МИРЗАХМЕТ УШУРОВ | |
|
УШУРОВ МИРЗАХМЕТ НУРАЛИЕВИЧ Дата рождения 12 НОЯБРЯ 1951 ГОД Исполнитель главных и центральных ролей в таких спектаклях как: «Бунт невесток» С.Ахмеда, «Железная женщина» Ш.Башпекова, «Иностранец» Хюрюмюзли, «Омяр Мухамди» К.Мансурова, «Паутина» А.Ахметова, «Таут» Я.Шамиева, «Ханума» А.Цагарели, «Белое платье матери» Ш.Хусаинова, «Анархан» Дж.Асимова и А.Садырова, «Махамбет» А.Тарази, «Кто виноват» М.Мансурова, «Кашгария» И.Гаипа.
Сәhнә үчүн яралған «Уйғур авази» гезити 10.11.21 Уйғур театр сәнъитиниң йетәкчи актерлириниң бири – Мирзәхмәт Һошуров https://www.parvaz.kz/index.php/mirzahmet-ushurov 70 яшқа толди. Биз уни тәвәллуди билән сәмимий тәбрикләймиз. Мирзәхмәт Һошуров өзиниң пүткүл иҗадий һаяти, Уйғур театриға садиқлиғи, Қазақстан театр сәнъитигә қошқан бебаһа үлүши, тамашибинларниң һөрмәт-алқиши билән талантлиқ, көпқирлиқ кәспий актер унваниға мунасип. Көпжиллиқ иҗадий паалийити вә Қазақстан сәнъитиниң тәрәққий етишигә қошқан һәссиси үчүн «Мәдениет қайраткері» бәлгүси билән мукапатланди. Гүлбаһар Насирова вә Турсун Юнусниң «Гүлдәстә» пьесиси билән театр фестивалиға қатнишип, «Узақ жиллиқ иҗадий паалийити үчүн» номинациясидә 1000 АҚШ доллири миқдарида ахчилиқ мукапатқа еришти. Бу мақалида Мирзәхмәт Һошуровниң әң ярқин рольлирини әскә елип өтмәкчимән. Актер өз рольлирини, қәһриманлар типажлирини, әтималим, мөтивәрләрдин, йеза балилиридин, ана жути Қирғизсайдин тапидиған болса керәк. Уйғур наһийәсиниң тәбиити, Әвлия чоққа, Назугум паналиған өңкүр, бүк-барақсан бағлар, аришаң Мирзәхмәтниң актерлуқ талантиниң шәкиллинип, риваҗлинишиға тәсир қилди, әлвәттә. Чүнки сәһнидики һәрбир роль – бу тарих вә мәлум бир дәвир. Мирзәхмәт Һошуровниң балилиқ вә яшлиқ дәври башқа тәңтуш- замандашлиридин һеч пәриқләнмәйду. 1968-жили уйғур оттура мәктивини утуқлуқ тамамлап, бир жил мабайнида өз йезисида башланғуч синиплар муәллими болуп ишләйду. Бирақ жутиға Уйғур театри гастрольға кәлгәндә, театр сәнъити уни һаяҗанға салатти. Көпчиликкә кәң тонулған артистларниң оюни Мирзәхмәтни өзигә мәһлия қиливалатти. Шуңлашқа артист болушни көңлигә пүккән у 1969-жили мәхсус оқуш орниға – җумһурийәтлик эстрада-цирк студиясиниң (һазирқи Ж.Елебеков намидики ҖЭЦК) «Актерлуқ маһарәт» бөлүмигә чүшиду. Шу жили курсни уйғур мәдәнийити вә сәнъитини яхши билидиған, Уйғур театриниң баш режиссери, кәспий кадрларниң нурғунлиған әвладини тәрбийиләп чиққан Сергей Рубенович Башоян қобул қилған еди. Арман қилған кәсипни егиләшкә мәккәм бәл бағлиған Мирзәхмәт актерлуқ маһарәт сирлирини һармай-талмай өзләштүрди. Арида армия сепигә чақиртилип, Вәтән алдидики һәрбий борчини өтәп қайтқандин кейин Сергей Башоянниң қолида курсни тамамлайду. «Аршин мал алан» спектаклидики Султанбекниң ролини утуқлуқ ойнап чиқиши униң Т.Жүргенов намидики Қазақ дөләт театр вә кино сәнъити институтиға йолланма елишиға сәвәп болди. Шундақ қилип, Мирзәхмәт Һошуров 1973-жили мәзкүр билим дәргаһиниң «Актерлуқ маһарәт» факультетиға – СССР хәлиқ артисти, профессор Хадиша Бөкееваниң синипиға оқушқа чүшиду. 1977-жили институтни тамамлаш емтиһанида Аттестация комиссияси Назым Хикметниң қәлимигә мәнсүп «Пәрһат-Шерин» бойичә дипломлуқ ишта Вәзир-Һошуровниң ролини жуқури баһалайду. Вәзир-Һошуров – һакимийәт бешиға интилған мәккар, қув персонаж. Хадиша Бөкеева мәктивидә яхши тәйярлиқ көрүши түпәйли Мирзәхмәт Һошуров жуқури иҗрачилиқ маһаритини намайиш қилиду. Униң кейинки һаяти Уйғур театри билән бағлиқ болди. У миллий театр сәнъитидә өчмәс из қалдурған артистлар билән янму-ян ишләп, умумий көрүнүшләргә чиқиш вә анчә чоң болмиған рольларни иҗра қилиштин тартип, актерлуқ маһарәтниң барлиқ басқучлиридин өтиду. Театр режиссерлири, чәттин тәклип қилинған қойғучилар актерда тәбиий талантни, чоң иқтидарни байқайду. Униңға баш рольларни, иккинчи пландики комедиялик характерға егә образларни ишәш қилип тапшуриду. Актерниң көпқирлиқ таланти бир спектакльда һәрхил рольларда ечилиду. Мәсилән, «Анархан» спектаклида бир театр мәвсүмидә Сайитниң ролини ойниса, йәнә бир мәвсүмдә Әлабайниң ролини иҗра қилиду. Сайит-Һошуров вә Әлабай-Һошуров – паҗиәлик вә комедиялик актерниң роли. Театр тәңқитчиси Әхмәтҗан Қадиров Әким Таразиниң «Махамбет» спектаклидики Чоқан Вәлиханов-Һезимов вә Михаил Достоевский-Һошуровниң оңушлуқ чиққан дуэтини алаһидә тәкитләйду. Қойғучи режиссер Г. Асылханов спектакльда әҗайип актерлар ансамблини вуҗутқа кәлтүрди. Уларниң арисида, әлвәттә, мақалимиз қәһриманиму бар. Мирзәхмәт Һошуров яратқан бәдиий образлар диапазони наһайити кәң вә хилму-хил. Қайсиду-бир образни айрим елип, мошу роль униң иҗадийитидә алаһидә орун егиләйду, дәп ейтиш мүмкин әмәс. Чүнки һәрбир йеңи рольда биз униң пәқәт өзигила хас услубини көрүп-байқаймиз. Театр тәңқитчилири, режиссерлар, биринчи новәттә, униң сәһнидә роль ойнимай, бәлки яшайдиғанлиғини, дайим издинидиғанлиғини тилға алиду. Мәсилән, «Парасәтсиз тәхсир» спектаклидики – Журден, «Король Лир» паҗиәсидики – Глостер, «Ипархан» тарихий пьесидики – Сайидхан, «Төмүр хотундики» – Қошқарбек, «Кәриздики» – Нур бовай, «Махмут Қәшқәрийдики» – Самянин вә башқиму йүздин ошуқ рольларда у өз қәһриманлириниң образлирини, уларниң ички сезимини наһайити ярқин ечип бериду. У «Тәбәссүм» программисиғиму қатнашқан көпқирлиқ актердур. Улардин ташқири «Кунә», «Алдар Көсе» вә «Ишикни ач, мән сениң бәхтиң» фильмлирида эпизодлуқ рольларниму иҗра қилди. Мирзәхмәт Һошуров билән болған сөһбитимиз давамида у тәбрик үчүн миннәтдарлиқ билдүрүп, Уйғур театриниң коллективи билән тамашибинларға, «Уйғур авази» гезитиниң оқурмәнлиригә, жутдашлириға әң изгү тиләклирини изһар қилип, мундақ деди: «Бизниң әвлат адил әмгәк қилип яшиди, Актер җанаби алийлириға қолидин келишичә хизмәт қилишқа тиришти. Немиду-бир нәрсә оңушлуқ чиқти, немиду-бир нәрсә қамлашмиди. Бирақ сәһнидә өткән һаят һечқачан әстин чиқмайду вә чиқмаслиғи керәк». Мениңчә, мундақ гәпләрни өз кәспини чин дилидин сөйгән, шуниңға муһәббәт бағлап яшиған һәқиқий инсанларла ейталиса керәк. Гүлнарә САЙИТОВА, Қазақстан Җумһурийитиниң хизмәт көрсәткән артисти, сәнъәтшунаслиқ пәнлириниң намзити, профессор. |