Абдурашид Мухамедов | |
|
Абдурешит Муһәмәтов 1945-жили Ғулҗа шәһириниң Үч дәрваз мәһәллисидә сәнъәткарлар аилисидә туғулған. Башланғуч синипни Ғулҗа шәһиридики Сталин намидики мәктәптә түгитип, андин оқушини Үрүмчи шәһиридә давамлаштуриду. У 1961-жили Қазақстанға, йәни Алмута шәһиригә көчүп чиқиду. Москва шәһиридә үч жил һәрбий хизмитини өтәп кәлгәндин кейин, Алмута шәһиридики чай қачилаш фабрикисида ишләйду. 1976-жили һазирқи Қ.Ғоҗамияров намидики җумһурийәтлик дөләт Уйғур музыкилиқ комедия театриға ишқа қобул қилинип, «Нава» ансамблида нахшичи сүпитидә паалийәт елип бариду. У 20 жилға йеқин вақит Уйғур театрида ишлигән паалийити җәриянида миллий сәнъитимизниң риваҗлинишиға мунасип төһпә қошқан талантлиқ сәнъәткарлиримиз җүмлисидиндур.
Абдурешит Муһәмәтовниң нахшичи сүпитидики паалийити өз алдиға бир дуния. Униң һәрқандақ адәмниң қәлбини тәвритишкә қабил, мәзмунлуқ һәм йеқимлиқ хәлиқ нахшилирини, дилларни тәвритидиған муқамлирини хәлқимиз дайим сөйүп тиңшиди. Абдурешит Қадирази оғли һәрқачан өзигә жүкләнгән җавапкәрликниң һөддисидин шәрәп билән чиқишни билди, өзиниң адиллиғи вә принципиаллиғи түпәйли әл-жут арисида иззәт-һөрмәткә бөләнди, миллий сәнъитимизниң һәқиқий җанкөйәрлири сепидин орун алди. Мәрһум 2008-жили һөрмәтлик дәм елишқа чиққандин кейинму сәнъәттин қол үзгини йоқ, хелә жиллар давамида оттуз оғул мәшрәплиридә, миллий сәнъитимизни риваҗландуруш мәхситидә уюштурулған сәнъәт фестивальлирида алдинқи сәптин көрүнүп, сәнъәтсөйәр амминиң һөрмәт-еһтирамиға бөләнди. Мошу жилниң 21-август күни талантлиқ нахшичи Абдурешит Қадирази оғли Муһәмәтов 69 йешида вапат болди (https://parvaz.kz/index.php/articles/971-ushel-iz-jizni-abdurshid-muhamedov). Мукам «Сегах» в исполнении Абдурашида Мухаметова. Embed Embed this video on your site Видео с Абдурашидом Мухаметовым. Dim lights Embed Embed this video on your site |