Open login
Главная ИРАДА МАМУТОВА
Юные таланты среди нас
26.03.2016 17:35   

Ирада Мамутова

 

Знакомьтесь  - Ирада Мамутова. Ученица 3 класса 101 школы-гимназии. Ирада занимается в №6 музыкальной школе искусств им. М.Глинка по классу фортепиано, наставник Нестерова Аида Борисовна. Так же Ирада ходит на курсы вокала и хореографический кружок. Вот такой разносторонний талант у нашей юной Ирады. Так держать!

 

 

Использованные произведения – Сонатино, Фугетта (С.Павлюченко), Вариации (Ф. Кулау), песня «Жүжəлəрим».

Download Name Play Size Length
download Irada Mamutova - Ana tilim(I.Isayev -M.Zulpikarov)

6.7 MB 2:54 min

Dim lights Embed Embed this video on your site

Новости от нашей юной Ирады.

У Ирады Мамутовой наступила пора сдачи экзаменов.

Предлагаем вашему вниманию любительское видео от Ирады Мамутовой https://parvaz.kz/index.php/irada-mamutova.

Ирада Мамутова готовится к экзаменам. Результат - сдала на «Отлично». Молодец!

Dim lights Embed Embed this video on your site

Занятия Ирады по хореографии(хореограф Шакир Тимурович) и сдача экзамена.

Dim lights Embed Embed this video on your site

АЛАМƏТ ХУШ ХƏВƏР!

КАЛБИНУР АРУП - 
"ƏТИГƏНДƏ ИШЛАР БИЛƏН ӨЙДИН ЧИҚИП КƏТКƏН ЕДИМ, ӨЙГƏ КИРИШИМГƏ ПОЧТИДИН КƏЛГƏН ЙОҒАН ИККИ АҚ КОНВЕРТНИ АКАМ БƏРДИ. БУ НЕМИДУ?- ДƏП АЛДИРАШЛИҚ ЕЧИШҚА БАШЛИДУҚ, АҚ ҚƏҒƏЗ ИЧИГƏ ЙОШУРУНҒАН БИР НƏРСИЛƏР БИЗНИ БƏК ХОШАЛ ҚИЛДИ. ҺƏҚИҚƏТТƏНМУ ХОШАЛЛИҚТА ЧƏК ЙОҚ, МАНА БУ ХУШ ХƏВƏРНИ БАРЧƏ ДОСТЛАР БИЛƏН БӨЛҮШКƏННИ ТОҒРА КӨРДУҚ: 
D I P L O M
I СТЕПЕНИ
ПО ПРЕДСТАВЛЕНИЮ ПРЕЗИДИУМА МЕЖГОСУДАРСТВЕННОГО ЭКСПЕРТНОГО СОВЕТА В НОМИНАЦИИ "НАЦИОНАЛЬНАЯ ГОРДОСТЬ РЕСПУБЛИКИ КАЗАХСТАН " НАГРАЖДАЕТСЯ МАМУТОВА ИРАДА  https://parvaz.kz/index.php/irada-mamutova
И МЕДАЛЬЮ "ОДАРЕННЫЙ РЕБЕНОК"
Пурсəттин пайдилинип, қизим Ирадини мошу медаль вə дипломни елишқа тəвсийə қилған, "Сəнъəт мəктиви"ниң мудири Ирина Викторовнаға вə А.Розибақиев намидики 153 мəктəп-гимназияниң мудири Шавкəт Нияз оғли Умаровқа һəм устазлири Нестерова Аида ,Надийəм Рембакиева вə башқа пəн муəллимлиригə рəхмəтлəр ейтип алий еһтирамлар билдүримиз!"
МУКАПАТ МУБАРӘК БОЛСУН, ИРАДӘ!

ХУШ ХƏВƏР!

Мана 3 күн мабайинида йəни 1-3 - ипар (май) 2019-жили өткүзилгəн "Музыка йоли" Хәлиқаралиқ конкурсиға Алмута шəһири "Сəнъəт мəктиви" ниң һәм А.Розибақиеа намидики 153-мәктәп-гимназиясиниң оқуғучиси Ирадә Мамутова фортепиано əсвави бойичə қатнишип, "Баш мукапат"-қа егə болди.

Устази Нестерова Аида Борисқизиға чин жүрəктин рəхмəт ейтимиз!

 

Ирадилик Ирадә


«Уйғур авази» гезити 14.10.21

Бирнәччә жиллардин буян, болупму иҗтимаий торларда А.Розибақиев намидики 153-мəктəп-гимназияниң оқуғучиси Ирадә Мамутованиң сәнъәт саһасида йәткән утуқлири һәққидә хәвәрләр пәқәт униң уруқ-туққанлири, өзи билим еливатқан билим дәргаһиниң муәллимлири вә жутдашлиринила хошал қилип қалмай, бәлки пүткүл уйғур җамаәтчилигиниң алқишиға сазавәр болуватқанлиғидин хәвәрдармиз. Әнди мошу жилниң 6-октябрь күни Алмута шәһири һакиминиң орунбасари Ержан Бабақумаровниң қолидин «Елбасы Медалі» лайиһәсиниң бронза медали он бәш алмутилиқ  оқуғучиға тапшурулған еди. Әйнә шуларниң ичидә әң кичиги А.Розибақиев намидики 153-мəктəп-гимназияниң 9-синип вә Алмута шәһири «Сәнъәт мәктивиниң»  оқуғучиси Ирадә Мамутованиң https://parvaz.kz/index.php/irada-mamutova болуши жуқурида ейтилған сөзлиримизниң йәнә бир ярқин ипадиси болуп турупту.

 

«Елбасы медалі» лайиһәси 2019-жили «El Úmiti» тәшәббуси даирисидә Қазақстанниң Тунҗа Президенти – Милләт лидери корпоративлиқ фонди вә «Милләт Лидери Академияси» тәрипидин тәсис қилинған болуп, униңға 14 – 29 яш арилиғидики яшлар қатнишалайду һәм 14 яштин «бронза», 15 яштин «күмүч» вә 16 яштин «алтун» дәриҗилик медальларға үмүт қилалайду. Лайиһә асасән йәттә, йәни спорт, қабилийәт вә маһарәтниң риваҗлиниши, китап оқуш, пидаийлиқ, миллий мирас, туристлиқ вә иш тәҗрибиси саһалиридин тәркип тапқан. Мәзкүр лайиһә қабилийәтлик балиларни һәр җәһәттин қоллап-қувәтләшкә қаритилған болуп, униңға қатнишиш тәртиви Һөкүмәт қарари билән бәкитилип, Тунҗа Президент фонди тәрипидин өткүзүлүп кәлмәктә. Жил бойи униңға он миңға йеқин адәм қатнишиду. Мусабиқә башлиниш алдида улар бронза, күмүч яки алтун дәриҗиләрни таллавелип, алтә айдин он сәккиз айғичә болған вақит ичидә өзи таллавалған саһа бойичә паалийәт жүргүзиду.

Әнди мақалимизниң асасий қәһриманиға келидиған болсақ, Ирадә кичигидинла сәнъәткә қизиқип, өзиниң таланти, интилиши вә тиришчанлиғи  билән пән муәллимлириниң, сәнъәт мутәхәссислириниң вә ишқивазлириниң диққәт мәркизидә болуп кәлгәнлигини яхши билимиз. Көплигән сәнъәт көрүклириниң, фестивальлириниң ғалиби аталған Ирадә қизимизниң санақсиз мукапатлири ичидә 2018-жили Дөләтара эксперт кеңиши Президиуминиң «Қазақстан Җумһурийитиниң милләт ғурури» номинацияси бойичә 1-дәриҗилик дипломи вә «Қабилийәтлик гөдәк» медалиға муйәссәр болғанлиғини атап өтсәк купайә. Буниңдин ташқири, Ирадиниң қазақ тили вә дикторлуқ бойичә өткән мусабиқиләрдиму өзини синап, мукапатларға еришкәнлиги яхши мәлум. 2019-жили болса, униң исми Россияниң Москва шәһиридә нәшир қилинидиған «Әң яхши адәмләр» дәп аталған «Чоң хәлиқара қамусиниң» «Балилар – бизниң келәчигимиз» бөлүмидин һөрмәтлик орунға еришти.

Сөзимизниң ахирида Ирадиниң ирадилик балилардин болуп йетилип, елимиз Қазақстанниң әң яш талантлири сепидин орун елишиға асаслиқ төһпә қошқан униң ата-аниси, миллий сәнъитимиз вә маарипимизниң җанкөйәрлири Қәлбинур Розиева вә Рәзам Мамутовни, пән муәллимлири Аида Нестерова вә Надийəм Рембақиевани, мәктәп коллективлирини чин жүрәктин тәбрикләп, Ирадә қизимизниң йәниму егиз чоққилардин көрүнүшини тиләймиз.

Рәхмәтҗан ЙҮСҮПОВ.

Алмута шәһири.

https://uyguravazi.kazgazeta.kz/news/46530

 


 
Интересный материал? Поделись с другими: