу қабилийитини синип рәһбири Индира Баранова байқап, балини мәктәпниң җәмийәтлик ишлириға җәлип қилишқа тиришиду. Нәтиҗидә кичик нахшичи билим дәргаһидики барлиқ чарә-тәдбирләрдә вәтәнпәрвәрлик услубтики балилар нахшилирини орунлашқа башлайду.

– Нәвриләрниң чоңи болғачқа, мени апамниң ата-аниси, бовам Қәһриман билән момам Саһирәм чоң қилди. Улар көктат пәрвиш қилатти. Мән ярдәм берәттим. Кейин бовам вапат болуп, момам иккимиз бираз қийнилип қалдуқ. Оғул бала болғандин кейин мениңму янчуғумда бираз тийин-тәңгиниң болғинини, азду-көп пул хәшләшни халаттим. Йезимиз Аватта кафелар биридин кейин бири ечилишқа башлиған еди. Мән баяқи пул тепиш, шу арқилиқ момамға маддий җәһәттин қол-қанат болуш мәхситидә, кафеларниң биригә ашпәзниң ярдәмчиси болуп ишқа киривалдим. 14 яшлар чамисида болсам керәк. Кафеға нурғунлиған адәмләр келип, дәм елип кетәтти. Уларниң көңүллүк олтириши үчүн бу йәрдә музыкантлар ишләтти. Бир күни нахшичиларниң бири ағрип қелип, ишқа кәлмиди. Мениң дайим ғиңшип нахша ейтип жүридиғанлиғимни билидиған кафениң егиси маңа мураҗиәт қилип: «Алимҗан, сәһнигә чиқ» деди. Мән көп ойланмай, қолумға микрофонни алдимдә, һечбир һодуқмай, билгән нахшамни ейттим. Көпчилик һүниримни зор алқишлар билән қарши алдим. Меһманларниң гүлдүрлигән чаваклири астида йәнә бир-икки нахша ейттим. Тәсирләнгиним шунчиликки, дәл шу чағда мән өзәмниң сәнъәт үчүн яралғанлиғимни ениқ чүшәндим, – дәйду яш сәнъәткар.

Шундақ қилип, бу кәч Алимҗанниң келәчәк кәспини таллавелишиға түрткә болди. У әнди сәнъәт дуниясиға чөкүп, униң қир-сирини һәртәрәплимә үгинишни алдиға мәхсәт қилип қойди. Униңға йетиш үчүн йезидики «Ават» кафесиға йолуқуп, шу йәрдә ишләйдиған музыкантларға мураҗиәт қилди һәм илтимасини билдүрди. Улар яш талантниң бу нийитини қизғин қоллиди. Уни өзлириниң йениға елип, музыкилиқ әсваплар билән тонуштуруп, уйғур вә рус тиллиридики нахшиларни үгәтти. Шуниң билән у күни  кечиси кафеда болуп, сәнъәт йолидики дәсләпки устазлири билән нахша ейтишқа башлиди.

Алимҗан Зулпиқаровниң өз талантини риваҗландуруши үчүн 2010-жили җиддий җөндәштин өтүп, аһалиға қайта пайдилинишқа берилгән Ават Мәдәнийәт өйидики паалийитиму чоң ярдәм болди. Алимҗан мәдәнийәт очиғиниң мудири Долқунҗан Розахунов билән қоюқ мунасивәттә болуп, һәрқандақ чарә-тәдбир уюштурғучиларниң йенидин тепилди. Әнди у өз йезисидила әмәс, бәлки наһийә даирисидиму сәһнигә чиқишқа башлиди. Кейинирәк җумһурийәтлик конкурсларда талантини намайиш қилди. Алаһидә авазға егә сәнъәткар Уйғур театрида өткән хәйрихаһлиқ концертқа тәклип қилинип, Мурат Насировниң шу чағларда аммибаплиққа айланған «Я – это Ты!» нахшисини орунлиди. Сәнъәт мухлислирини өзиниң әҗайип таланти билән қайил қилди. Шуниң билән униң исми җумһурийәт миқиясида тонулушқа башлиди.

– 2014-жили Долқунҗан ака йезимизда хәйрихаһлиқ концертини уюштурди. Ушбу чарә-тәдбиргә асасән яш иҗрачилар қатнаштуқ. Ахирида концертниң меһмини, тонулған сәнъәткар Полат Һезимов жутдишим Абдуреһим Низиров иккимизниң қабилийитимиздин һаяҗанланғанлиғини билдүрүп, иккимизгә «Шинҗаң талант сәһниси» хәлиқара фестивалиға қатнишиш тәкливини бәрди. Биз «керәк вақитта керәк җайдин» тепилғанлиғимиз үчүн хошал болдуқ, – дәйду Алимҗан өтмүшни әсләп.

Униң ейтишичә, бу йеқимлиқ хәвәрни аңлиған тиҗарәтчи, йезидики нурғунлиған хәйрихаһлиқ ишлириниң тәшәббускари Нурмәһәмәт Мәңсүров көпчиликкә мураҗиәт қилип, икки яш талантни йолға тәйярлайду. Шуниң билән жутдашлириниң қоллап-қувәтлишидә Абдуреһим билән Алимҗан тарихий Вәтинимизгә атлинип, конкурсқа иштрак қилиду. Уларниң қабилийити бу йәрдиму етирап қилинип, һәр иккиси йерим финалға чиқиду.

Алимҗан мәктәпни тамамлиғандин кейинму кафеда нахша ейтиду. Униң репертуари йеңи-йеңи нахшилар билән толуқтурулиду. Улар асасән шансон услубида болди. Нахшичи уларни Интернет каналлирида елан қилишқа башлиди. Шундақ күнләрниң биридә униң билән россиялик сәнъәткарлар хәвәрлишип, «Настоящий шансон» фестивалиға иштрак қилишқа чақирди. Алимҗан бу қетимму жутдашлириниң ярдими билән Москваға атланди. У байқашқа җиддий тәйярлиқ билән барди. Сәнъәт мухлислирини өзиниң әҗайип таланти билән қайил қилип, Гран-при мукапитиға еришти. «Настоящий шансон» ширкитиниң мудири Владимир Курский Алимҗанниң қабилийитини мунасип баһалап, уни һәмкарлишип паалийәт елип беришқа тәклип қилди вә һәмкарлиқта яш сәнъәткарниң орунлишидики нахшилардин ибарәт «Судьба» альбоми йоруқ көрди.

«Настоящий шансон» фестивалидин кейин Алимҗан «Путь к миру» вәтәнпәрвәрлик нахшилириниң хәлиқара фестивалида йәнә бир қетим өзини тонутти. Бу қетимму у Гран-При мукапитиға еришип, өзиниң шансон нахшилирини орунлашниң һәқиқий маһири екәнлигини испатлиди.

– Қәйәргила бармай, җумһурийәтлик вә хәлиқара сәһниләрдә һүниримни намайиш қилиш имканийитини яритиватқан яхши адәмләр нурғун болди. Жутдашлиримдин башқа «АЗМК-GROUP» җавапкәрлиги чәкләнгән йолдашлиғиниң мудири Шөһрәт Шардиновниң исмини атап өткүм келиду. «Сәнъәттә чегара йоқ» дегән мәнаси чоңқур чүшәнчә бар. Шансонни һазир барлиқ милләт вәкиллири тиңшайду. Чүшәнгиним, адәм өзини өзи һөрмәтлисә, әтрапидикиләрни һөрмәтләшни билсә, өзиму һөрмәткә еришидекән, – дәйду Алимҗан сөһбәтара.

Жилдин-жилға Алимҗан инимизниң исми аммибаплиққа айлинишқа башлиди. Кейинки вақитлардила Россияниң «Привет, Андрей!» вә Қазақстанниң «Медийные личности» программилириға тәклип қилинип, сөһбәт бәргәнлиги сөзүмизниң ярқин испатидур.

– «Привет, Андрей!» программисиға тәклип қилинғинимда, интайин хошал болдум. Немишкә дәйсизғу? Пүткүл дунияға өзәмниң елимни вә хәлқимни йәнә бир қетим тонуштуруш имканийитигә егә болғанлиғим үчүн пәхирләндим. Қедимий сәнъитимиздин дерәк беридиған соғамни тәғдим қилип, әҗайип бир мәдәнийәтлик хәлиқниң вәкили екәнлигимни чоңқур һис қилдим. Бирақ мошу йәрдә бир нәрсини ейтқум келидуки, тарихий сәнъитимиз билән мәдәнийитимиз варислирини көпчилик қоллап-қувәтлисә, нур үстигә нур болар еди. Чүнки артистларниң барлиғи дегидәк хәлиқ ичидин шу хәлиқниң қоллиши билән чиқиду вә көтирилиду. Бу сәнъәтниң немә екәнлигини чүшинидиған һәрқандақ адәмниң, һә һазирқи технология тәрәққий әткән заманда барлиғимизниң қолидин келидиғу?! Чүнки һәммимизниң қолида ахирқи үлгидики смартфонлар вә планшетлар бар. Йәттә яштин 70 яшқичә болған адәмләрни барлиғи Интернеттин қоллинишни билиду. Ичимиздин бир яш талант егиси чиқса, у кичик-чоң сәһнидә утуққа йәтсә, «Instagram», «WhatsApp», «Facebook», «В контакте» сәһипилиридә униң һүнирини елан қилип, қоллап қоюш қийин әмәсқу? Дурус, бизниң хәлқимиз интайин нурғун яхши ишларни қиливатиду. Болупму һәрхил иҗтимаий-мәдәний чарә-тәдбирләрдә алаһидә паалийәтчанлиқ көрсәтмәктә. Бирақ, немишкиду, биз хәлқимиз мәлум бир саһада кичиккинә болсиму илгирилигән адәмни қоллашни билмәймиз. «Привет, Андрей!» программисидин кейин мениң «Instagram» қошумчисидики сәһипәмни оқуғучиларниң қатариға миң уйғур қошулупту. Интайин хошал болдум. «Уйғур авази» гезитида паалийитим һәққидә мақалә йоруқ көрсә, уларниң сани техиму ашидиғанлиғиға ишәнчим камил. Новитидә, қазақстанлиқ уйғурларни миллий маарип вә мәтбуатимизниму қоллап-қувәтләшкә чақирған болар едим, – дәйду Алимҗан.

Шансонье Алимҗан Зулпиқаров бурунқидәкла Әмгәкчиқазақ наһийәсиниң Ават йезисида яшайду. Туғулған елини, ана жутини чәксиз яхши көриду. «Қазақстанда яшаш еғир, пул тепиш мүмкин әмәс» дегән чүшәнчиләрни йоққа чиқирип, адәм балиси өз ишини һәқиқий мәнада яхши көрсә, униңға берилип ишлисә, беқинмайдиған чоққа йоқ дәп һесаплайду. Ахирқи он жилдин бери у өзи әшундақ тинимсиз әмгәк билән шуғуллинип кәлмәктә. Һазир Алмута шәһиридики грузин меһманханилириниң биридә нахшичи болуп ишләйду. Шансон жанри мухлислириниң тәклип қилиши билән пат-пат Россия, Украина, башқиму йеқин вә жирақ чәт әлләрдә болуп, концерт қойиду. Өйләнгән. Рәпиқиси – Яна Мадалиева, пәрзәнтлириниң тәрбийиси вә хәйрихаһлиқ ишлири билән шуғуллиниду. Уларниң алтә яшлиқ Алиф исимлиқ оғли вә бир йерим яшлиқ Сафира исимлиқ қизи бар. Ейтмақчи, пәрзәнтлири дадисиниң нахшилирини интайин яхши көриду, һәтта тили татлиқ Алиф униңға җор болуп, орунлашқа тиришиду. Алимҗан балилиғида үгәнгән адити бойичә гайида аилиси үчүн полу бесишни яқтуриду. Талантлиқ шансоньени беқип, чоң қилған Саһирәм ана һазир 80 яшта. Саламәтлиги яхши. У кәнҗә оғлиниң қолида туриду. Алимҗан аилиси билән момисини пат-пат йоқлап туриду.

 

Әмгәкчиқазақ наһийәси.

https://uyguravazi.kazgazeta.kz/news/47442

 

 

 

 

Сольный концерт Алима Зульпикарова


"Все будет в самом лучшем виде!".

2 октября 2023 года п.Туздыбастау (Калинин)

Дом Культуры (ул.Жылкыбай, 146)

Начало в 19.00.

Гости концерта -

Нариман Аширов,

Maksum Everest

Подробная информация по приобретению билетов -

+7 702 066 6654(Сажида)

+7 707 313 0317 (Яна)

+7 702 823 0330 (Реимжан)

Информационная поддержка - сообщество уйгурских исполнителей "Парваз" @parvaz_kz

 

Dim lights Embed Embed this video on your site

 

 
Интересный материал? Поделись с другими:

Комментарии 

 
+3 #2 Сергей 2017-06-28 19:15 Алим,,,,Я земляк:родился в Алма ате,сейчас живу в германии,,,,вос хищаюсь вашим выступлением,,П есня ,,Родители,,это ваш билет к большой известноти,,,,П розба выложить минус,этой песни,,,Вашу песню должны петь,,,так как поют Круга и Т,Д…с больщит уважением ,,,Сергей,,,
 
 
+1 #1 Гульжан 2017-06-05 18:15 Здравствуйте. кто Ваш продюсер?