Долятов Абдумежит Шерипидинулы (Сирдаш) - великий уйгурский поэт
(31.03.1949-26.08.2008), родился в селе Байсеит, Чиликского района, Алматинской области.
До 1970 года работал в школе им. Ауэзова села Малыбай, Чиликского района, преподавателем.
С 1970 года - работа в Республиканской общественно-политической газете «Коммунизм туги» /ныне «Уйгур авази»/ в должности корректора, далее корреспондента и заведующего отдела. С 1984 по 2008 годы - заместитель главного редактора газеты..
С 2008 года работал в Государственном Уйгурском театре музыкальной комедии имени К. Кужамьярова заместителем директора по драмматургии.
С 1982 года член Союза писателей СССР, затем член Союза писателей Казахстана. 1992 год - лауреат премии Союза писателей Казахстана, 1993 год - лауреат фестиваля поэтов тюркских стран, лауреат премии Ильи Бахтии. В 1984 году был участник VIII Всесоюзного совещания молодых писателей СССР /г.Москва/.
В конце 2007 года организовал творческую группу «Тәнритағ» для начинающих молодых писателей.
Издал шестнадцать книг, его стихи были переведены на казахский, русский, узбекский, киргизский, корейский, турецкие языки. Его стихи были опубликованы в журналах «Дружба народов», «Истоки», в «Литературной газете», в Казахстане «Жұлдыз», «Простор», а также в республиканских газетах.
Остроумный собеседник, чуткий человек, он жил в полную силу, не оглядываясь на прошлое. Создал прекрасные произведения «Тойнамә», «Возвращение весны», «Мелодии родного края», «Звон родников». Написал более трехсот песен для звезд Казахстана , перевел на уйгурский язык произведения Абая, Пушкина, Есенина, Жумабаева, Цветаевой, Ахматова, Макатаева, Онгарсынова, Молдагалиева и др.
Ниже приведен текст вступления к книге А. Долятова «Өмүр - Дастан», написанный известным уйгурским писателем Ахмеджаном Аширий.
Статья памяти Абдумежита Долятова
ГҮЛБӘҺРӘМ ХОШАЕВА
Аләмдин мәзгилсиз өткән қәдирлик устазим вә қәләмдаш акам Абдумежит Дөләтовниң ярқин хатирисигә яднамә. Һәқ гепиңни ейтарсән... О, тәңшәлмигән аләм! Сән өзәңниң бәкму берәһим екәнлигиңни һәр күни дәлилләш билән аварә болсаң, мән сәндин пәқәт яхши күнләрни һармай күтүш билән аваримән. Мана бүгүн немә қилдиң?! Аримиздин туюқсиздин-туюқсиз кимни елип кәттиң? Бу соалға берәр дәлил-сәвәплириң барму сениң? ... Әлвәттә бу улуқ аләмниң маңа берәр жавави йоқ. Амма бүгүн бизниң хәлқимиз, миллий әдәбиятимиз орни толмас жудалиққа учриди. Аримиздин талантлиқ шаир, атап түгәткүсиз есил пәзиләтләргә егә инсан Абдумежит Дөләтов мәзгилсиз кәтти. ... Бу немә аламәтту Абдумежит ака! Оттуз жилға йеқин ижадийәт алимидә «өзәмниң укам» дәп әгәштүрүп жүргән сиңлиңни «аләмдин өтти» дегәнгә охшаш еғир гәпләрни йезишқа мәжбурлаватисән. Сән ялған гәп қилған адәмгә наһайити өч едиңғу. Һә өзәңниң маңа қилған гәплириң четидин ялған болуп чиққанлиғи сән үчүн һеч гәп әмәс охшайду. «Әнди пәқәт ижадийәт билән шуғуллинидиған пәйт кәлди. Мән сени назарәткә алмисам сән һорун қәлимиңни ташлаветидиған охшайсән» дәп «Тәңритағ» ижаткарлар бирләшмисигә елип кәлгән едиңғу. Мени әнди ким назарәт қилиду? Мени әнди бу мурәккәп йолда ким әгәштүрүп жүриду? Мән сән назарәтни қәтъий күчәйткән чағдин башлап худди сениң үчүн йезип беридиғандәк «Дөләтов учрап қалса немә яздиң дәп сорайду, әң болмиса азғина бир нәрсә йезип қояй» дәп тиришип жүрәттимғу. Һәммини чәткә қоюп өзәң туюқсиз кетип қалмақчи болған түндин пәқәт бир нәччә саатла илгири наһайити тетик аваз билән телефон қилип: - Немә йезиватисән-әй? Үнүң чиқмай қалдиғу. Сән өзәң нәдә? Мән йоған қилип өй селиватимән. Қачан келип көрисән? - дедиң. Сениң «йоған өйни» у дунияға селиватқиниңни һеч сәзмигән мән надан: - Шундақму? Мән сени пәқәт бир һәптә илгирила көрүведимғу. Иккимиз икки сааттәк гәпләшкән әмәсмедуқ. У чағда өй селиш тоғрилиқ еғиз ачмиведиң. Қандақ чапсан селивәткән өй бу? Гепиңгә қариғанда хелила пүтүп қалған охшимамду?- десәм: - Һә-ә шундақ. Өй чүшидиған йәрни өлчәп тәйярлап қойдум, - дедиң. Бу гепиңгә әқлим лал болуп: - Селинмиған өйниму көргин дәмсән? Әң болмиғанда темини турғузмамсәнкән,- дегән едим өзәмчә кайип. - Пүтмисә пүтидиғу бир күни. Қачан келип көрүсән?-дедиң йәнә... «Товва худайим» пәқәт бир нәччә сааттин кейинла иниң Абдумәһәммәт «Сиңлим, акимиздин айрилип қалдуқ» десә, йәнила «У нәгә кәтти?» дәптимән сәһәрдики шум хәвәрдин мәңдәп. Һошумға хелиғичә келәлмәй Абдумәһәммәт акамға қайтидин телефон қилип, «Ейтиңа, биз Абдумежит акамдин айрилип қалдуқму?» дәп сораш билән униң ярисиға туз сепишкә мәжбур болдум. Сениң мени йәнә алдап қойғиниңни, йәрни у а аләмдин тәйярлап қоюп, кәчқурун бәш йеримдики ғәлити қоңғуриғиңни мениң билән хошлишиш үчүн қилғиниңни нәдинму биләй. ... Бәхитсизликләр тоғрилиқ әсләш пәйти йәнә мәзгилсиз келип қалған мошу бир чағда бир аз өтмүшни – мениң қәдирлик устазлирим вә қәдинас акилирим билән биллә ижат қилған дәвирни арилап кәлгүм бар. Мән миллий тәһриратимизға йәни «Коммунизм туғи» (һазирқи «Уйғур авази») гезитигә наһайити яш кәлдим. Дәсләпки устазлирим Һезим Бәхниязов Долқун Ясинов, Савутжан Мәмәтқулов, Йолдаш Азаматов вә Абдумежит Дөләтовлар болған болса, дәл әшу акилирим билән пүткүл ижадий паалийитимдә биллә боптимән. Мениң амитим шунчилик дәрижидә едики – қол язмилиримниң дәсләпки нусхилири бирдә у акамниң, бирдә бу акамниң назаритидә болатти. Әдәбиятимизниң гүл-тажилири болған мәрһум Һезим акам, Долқун акам вә Савутжан акилиримниң маңа болған муамилиси наһайити жуқури дәрижидә еди. Уларниң мунасивитидә миллитимизгә хас әдәп-әхлақ, иззәт-еһтирам вә ғәмхорлуқлар чәксиз еди. Әнди Абдумежит акамға кәлсәм, у дәсләпки күндин башлапла тамамән башқичә мунасивәттә болди. У мунасивәт жуқурида аталғанлардинму улуғирақ еди. Чүнки у маңа бир аилиниң адәмлиридәк, йәни өзиниң кичик сиңлисидәк муамилә қилди. Мениң язған бәзи жүмлилирим униң көңлидин чиқмиса: «Һәй хомәй, мону сөзләрни сән яздиңму? Һеч ишәнмәймән. Мә, өзәң түзәткин» дәп тутқузуп қоятти. Бәзидә болса, «Ваһ! Адәм болидиған бала тайлиқ болиду жуму» дәп қоятти. Бу униң махтиғини еди. Бу мениң үчүн әң чоң мукапаттәк билинәтти. Чүнки у әдәбий тилимизниң тил йәткүсиз маһири, интайин чевәр вә рошән пикирлик инсан еди. Бәзидә мән өзәмчә униңға хапа болуп: - Мениң язғанлиримни оқуғанларниң һәммиси наһайити махтишип телефон қилиду. Һә сән болсаң «У йери ундақ, бу йери мундақ» дәп арам бәрмәйсән,- дәп хапа болаттим. Сән болсаң көксүң қанғичә бир күлүвелип, андин: - Һәй надан. Балилиғиң бардә сениң. Мән «Вай сән аламәт язисән» дәп махтап бәрсәм сән дегиниң өзәңни әң егиз пәллигә йетип болғандәк һис қилип издинишни тамамән тохтитисән әмәсму,-дәп қоятти. Һә-ә. У мениң ижадийәт мәйданида тавлинишимға әйнә шундақ усуллири билән наһайити көп күч чиқарған еди... Бүгүн мән қәдинас акам дуниядин өткән, қәлбимдә чоңқур йоқитиш һиссиятлири һөкүм сүрүватқан бир пәйттә бизни йеқин билидиған қәләмдашларға кичиккинә бир сиримни ейтмақчимән. Чүнки улар бу тоғрилиқ һәр хил ойлар билән бир нәччә қетим сорашқан еди. Бу аримизда он яштәк пәриқ болсиму акам иккимизниң бир-биримизгә «сәнлишип» мунасивәт қилишимизниң сәвәвигә бағлиқ. Бизниң миллитимизгә ят болған бу муамилини Абдумежит акам башлиған еди. Бир күни у мени йениға чақирип: - Мән сизни алаһидә илтимас билән тәклип қилдим. Немә вақиә билмидим сиз мениң әң кичик сиңлимдәкла қилип турисиз. Бәлки бу мениң ейтқанлиримни наһайити тоғра чүшинәлигиниңиздин болар. Бу қалаймиқан аләмдә инсан қәлбини өз әйни билән чүшәнгәнгә немә йәтсун? Мән сизгә бәзидә акиңиздәк жемиләп йол көрсәткүм, һә бәзидә болса әркиләткүм келиду. Шуңлашқа сизгә буниңдин кейин «сән» дәп муамилә қилай дәймән. Буниңға хапа болмамсиз? - деди. - Ихтияриңиз, мән пәқәт хошал болумән,- дедим сәл һодуқуп. Шу шу болди у сән, мән сиз болуп бир аз жүрдуқ. Йәнә бир күни у: - Ойлисам «сән-сиз» аңлиған қулаққа ғәлити аңлинидикән. Шуңлашқа буниңдин кейин сәнму маңа «сән»дәп муамилә қилисән. Чүнки мән сениң чоң акаң, гәп мошуниң билән тамам,- деди. У маңа лам дегүзмәй бир ай давамида мәшиқләндүрүп, сән дегүзивалған еди. Вақит өткәнсири ижаткарлар учришишлирида, көпчилик жиғилип қалған жайларда бу муамилидә бәк қийналған едим. Һөрмәтлик акамға «сән» дейиштин интайин хижил болаттим. Һәммигила байиқи әһвални бир-бирләп ейтип берәлмәйсәнғу ахир. Көрнәклик қәләм саһибиниң сиңлиси болуш мениң зиммәмгә нәқәдәр жуқури жавапкәрлик жүклигәнлигини өзәм өскәнсири, һаят һәр хил келишмәслик-йоқитишларни башқа салғансири техиму чоңқур сезишкә башлидим. Тохсининчи жилларниң бешидики шу бир еғир жиллири – йәни у қәдирлик жүпти Мәрийәм һәдәмдин айрилип қалған чағда мән сиңлиси сүпитидә униң бешиға кәлгән еғир жудалиқ дәртлирини биллә тартишишқа, уни баримчә бәзләшкә тиришқан едим... Әгәр һәқиқәтни ейтиш махтинишқа ятмиса униң маңа һемишәм дәйдиған мону ибарисини китапханларға ейтқум келиватиду. «Сән мениң оғул балидәк сиңлим. Әң есил хислитиң - достқа садиқлиқ. Мән саңа өзәмгә ишәнгәндәк ишинимән. Мени һәр һандақ вәзийәттә сатмайдиғиниңни билимән. Буниңға көз йәткүзүш асан әмәс жуму. Йәшкүчи мәсилиләрдә сениң пикриңни тиңшаш мениң үчүн интайин муһим. Қисқиси сән сирдишиш үчүн тепилмайдиған адәм...» Бу гәпни у биз билән йеқин арилишидиғанлар арисидиму дайим ейтип жүридиған. Мән униң бу жуқури баһасини ақлашқа бар күчүмни салдим. Бүгүн униңдин сораш имканийити һеч қайсимизда йоқ әлвәттә. Амма мабада бирәвләр мәндин сорап қалғидәк болса «Ақлидим, хәлқим! Акамниң бу алий баһасини шәрәп билән ақлидим!» – дәп бемалал ейталаймән. Вақит өтүп мән гезитханидин башқа жайға кетип қалған чағдиму Абдумежит акам иккиләнниң ижадий вә қериндашлиқ мунасивити үзүлгини йоқ. Бу тәңшәлмигән аләмдә немиләр болуп, немиләр қоймайду дәйсиз. Мән униңға һәр қандақ вәзийәттә мәслиһәтчи болдум. Бәзидә уни сиңиллиқ һоқуқумдин пайдилинип, жемиләпму қояттим. Бу болупму униң һаятиниң ахирқи жиллириға мунасивәтлик. «Сән қерип алжишқа башлиған охшайсән. Гәпкә һеч қулақ салмайсән. Вәзийәтниң пәқәт сәлбий тәрипинила етирап қилидиған болувапсән. Данишмәнлигиңни немишкә дәл бүгүн ишләтмәйсән. Немишкә һәммә ишни таразиға селип көрмәйсән? Буниң һәммиси пәқәт саламәтликни бузуш билән түгәйдиғинини немишкә ойлимайсән?» - дәп кайип кетәттим пат-патла. У мениң билән келишкәндәк, бешини «Шундақ, шундақ» дегәндәк лиңшитип, күлүп қоятти. Абдумежит ака! Нәқәдәр вапасиз вә алдираңғу едиң. Шәхсән маңа бәргән вәдилириңниң пәқәт биринила орунлидиң. У мениң жутумға берип, мән һемишәм әсәрлиримдә тәсвирлигән бағлиримни, егиз гөзәл тағлиримни, ериқтики шақирап аққан сулиримни көрмәкчи едиң. Алла несип қилип, пәқәт пат йеқиндила ижаткарлар учришиши вә биз бирикип чиқарған «Қазақстан мениң вәтиним» намлиқ китавимизниң йүз көрүшүш, әң муһими мениң жутум тоғрилиқ язған нахшаңни ғалжатлиқлар диққитигә тапшуруш мәрасими болған еди. Мән аиләм билән бирикип, сени аиләң билән Ғалжатқа елип маңдуқ. Бу тарихий вақиәни сениң ағинәң, мениң жутдишим Худәвәди Имамзаров уюштурған еди. Сән «Сән өскән бағларни, сән ашиқ тағларни көрүш арминим орунланди. Даңлиқ Қизил дөң дегиниң нәқәдәр сирлиқ, нәқәдәр гөзәл еди. Һәқиқәтәнму есил жутта туғулған екәнсән»,- дәп бешимни көккә йәткүзгән едиң. Ижаткар үчүн гөзәлликни сезиштин артуқ бәхит болмайдиғинини сиңлиң яхши чүшәнгәч, сән үчүн нәпәсимни толтирип дәм алған едим. Алдираш «Әнди сени Байсейитқа - өзәм туғулған жутқа апиримән», - дегән вәдиниму бериветиведиң. Шу күни мениң жутдашлиримниң бизни қарши алғинини билисәнғу. Саңа охшаш улуқ шаирниң жутумизни нахшиға қошқини вә шәхсән өзәңниң қәдәм тәшрип қилғанлиғи Ғалжитим аһалисини бәк тәврәткән еди. Бир әмәс, икки зал толғидәк адәмниң Мәдәнийәт өйигә һеч сиғмай қалғинини көрүведиңғу. Чавакни, мәрасим пәйтидики диққәтни демәмсән. Дәсләп бу мәсилә бойичә әндишә қилған болсам, жутдашлиримниң өз ижаткарлириға, шәхсән мениң акамға көрсәткән һөрмәт вә мәдәнийитиниң жуқури дәрижидә болғанлиғиға улардин интайин рази болған едим. Учришиш ахирида мән сени ижадийитиң мухлислиридин һеч ажриталмай қеливедимғу. Бир сааттин ошуқ вақит уларға қол тамға бериш билән шуғулландиң. Мән сени йәнә бир мәрасимға кечикиватқанлиғимизни ейтип сөрәп дегидәк елип кәткән едимғу. Буларниң һәммиси сениң ядиңда, әлвәттә. Сән бу сәпәрдин алған тәсиратиң тоғрилиқ маңа бир нәччә қетим қайтилап ейтқан едиң. Сән мениң жутдашлиримниму «Келәр жили дәл мошу пәйттә йәнә келимән» дәп алдап кәлгиниңни биләмсән? Шу күни сениң һөрмитиңгә уюштурулған зияпәтни санап болуш мүмкинмеди! Мениң жутумда, мениң қериндашлиримниң өйидә пәқәт бирла күн қондуң. Әтисигә меһманға тәклип қилған адәмниң сани һесапсиз болсиму, сениң мүжәзиң болмиғачқа қайтип әкетишкә мәжбур болған едуқ. Әнди Ғалжитимға беғишланған нахшаң өзәң хәлқиңгә тәғдим қилған икки йүздин ошуқ нахшаң билән бирликтә яңрайдиған болиду. Сән алдираш кәткиниң билән хатирәң мәңгү хәлиқ билән қалидиғанлиғинини билип қойғайсән! Сән Жумһурийәтлик Уйғур театриға драматургия саһасини жанландурушқа кәлгән чағда биз қәләмдашлириң бәк хошал болған едуқ. Һәммимиз баш қошуп, көплигән планларни қурупму үлгүргән едуқ. Сән бевапа маңа аләмшумул вәзипиләрни жүклидиңу, «Алә шәриңни» дегәндәк йолуңға раван болдуң. Мана қәдирлик хәлқим. Көрүп турғиниңлардәк мениң қәлбимдә чоңқур матәм. Мән силәрниң тәзийәңларға бәк муһтаж. Чүнки мениң әжайип әқиллиқ, интайин меһриван, бебаһа кәмтар болған Абдумежит акам бу қисқа жаһанни ташлап, пәқәт әллик тоққуз йешидила сиңлисини аң-таңға селип, у аләмгә атлинип кәтти. Мана һәш-пәш дегичила, йәни мән бу шум хәвәрни сиңирип үлгәрмәй туруп мениң «ағридим» дегән сөзни һеч еғизиға алғуси кәлмәйдиған қәдирлик акамни бир парчә ақ рәхткә орап машиниға салди. Қанчелик дәһшәт аләм еди бу! Машина қозғилиш алдида туриду. Униң бешида иниси Қурванжан ака чоңқур матәмдә олтириду. Мән көпчиликтин суғирилип чиқип, машининиң ишигини аста ечип, униң йениға йеқинлаштим. Бу мениң акам билән ахирқи қетим йүзлишишим вә сиңиллиқ вәзипәмни ахирқи қетим атқурушум еди. Униң жүриги тохтиғиниға бир нәччә саат болсиму, мениң йеқинлашқинимни сәзгәндәк, туюқсиз кетип қалғиниға хижаләт болуватқандәк сезилди маңа. (Бу мистикилиқ тәсәввүрүм үчүн китапхан мениң үстүмдин күләмду яки һәқиқәткә йеқин дәп чүшинәмду өз ихтияри. Амма әслидә мүмкин болмиған бу һадисә мениң хиялим вә тәссәввүрүмдә дәл мошундақ болди.) Андин униңға «Мана акижан, сени ахирқи сәпириңгә амалсиз узитиватимән. Саңа охшаш инсанларниң роһи жәннәттә болидиғанлиғиға ишәнчим камил. Мән сениң билән әнди пәқәт жутумға маңған чағдила көрүшидиған болдум. Мабада Һезим, Долқун, Савутжан қатарлиқ қәдирдан акилирим мениң тоғрилиқ сориғидәк болса, сиңлиңға миң хил вәдиләрни берип қоюп, бемалал қечип кәткәнлигиң тоғрилиқ һәқ гәпнила ейтарсән. Немә дәй мән саңа қәдирлик акам. Немила десәм бу дәһшәтлик әһвал өзгирәрмеди! Әлвида, мениң устазим! Әлвида қәләмдаш акам! - дегән сөзләрни ейтиштин башқа амалим бармеди мениң... » Машина худди уни чөчүтүп қоюштин әндишә қилғандәк аста қозғалди. Мән әшу бир жәсәтләрни өткүзидиған бәк сөрүн көрүнидиған жайда көз яш билән қалдим. Мениң акам туғулған жути Байсейитқа мәңгүгә атлинип кәтти... 26-август. 2008-жил.
Еще статьи об Абдумежите Долятове http://uighur.narod.ru/uigur1/Abdimijit-Dulyatow.html http://uighur.narod.ru/uighurum/shairning_jurigi.html
К 70-летию Абдумежита Долятова – Һәр ахшам!
Предлагаем вашему вниманию слайд-шоу на песню «Һәр ахшам» .
Текст этой песни поэт посвятил своей покойной супруге Мариям Долятовой. В слайд-шоу использованы архивные фото семьи.
Dim lights
Embed Embed this video on your site