Адилжан Ниязов | |
|
Сәнъәт шәйдаси.
«Уйғур авази» гезити, 4 февраль 2016 жил Сәнъәткар Адилҗан Ниязовни яркәнтликләрниң чоң-кичиги «Яркәнт булбуллири» ансамблиниң әзаси, маһир сазәндә сүпитидә яхши тонуйду. Шундақла униңсиз мәшрәп, той-төкүнләр әвҗигәчиқмайду.Адилҗан ака тарихий Вәтинимизниң Мазар шәһиридә 1955-жили туғулған. 1962-жили ата-аниси билән Қазақстанға көчүп чиқти. Яркәнт шәһиридики С.М. Киров (һазирқи Х.Һәмраев) намидики мәктәпни тамамлап, Ташкәнт шәһиридики мәдәний ақартиш техникуминиң музыка бөлүмигә оқушқа чүшүп, уни 1977-жили муваппәқийәтлик тамамлиди. У жиллири наһийәдә кәспий билимгә егә сәнъәтчиләрдин тәркип тапқан уйғур миллий ансамблини қуруш қолға елинип, униңға Адилҗан ака охшаш яш сазәндә-нахшичилар җәлип қилиниватқан еди. Шундақ қилип, сәнъәтхумар яшлардин тәркип тапқан «Яркәнт наваси» ансамбли қурулуп, Адилҗан Ниязов сәнъәттики дәсләпки қәдимини мәзкүр ансамбльда башлиди. Миллий сәнъитимизни тәрәққий әткүзүштә иҗадий издинип, бар вужуди билән әмгәк қиливатқан яшларни «Оқтябрьниң 40 жиллиғи» колхозиниң рәиси Н.Головацкий толуқ қоллап-қувәтлиди. Көп өтмәйла, ансамбль фестиваль-байқашларға қатнишип мукапатлиқ орунларға қол йәткүзди, сәнъәткарлардики иҗадий өсүш байқалди. Ахири «Яркәнт наваси» ансамбли хәлиқ ансамбли аталди. Униңда Адилҗан ака билән Илияс Сақиев, Мәхсүм Әзизовниң вә башқиму сәнъәтчиләрниң әмгиги бебаһа болди.
Адилҗан ака билән болған сөһбәттә униң 1984 — 1987-жиллири Уйғур театри йенидики «Нава» ансамблидиму сазәндә болуп ишлигәнлигидин хәвәр таптуқ. Бу жиллар җәриянида у исми җумһурийәткә тонулған композитор Икрим Мәсимовниң рәһбәрлигидә кәспий маһаритини техиму ашуруп, дутар челишниң қир-сирлирини үгәнди. Театрда ишләватқанда униңға наһийәдики маһир тәшкилатчи, исми көпчиликкә мәлум рәис Оғуз Ниязов Чулуқай йезисидиму сәнъәт һәвәскарлириниң бешини қошуп, ансамбль қуруп, униңға рәһбәрлик қилиш тәкливини бәрди. Шундақ қилип, өзиниң жутида йәнә бир ансамбль тәшкил қилинди. Адилҗан ака йезидики сәнъәт һәвәскарлириниң һәрикитини қанат яйдуруп, уларни наһийәдә вә униң сиртида өтүлүватқан мәдәний-аммивий чариләргә кәң җәлип қилди. Нәтиҗидә чулуқайлиқ яшларниң «Өсәк садаси» ансамбли көпчиликкә тонулди. «Алитағ» уйғурчә көрситишләр программисиға чүширилип, уларниң талантиға көпчилик яхши инкасларни ейтишти. Буниң ансамбль рәһбириниң тәләпчанлиғи, вақит билән һесаплашмай иҗадий издинишиниң нәтиҗиси екәнлигини иқрар қилиш керәк, әлвәттә.
Елимиз мустәқиллик алған дәсләпки жиллири Яркәнт шәһиридики Әмгәкчи мәһәллисидә йеңи Мәдәнийәт өйи пайдилинишқа берилдидә, униңға Абдусалам Алиев мудир болуп тайинланди. Йеңидин ечилған Мәдәнийәт өйи хәлиқниң мәдәний дәм алидиған орниға айлинип, көплигән чарә-тәдбирләрни уюштуруш қолға елинди. Мәһәллиниң қиз-жигитлириниң беши қошулуп, улардиму ансамбль қуруш истиги пәйда болди. Бу ишқта хелә тәҗрибигә егә, исми көпчиликкә тонулған Адилҗан ака рәһбәрлик қилидиған болди. «Турсунмәһәмәт МӘШҮРОВ чүшәр-гән сүрәт.» Адилҗан Ниязовниң тәшәббуси билән Илияс Сақиев, Полат Һезимовларниң миллий чалғу-әсвапларда хәлиқ сөйүп тиңшайдиған нәғмә-наваларни яңритишидин бәһирләнгән хәлиқ уларни булбулларға охшитип «Яркәнт булбуллири» дәп атап кәтти. Шундақ қилип, әнди «Яркәнт булбуллириниң» иҗрасидики қулаққа йеқимлиқ, муңлуқ нахшилар чоң-чоң сәһниләрдә ейтилишқа башлиди. Дәсләп Җумһурийәт сарийида өткән «Тәбәссүм» программисиға қатнашқан иҗадий топ Бишкек шәһиридә, ШУАРниң Үрүмчи, Ғулҗа, Турпан шәһәрлиридә өз һүнәрлирини намайиш қилип, сәнъәтсөйәр амминиң чоңқур ихласиға бөләнди. 2006-жили Америка Қошма Штатлириниң Вашингтон шәһиридә 2009-жили болса, Германияниң Мюнхен, Швецияниң Стокгольм шәһәрлиридики уйғур мәшрәплиригә тәклип қилинип, чәт әлләрдиму уйғурниң миллий саз-нәғмилирини яңратқанлиғини алаһидә тәкитләш лазим. — Сәнъәтхумар аилидә өсүп, тәрбийиләндим. Момам Гөһәрхан, анам Зорәм дутар чалатти. Дадам Әхмәтҗан нахшини вайиға йәткүзүп ейтидиған. Мәрһумларниң тәсири болуши тәбиийғу, мәнму нахша-сазға йеқин болуп өстүм. Лекин спортқа болған қизиқишим алаһидә еди. Мәктәптә оқуватқан чеғимда спортниң әркин күрәш түри билән җиддий шуғулландим. Наһийәдики турнирларға қатнишип жүргинимни рәмити дадам анчә яқтурматти. Анамниң әнсириришичу техи. 1-разрядлиқ спортчи сүпитим билән Талдиқорған шәһиридә өткән вилайәтлик мусабиқида қолумни чиқиривалдим. Дадам шуниңдин кейин спортқа йеқин йолатмиди. Мәктәпни тамамлап, дадамниң мәслиһити билән сәнъәт йолини бирәтола таллидим. Толирақ жутдашлирим, хәлиқ талантлири — Садиқҗан Юнусов, Садиқҗан Норузов, Мурат Буқабаевдин тәлим алдим. Акилиримниң йешиға йетип, һазир мәнму шагирт тәрбийиләватимән. Чайковский намидики колледжни тамамлиған җийәним Һәсәнҗан Иминов билән Илһамҗан Сулаймановтин үмүтүм зор. Равап, дутар вә тәмбүрни кәспий сазәндиләрдин һеч қелишмай чалиду, нахшиму ейтиду, — дәйду у биз билән болған сөһбәттә. Мошу йәрдә Адилҗан акиниң аилиси һәққидә ейтиш өтүш орунлуқтур. Униң өмүрлүк җүпти Рабигүл һәдиму нахшичи. Пәрзәнтлириниң чоңи Гөзәл уссул шәйдаси. Гөзәлниң сәнъәттә қол йәткүзгән утуқлири аз әмәс. Кичигидила җумһурийәтлик «Ғунчә» хәлиқ талантлири фестивалида баш мукапатни йеңивалди. Бүгүнки күндә алий билимлик педагог-психолог болған у Хелил Һәмраев намидики мәктәп йенидики ихчам мәркәздә тәрбийичи болуп ишләйду. Биз сәнъәт шәйдаси Адилҗан Ниязовни 60 яшлиқ тәвәллуди билән тәбрикләп, иҗадий утуқ тиләймиз. Гөһәрбүви ИСМАЙИЛҖАНОВА. http://uyguravazi.kazgazeta.kz/?p=22383#more-22383 Dim lights Embed Embed this video on your site |