Open login
Главная ДИЛЬНАЗ ЮЛЧИЕВА
Дильназ Юлчиева
10.03.2014 12:29   

Уссулчи нахшиму ейтиду

Дилназ Тайир қизи Йолчиева — сәнъәткарлар аилисидә дунияға кәлгән. Кичигиндинла сәнъәт алиминиң сехирлиқ  сирлириға чөкүп өскән қиз кәсип таллашта һеч иккиләнмәйла ата-анисиниң изи билән меңишни қарар қилиду. Дилназ дәсләп эстрадилиқ-цирк колледжиниң вокал бөлүмидә билим елип, андин кәспий билимини техиму мукәммәлләштүрүш мәхситидә Қазақ дөләт қизлар педагогика университетиниң музыка-хореография факультетида тәһсил көриду. Һазир Уйғур театридики «Рухсарә» ансамблиниң уссулчиси. Талантлиқ яш сәнъәткар пәқәт уссулғила әмәс, шундақла нахша ейтишқиму бәк қизиқиду. Дилназниң бу йолдики көп издиниши вә тиришчанлиғи нәтиҗисидә йеқинда униң «Җаһаним» намлиқ йәккә альбоми йоруқ көрди. Альбомдин заманивий вә хәлиқ аһаңлириға йезилған миллий нахшилардин башқа қазақ, өзбәк вә рус тиллирида иҗра қилинған нахшиларниң орун елиши яш иҗрачиниң көпқирлиқ қабилийәт егиси екәнлигидин дерәк бериду, әлвәттә. Сәнъәткарниң бу тунҗа альбоми униң Баһар мәйрими һарписида өз мухлислириға һәдийә қилған һәқиқий мәйрәмлик чашқиси болди.

Дилназға келәчәктә сәнъәтниң техиму егиз чоққилиридин көрүнүшигә тиләкдашлиқ билдүримиз.

Мәшүр Сасиқов «Уйғур авази» гезити 6 Март 2014    http://uyguravazi.kz/?p=12152

 

Download Name Play Size Length
download Kyalginya(I.Radjabov - S.Mashrapov)

3.1 MB 3:24 min

Dim lights Embed Embed this video on your site

 
Интересный материал? Поделись с другими:

Комментарии 

 
+1 #1 адик уйғур 2014-03-10 21:06 гөзаллиги һөснигә ярашқан Дилназниң уссул ойнаш маһарити билән йеқимлиқ авазиға мәһлия болдум!!!