Open login
Главная МАРАТ МАМЕТБАКИЕВ
МАРАТ МАМЕТБАКИЕВ
04.10.2012 16:26   

МАМЕТБАКИЕВ МАРАТ  МАМУТОВИЧ

Родился 7 июня 1949 года в Алма-Атинской области. Уйгур.

Отец – Маметбакиев Мамут Саутович (1927–1999). Мать – Маметбакиева Патигуль, пенсионерка.

Окончил факультет вокала, сольного пения Государственного музыкального училища им. П.И. Чайковского (1974), солист-вокалист.

Владеет уйгурским, узбекским, казахским и русским языками.
С 1973 года по настоящее время – солист-вокалист Государственного республиканского уйгурского театра музы¬кальной комедии им. К. Кожамьярова.

 

 

Лауреат премии Ленинского комсомола Казахстана в соста¬ве ВИА «Яшлык».

Заслуженный артист РК (1999). Почетный гражданин Енбекши-Казахского района Алматинской области.
Идеал политического деятеля – Н.А. Назарбаев.
Прогноз будущего Казахстана – «Все идет к улучшению жизни людей. Все будут обеспечены».
Хобби – футбол, цветоводство.
Литературные пристрастия – книги об искусстве.
Женат. Супруга – Маметбакиева Галбинур Акпаровна, предприниматель. Сыновья – Бахтияр, Шухрат, Дильмурат; дочь – Саида.

http://idwhoiswho.kz/node/1899

Видео с  Заслуженным артистом РК Маратом Маметбакиевым


Dim lights Embed Embed this video on your site
Dim lights Embed Embed this video on your site
Dim lights Embed Embed this video on your site

Песни Заслуженного артиста РК Марата Маметбакиева

Download Name Play Size Length
download Marat Mametbakiyev - Ana Jutni aslisam (K.Imenov - M.Abdrakhmanov)

3.9 MB 4:13 min
download Marat Mametbakiyev - Mekhriban anam (N.Ibdiminov - N.Ibdiminov)

4.2 MB 4:36 min
download Marat Mametbakiyev - Pak mukhabbat (M.Akhmadiyev - S.Mamatkulov)

3.3 MB 3:36 min
download Marat Mametbakiyev - Satarim (Ak.Janbakiyev - I.Sattarov)

5.1 MB 5:34 min
download Marat Mametbakiyev - Yarim kyalsya (M.Akhmadiyev - narodniye)

4.4 MB 4:46 min

Нахшилирида аләмчә сөйгү…

 

«Уйғур авази» гезити, 5 июнь 2019 ж.

Бу күнләрдә Қ.Ғоҗамияров намидики дөләт академиялик Уйғур музыкилиқ-комедия театри йенидики «Нава» фольклор ансамблиниң солисти, Қазақстан Җумһурийитиниң хизмәт көрсәткән артисти Марат МӘМӘТБАҚИЕВ https://parvaz.kz/index.php/marat-mametbakiev 70-баһарини қарши алмақта. Шу мунасивәт билән Уйғур театри Мәтбуат хизмитиниң рәһбири Гүлбаһар НАСИРОВАниң сәнъәткар билән болған сөһбитини диққитиңларға һавалә қиливатимиз.

– Марат ака, гезитханлиримизға сизни тонуштурушниң һаҗити болмиса керәк. Талантлиқ сәнъәткар сүпитидә исмиңиз аллиқачан хәлқимизниң қәлб төридин орун алған. Сизниң нахшилириңиз қәлбләргә арамбәхш дәмләрни беғишлап, яшлиқниң җошқун һараритини һәдийә қилиду. «Марат Мәмәтбақиев» дегәндә алди билән уйғур эстрада жанриниң дәсләпки қалиғичи болған «Яшлиқ» ансамблиниң көз алдимизда гәвдилинидиғини ениқ. Мәзкүр ансамбльниң иҗадий йүксилишидә сизниң тутқан орниңиз алаһидә, әлвәттә. Есил нахшилириңизниң биридә: «Ериқтики лай судәк, өтүп кетиду яшлиқ…» дәп ейтқиниңиздәк, һәқиқәтән шу яшлиқ дәвир өттидә, кәтти. 70 яш – инсан оттура йешиниң узақлиғи билән селиштурғанда, аз яшму әмәс. Лекин сизниң чирайиңиз, сиртқи көрүнүшиңиз, тәбәссүм әйлигән хуш кәйпиятиңизға қариғанда, “бу анчиму чоң яш әмәс екәндә”, дәпму қалиду киши. Сизчә қандақ?

 

– (Күлүп) Мәнму өзәмниң яп-яш туруп, 70кә келип қалғинимға һәйранмән. Мошу әснада мону ләтипә есимға чүшүватиду: «Бир аял чиш дохтуриға берипту. Давалиниш җәриянида дохтурниң чеһридин қачанду-бир чағларда мәктәптә биллә оқуған синипдишини тонуп қапту. Лекин аял ичидә: «Яқла, һеч мүмкин әмәс. Чачлири ақирип, үзлири пурлишип кәткән бу қери адәм нәдин мениң синипдишим болсун…» – дәп ойлапту. Бирақ, һәр һалда, униң исим-нәсибини сорапту. Дохтур өзини тонуштурғандин кейин, аял техиму тәәҗҗүплинип: «Вайәй, сиз мениң синипимда оқудиңизма?» – десә, хиҗаләтчиликтә қалған дохтур: «…Кәчүрисиз һәдә, сиз бизгә қайси пәндин дәрис бериведиңиз?» – дегидәк. Шуниңға охшаш, өзимизгә билинмигини билән, жиллар ғуюлдап өтүверидекән, һә, бизниң қәлбимиз, жүригимиз задила қеримайдекән. Өзәмни, худди түнүгүнла Уйғур театриға ишқа кәлгәндәк, яш һис қилимән. Лекин көзни жумуп ачқичә йерим әсиргә йеқин һаятим мошу театрда чақмақ тезлигидә өтүп кетипту. Шуниң үчүн мән һәрдайим яш артистларға: «Вақтиңларни бекарға өткүзмәй, һәрбир дәқиқини үнүмлүк пайдилиниңлар. Издиниңлар, сәһнигә интилиңлар, тамашибинниң еһтирамиға еришишни бүйүк мәхсәт қилиңлар”, дәп қайта-қайта несиһәт қилимән.

– Сизни биз өткән әсирниң 80-жиллири, «Нахшамда сән» намлиқ нахшиңиздин кейин техиму яхши көрүп кәттуқ. Бу нахшидин ләззәтлинип үлгәрмәйла, «Алмута ахшими», «Пак муһәббәт», «Ярим кәлсә», «Йол болсун», «Сатарим» кәби нахшиларни тәғдим қилдиңиз. Шу жиллири муһәббәт қучиғида әркиләп жүргән яшлар үчүн бу һәқиқәтән есил соға болди, уларни кечә-күндүз тиңшап зерикмәттуқ. Сизниң нахшилириңиз йезилған грампластинкилар дуканларда чақмақ тезлигидә сетилип кетәтти, издәп жүрүп тапаттуқ. Демәк, мошу нахшилар сизни сәнъәткар сүпитидә хәлқимизгә тонутти. Сизниң һечкимгә охшимайдиған аваз диапазониңиз, чирайлиқ тембр, иҗра қилиштики жуқури маһаритиңиз репертуариңиздики әлликтин ошуқ лирик нахшиларда өз ипадисини толуқ тапти десәм, мубалиғә болмайду. Сиз театримиздики паалийитиңизни әслидә «Нава» ансамблида башлиған едиңиз…

– Тоғра. 1971-жили һәрбий хизмәтни өтәп, Алмутиға қайттим. 1973-жили Чайковский намидики музыкилиқ училищесини тамамлидим. Шу жили «Нава» ансамблиниң бәдиий рәһбири Зәйнуллам

ака Сетәков мениң авазимни тиңшап көрүп, ансамбльға қобул қилған еди. Дәсләп «Зоһра җаним», «Тәнлирим япрақ», «Һур елим», «Дилбирим» нахшилирини иҗра қилдим. Андин Мурат Әхмәдиевниң тәшәббуси билән «Яшлиқ» эстрада ансамблида иҗадийәтни қизғин башлавәттуқ. 1979-жили «Яшлиқ» ансамблиниң Ленинградта (һазирқи Санкт-Петербург) VІ эстрада артистлириниң пүткүлиттипақлиқ конкурсида, Ереванда өткән пүткүлиттипақлиқ сәясий нахшилар конкурсида, Ялтида өткән социалистик һәмдостлуқ әллири нахшилириниң конкурсида дипломант атилишида нурғун меһнәт қилдуқ. Кейинирәк ансамбль Қазақстан Ленин комсомоли мукапитиниң лауреати аталди. Биз у жиллири қандақту-бир җошқун иҗат, қайнақ илһам билән ансамбль репертуарини йеңилашқа тиришаттуқ. Мошу турғидин, Мурат Әхмәдиев мениң үчүн Ташполат Намәтовниң шеириға йезилған «Нахшамда сән» нахшисини язди. Немишкиду, мән башта бу нахшиға анчә қизиқмидим. Лекин Мурат хәлиқниң сөйүмлүк нахшисиға айлиниши, амма арисиға тез тарқилип кетиши үчүн бу нахшини пәқәт мениң иҗра қилишим лазимлиғини тәкитләп турувалди. У хаталашмиған екән. «Нахшамда сән» һәқиқәтәнму көпчиликниң сөйүмлүк нахшисиға айланди вә та һазирғичә уни тамашибин қизиқип тиңшайду.

– Марат ака, сизниң авазиңиз Румыния, Венгрия, Болғария охшаш мәмликәтләрниң чоң сәһнилиридә яңриди. Мәнму сиз билән талай гастрольларда, концертларда биллә болдум, тамашибинларниң алқишлири садасида чәксиз һөрмәт-еһтирамға бөләнгиниңизни өз көзүм билән көрдүм. Әйнә шундақ хасийәтлик улуқ сәпәр – 1992-жили ана- Вәтинимизгә болған сәпәр, әлвәттә. Есиңиздиму, у яқниң барлиқ вилайәт, кәнтлирини арилап, сәпиримизни 8-сентябрь күни нәшпүтниң түр-түри билән әқлимизни лал қалдурған Ақсу шәһиридә давамлаштурдуқ. Биз әң алди билән Ақсудики «Қарасақал» қәбирстанлиғиға бардуқ. Мәхситимиз – от-жүрәк шаиримиз Лутпулла Мутәллипниң мәқбәрисини зиярәт қилиш. Шу чағ «қәбирстанлиқниң гөркаримән» дәп өзини тонуштурған мөтивәр бизгә шу бир қәһритан жиллири йүз бәргән вәһшиликләр, шаиримизниң дәһшәтлик өлүми, кейинирәк униң мошу йәргә қандақ дәпин қилинғанлиғи һәққидә тәпсилий ейтип бәрди. У әшу вақиәләрни һекайә қилғинида, көзлиридин тарамлап аққан яшлири аппақ сақаллирини жуюп чүшмәктә еди. Биз көпни көргән мөтивәргә шаир роһиға атап дуа-тәгбир оқушини өтүнүп, һәммимиз қәбир алдида тиз пүктуқ. Кәчқурунлуғи болған концертта сиз иҗра қилған «Зоһра җаним» нахшисини ақсулуқ тамашибинлар орунлиридин туруп, гүлдирас алқишлар садасида биллә иҗра қилишқан еди. Бу вақиәни күзәткәч, нахша қудритиниң нәқәдәр бүйүклүгини йәнә бир қетим һис қилдуқ. «Зоһра җаним» авам хәлиқниң қәлбини әйнә шундақ партлавәткән еди! Бир һазағичә сизни сәһнидин қоюп бәрмигини һелиму көз алдимда.

– Һәммиси ядимда. Ақсу хәлқи, вилайәт рәһбәрлири бизни алаһидә қарши елишқан еди. Нахшамни ейтип түгитишимгә, һаяҗанланған бир яш жигитниң сәһнигә көтирилип әҗайип шеир билән жүригимизгә от селип қойғиниму есимда.

– У – шаир Әркин Турди еди. Шу шеир та һелиғичә мениңдә сақлақлиқ. Униңдики:

Җәм болдуқ ана юртта,

Хәлқимниң саламини хәлқимгә елип кәткин.

Бир диярда төрәлгән қан томурдаш оғлан биз,

Хуш нава нахшаң билән жүрәкни чекип кәткин.

Сақлидуқ биз шунчә жил дидарлишиш пәйтини,

Авамниң арманини дилиңда билип кәткин.

Шатлиғим аләмчә бар, қәлбимдә миң бир пиған!

Ейтишқа амалсизмән… пат-пат

бир келип кәткин.

Йоллар жирақ болсиму қәлбимиз болсун йеқин,

Арминим шу, сөзүмни дилиңға уюп кәткин… –дегән мисралар ядиңизда болса керәк.

– Әлвәттә. Шуниңдин кейин ана-Вәтинимиздикиләрниң арисида мән һәққидә сөз болуп, «қайси Марат?» десә, «Зоһра җаним Марат!» дейишидиған бопту. Атақлиқ Паша Ишанму өз тәсиратлири билән бөлүшүп, «Марат укам, сизниң қәлбиңиздә әҗайип бир «хемиртуруч» бар екән. Әгәр сиз биз яқта икки-үч айға қалсиңиз, мән сиздин әҗайип бир уйғур «ненини» йеқип чиқар едим», – дегән дил сөзлирини ейтип, маңа өз дуасини бәргән еди.

– Гезитханларни сизниң сәнъәт йолини қандақ таллавалғиниңиз қизиқтуриду…

– Аилимиз – сәнъәткарлар аилисидин. Апам рәмити Праскофья Тимофеевна 1940-жили Новосибирск вилайитиниң Барабинск шәһиридә 3-синипни түгитип, кейин паровоз машинисти мутәхәссислигини егилигәндин кейин, 1939-жили Қазақстанға көчүп кәткән ата-анисиниң арқисидин Алмута вилайити Әмгәкчиқазақ наһийәсиниң Таштиқара йезисиға келиду. 1941-жили уруш башланғанда, апамға етизда трактор, комбайн һайдашқа тоғра келиду. Сибирьдин кәлгән рус қизи Праскофья Тимофеевна Кирюшкина билән мошу йезиниң уйғур жигити Мамут Мәмәтбақиевниң юлтузи йенип, аилә қурупту. Бәш пәрзәнтни тәрбийиләп қатарға қошқан ата-анимиз сәнъәтни җан-дили билән сөйидиған әҗайип дилкәш инсанлар еди. Дадам скрипка чалса, апам гитариниң «қулиғида ойнатти». Нахшиниму зор иштияқ билән ейтидиған. Һәр иккилиси узун өмүр көрди, уларға қарап биз, пәрзәнтләрму, сәнъәткә ашиқ болуп өстуқ. Дадам рәмитиниң ейтишичә, мән үч йешимдин тартипла нахша ейтиптекәнмән.

– Сиз ейтқан нахшиларда ана-Вәтән, туғулған жут, Ана, сөйгү-муһәббәт мавзулири асасий орунни егиләйду. Нахшилириңизда артистниң тамашибин билән болған сәмимий, иллиқ мунасивити бесим. Сиз залдикиләр билән муңдишишни билисиз, ички һиссиятлириңизни, тәшвишлириңизни, хошаллиғиңизни маһирлиқ билән ипадиләйсиз. Һечкимни алдимайсиз, сиздә сүнъийлик йоқ. Әң әвзили, сиз нахшилириңизни «җанлиқ» аваз билән иҗра қилисиз. Сизму өзиңизни аяп, фонограммини қоюп, ағзиңизни мидирлитип қойсиңиз боливерәтти. Лекин сизниң вижданиңиз униңға йол қоймайду, билимән. Чүнки сәһнидә «җанлиқ» аваз билән нахша ейтишни сәнъәткә, тамашибинға болған һөрмитиңиз дәп билимән.

– Фонограмма һәққидә пат-пат сәлбий пикирләрни аңлаймиз. Һәқиқәтән, өзини һәм тамашибинни һөрмәтлигән нахшичи «җанлиқ» авази билән нахша ейтиду. Бәзидә оркестр болмиған йәрдә, фонограмма ишлитишкә мәҗбур болимиз. Лекин ундақ чағларда нахша ейтқандәк болмаймән, көңлүм пәқәт су ичмәйду. Эстрада жанридики нахшилар фонограммиға йезивелинған болсиму, мән бу күнләрдә паалийәт елип бериватқан «Нава» ансамблида нахшини пүтүнләй җанлиқ иҗра қилимиз.

–70 яшлиқ даванға көтирилгичә һаятниң көп синақлиридин сүрүнмәй өтүп кетип барисиз, ирадилик инсансиз. Бесип өткән йолларға нәзәр ташлиғанда, бу һаятниң қәдир-қиммити немидә, қандақ ойлайсиз?

– Һаятниң өзи бир тәҗрибә һәм тепишмақ екән. Нурғун ишларни көңлимизгә пүкимиз, лекин бу тепишмақ өмүрдә әтики күнимиз немә болидиғинини ениқ билмәйдекәнмиз. Әйнә шундақ һаят билән мамат арисида күришиштәк синақларда йоруқ дунияда яшаштәк улуқ немәтниң қәдригә техиму йетидекәнсән. Һаятниң инсан үчүн нәқәдәр шерин екәнлигини чүшинидекәнсән. Мән йол һалакитидин аман қалған, «бир өлүп, қайта тирилгән» адәммән. Буниңдин он төрт жил бурун, 2005-жили 30-май күни әтигәнлиги ишқа автобуста кетип баримән. Желтоқсан һәм Қарасай батыр кочилириниң қийилишида автобустин чүштүм. Пиядә меңишқа молҗаланған йолда кетип барғинимни билимән. Шу пәйт қаяқтинду чақмақ тезлигидә келиватқан машинидин өзәмни чәткә

елипму үлгирәлмидим. Униңдин кейинки болған ишларни билмәймән. Аридин бираз вақит өткәндин кейин көзүмни тәсликтә ечип әтрапқа бақсам, пүтүн теним чидиғусиз дәриҗидә шиқирап ағримақта еди. Орнумдин туруш бир яқта турсун, ағзим сөзгә кәлмәйду. Кейин дохтурларниң ейтишичә, мени «Тез ярдәм» машинисида һошсиз һалда елип кәлгән екән. Жуқури илдамлиқта маңған машининиң зәрбидин он бәш метр йәргичә учуп чүшүптимән. Шу ятқинимчә бир жил ағриқханида, андин өйдә даваландим. Биринчидин, улуқ Алланиң, андин дохтурларниң ярдими билән сақийип путумға турдум. Һалакәт йүз бәргинидин хәвәр тапқан қәдинас ағинәм Мурат Әхмәдиев дәрру тегишлик орунлар билән алақилишипту. Әң күчлүк дохтурлар операция қилип, қешимдин бир минутму кетишмәй әһвалимни назарәт қилип, яхши давалиди. Дост-бурадәрлиримдин, Уйғур театридики хизмәтдашлардин, мухлислиримдин чәксиз миннәтдар болдум. Һәр күни ағриқханиниң йенидин кәтмәй аман-есән сақийип кетишимни Алладин тиләп дуа қилишти. Көридиған күнүм, йәйдиған рисқим бар охшайду, аман қалдим. Бу күнләрдә йәр дәссәп жүргиним үчүн Яратқучимизға чәксиз миннәтдармән. Узун жиллардин бери йенимда яр-йөләк болуп, аман-есән путумға туруп кетишимдә барлиқ шараитни яритип бериватқан рәпиқәм Ғәлбинурниң барлиғиға хошалмән. Иш қилип, пәрзәнт, нәвриләрниң арисида бүгүн хатирҗәм яшаватимиз. Сәнъәт йолида қилған ишлирим һөкүмәт тәрипидин жуқури баһаланди. Қазақстан Җумһурийитиниң хизмәт көрсәткән артисти атиғиға муйәссәр болдум, “Әмгәкчиқазақ наһийәсиниң Пәхрий граждини” аталдим. Демәк, әмгәк беһөддә кәтмәпту, дәп ойлаймән.

– Бүгүнки сизниң мәйримиңиз – у бизниңму мәйримимиз, мухлислар мәйрими. Тәвәллудиңиз мубарәк болсун! Сағлам саламәтлик, узақ өмүр яр болсун. Иҗадийитиңиз техиму егиз өрләп, дилраба нахшилириңиз билән бизни хошал қиливериң.

http://uyguravazi.kazgazeta.kz/?p=39565


 
Интересный материал? Поделись с другими:

Комментарии 

 
+1 #7 Малика 2016-09-08 10:33 Добрый день! Спасибо большое за сайт Он очень хороший, интересный! Процветания ему и роста!) Как скачать с сайта песни?
 
 
+1 #6 Лейла 2016-07-15 19:56 Здравствуйте! Меня зовут Лейла. Я дочь Халметова Шарипджана .Очень много лет ищу концерт на любом носителе, когда Яшлык, старый состав меняется с новым составом (родители с детьми).Буду очень признательна, если кто нибудь поделится такой видеозаписью. leila_02_75@mai l.ru . Заранее благодарю
 
 
+2 #5 Артур 2015-07-15 03:37 Пожалуйста.загрузите песню.ШИРИН ЖАН.в исполнении МАРАТ АКА.1983 год.если я неошибаюсь
 
 
+3 #4 Пархат 2015-04-18 19:09 Бу нахшиларни аңлисам жүрүгүм өрләп кетиду.Рахмат сигә Марат ака мошундақ нахшиларни бизниң жүрүгимизгә йәткүзгиниңиз үчүн.
 
 
+3 #3 НаЗуК 2013-05-08 22:02 нахшилири журакка тегарлик!
 
 
+4 #2 Dilshat Zakirov 2012-12-19 22:32 Marat aka na visote!
 
 
+4 #1 Дильяр 2012-10-12 06:43 Супер