| Хуш кәйпият беғишлиған концерт. | |
|
|
«Уйғур авази» гезити, 3 ноябрь 2016 ж. 29-30-октябрь күнлири Қ.Ғоҗамияров намидики җумһурийәтлик Уйғур дөләт музыкилиқ-комедия театрида ШУАРлиқ эстрада юлтузлири Аблаҗан Авут АЮП билән Һәзрәтәли Муһәммәт ТУРСУНниң концерти өтти. Концерт һарписида һәр икки нахшичиниң мәтбуат конференцияси уюштурулуп, униңға аммивий әхбарат васитилириниң вәкиллири һәм Аблаҗан билән Һәзрәтәли иҗадийитиниң ишқивазлири қатнашти. Мәтбуат конференцияни киришмә сөз билән ачқан мәзкүр концертни уюштурғучиларниң бири — Қазақстан уйғур яшлири бирлигиниң рәиси Рустәм Хәйриев мундақ деди: — Бу концертни биз узақтин бери күткән едуқ. Бүгүн шу пәйтму кәлди. Концерт Қазақстан Җумһурийити Мустәқиллигиниң 25 жиллиғиға беғишлиниду һәм икки дөләт арисидики мәдәний алақиларни тәрәққий әткүзүш даирисидә әмәлгә ашурулуватиду. Мәзкүр концертни уюштурушқа Қәдирдан Авутов рәһбәрлигидики продюсерлиқ мәркәз, «URD» студияси вә ҚУЯБ көп күч чиқарди. Пурсәттин пайдилинип, уларға һәм бизни әхбаратлиқ җәһәттин қоллап-қувәтлигән «Пәрваз» уйғур иҗрачилар бирләшмисигә, «Doppalife.com» сайтиға вә «Тәңритағ» телеканилиға тәшәккүр изһар қилмақчимән. Шуниңдин кейин сөз алған «Күйчи» студиясиниң мудири Мәмитимин Абдуҗелил, Аблаҗан Авут Аюп, Һәзрәтәли Муһәммәт Турсун өзлириниң пикирлирини оттуриға салди һәм журналистларниң соаллириға җавап бәрди. Пурсәттин пайдилинип, бизму уларға мураҗиәт қилдуқ.— Бу силәрниң Алмутиға дәсләпки қетим келишиңлар. Тәсиратлар қандақ? Аблаҗан: — Тәсиратлиримиз әҗайип. Бизни достлиримиз наһайити яхши күтүвалди. Медевни, Чимбулақни көрүп үлгәрдуқ. Алмута чирайлиқ шәһәр екән. Адәмлириму хуш чирай. Қәйәргила бармайли, наһайити яхши қарши еливатиду. Үрүмчидә машина көпмекин десәм, Алмутида униңдинму нурғун екән. Һәзрәтәли: — Дидар ғенимәт дәмәкчи, биз бу дидарлишишни үч жил күткән. Бу арминимиз әмәлгә ашти. Бизниң һиссиятлиримизни сөз билән йәткүзүш қийин. Йәнә бир хошал қилған әһвал, қазақстанлиқ уйғурлар биз тәрәпниң сәнъәткарлириниң иҗадийитини яхши билидекән. Уларниң нахшилирини сөйүп тиңшайдекән. Аблаҗан ейтқинидәк, қәйәргила бармайли, бизни, худди кона тонушлардәк, наһайити яхши күтүватиду. — Ата-анаңлар сәнъәт йолини таллиғанда, қарши болмидиму? Аблаҗан: — Мән Хотән вилайити Гума наһийәсигә қарашлиқ Сәнҗу йезисида туғулдум. Йеза Һиндстан билән Авғанстан чегарисиға йеқин. Қисқичә ейтсам, сәралиқ жигит. Дадам аддий дехан, апам өй ишидики аял. Мән дәсләпки қетим чоң сәһнигә 1998-жили чиқтим. Ата-анам, юмшағирақ ейтсам, бу ишни тамамән қобул қилмиди. Амма мән пәқәт иҗадийәт биләнла уларниң қоллишиға егә болидиғинимни уқтум. 2008-жили телевизиягә чиққинимда, дәсләпки альбомум йоруқ көргәндә, улар мениң сәнъәтсиз яшалмайдиғанлиғимни чүшәнди. Һазир улар мени қоллап-қувәтләйду. Һәзрәтәли: — Биздә 50 – 80-жилларда туғулғанлар дегән чүшәнчә бар. Демәкчи болғиним, 80-жилларда туғулған, йәни мениң қурдашлиримниң һәм 90-жилларда, 2000-жилларда туғулғанларниң чүшәнчилири тамамән башқа. Мениң ата-анам 50-жилларда туғулған. Өзлири хизмәттики адәмләр. Мениң дөләт хизмитидә ишлишимни, йәни башлиқ болушумни халатти. Шуңлашқа алий оқушларда оқутти. Һә, мән сәнъәтни таллиғинимда, қарши болди. Бирақ нахшилиримни аңлиғанда, клипларни телевизиядә көргәндә, мениң паалийитимгә қайил болушти. — Қазақстанлиқ уйғур иҗрачилири билән алақәңлар қандақ? Улар билән һәмкарлиқта лайиһиләрни әмәлгә ашуруш планиңлар барму? Аблаҗан: — Биздә Мурат Әхмәдиевни, Дилназ Әхмәдиевани, «Дәрвишләр» топини вә башқиму иҗрачиларниң нахшилирини сөйүп тиңшайду. Бизниң алақимиз, асасән Интернет арқилиқ тәрәққий етиватиду. Биз уларниң сәнъитини дайим байқап туримиз. Үгинидиған тәрәпләр көп. Әнди бирләшкән лайиһиләрни әмәлгә ашуруш — бизниң алий мәхситимиз. Һазир «АРТ-РЭП» топи билән музакириләр жүргүзүватимиз. Худа буйриса, бу ишимиз әмәлгә ашиду, дәп ойлаймән. — Нахша мәтинлирини вә музыкисини ким язиду? Аблаҗан: — Өзәм кичигимдинла шеир язимән. Мошу күнгә қәдәр үч альбомум чиқти. Әллик бәш нахша ейтилди. Уларниң он иккиси башқа муәллипләрниң, қалғининиң һәм мәтинини, һәм музыкисини өзәм яздим. Нахшилар ичидә әң аммибап «Мәшрәп наваси», «Омақ җананим» болди. Концертимизда кона һәм йеңи нахшиларни иҗра қилимиз. Һәзрәтәли: — Мениңдә Аблаҗанға охшаш қабилийәт йоқ. Шуңлашқа нахшиларни һәрхил муәллипләрдин алимән. Нахша таллиғанда, мәтининиң сүпәтлик болушиға алаһидә көңүл бөлүмән. Хәлиқ нахшилирини йеңичә аһаңда яңратқанниму яқтуримән. Шундақ қилип, 29-30-октябрь күнлири Уйғур театрида Аблаҗан Авут Аюпниң «Омақ җананим» намлиқ концерти утуқлуқ өтти. Тамашибинларниң гүлдирас чаваклири билән сәһнигә чиққан иҗрачи кәспий маһарити вә уссуллири билән сәнъәт ишқивазлирини бирдинла мәһлийә қиливалди. Мәлумки, Аблаҗан заманивий стильда, йәни Ғәрипниң заманивий стилида нахша иҗат қилиду. Шундақла уссуллириму алаһидә пәриқлинип туриду. Концертта Аблаҗан Авут Аюп барлиқ нахшилирини тирик авазда орунлап, залдики тамашибин билән җанлиқ алақә орнитип, айрим тәләйлик тамашибинға өзиниң соғилирини тапшурди. Тәкитләш лазимки, нахшичиниң иҗадийитидә алаһидиликләр көп. Шуларниң бири — униң сәһнә кийимлири. Амма қандақла стильда кийинмисун, бирдинла миллий пурақни сезивелиш тәс әмәс. Кийимлири уйғурларниң миллий бәлгүлири, мәсилән, Хотәнниң хан әтләслириниң парчилар, миллий нәқишләр билән безәлгән. Буму униң иҗадийитиниң бир утуғи. Әнди Һәзрәтәли Муһәммәт Турсун өзиниң шох нахшилирини орунлиғанда залдики чоң-кичикниң һәммиси уссулға чүшти. Хуласиләп ейтқанда, тамашибин тәқәзалиқ билән күткән бу концерт һәмминиң көңлидин чиқти. Концерт ахирида сөзгә чиққан мәзкүр концертниң асасий уюштурғучиси Қәдирдан Авутов тамашибинлар намидин сәнъәткарларға тәшәккүр изһар қилди. Шундақла бу концертни уюштурушқа көп күч чиқарған Рустәм Сонуровниң, Рашид Йүсүповниң, Рустәм Хәйриевниң, Илияр Мәшүровниң вә башқиларниң төһписини алаһидә тәкитлиди. Рустәм Хәйриев болса, ҚУЯБ намидин икки сәнъәткарға Тәшәккүрнамә тапшурди. Концерт тамамлиғандин кейин Аблаҗан Авут Аюп вә Һәзрәтәли Муһәммәт Турсун сәнъитиниң ишқивазлириға кумирлиридин қолтамға елиш вә улар билән рәсимгә чүшүш имканийитиму яритилди. Йолдаш МОЛОТОВ. |















