Open login

Поиск Песни или Исполнителя на сайте PARVAZ.KZ

Главная Новости
Последние новости
Униң телефони һелиму җириңлимақта…
29.05.2016 01:50   

«Уйғур авази» гезити, 26 май 2016 ж.

Көрнәклик җәмийәт әрбаби, милләтпәрвәр инсан Турғанҗан Розахуновниң аримиздин бемәзгил кетиши биз үчүн орни толмас җудалиқ болди. Турғанҗан Розахунов өзиниң җәмийәтлик паалийити түпәйли миллий мәдәнийитимизниң, маарипимизниң тәрәққий етишигә бар күч-ғәйритини сәрип қилди. Қазақстан компартияси Мәркизий Комитети Сәясий бюросиниң әзаси болуп сайланди. Әнди Россия, Украина, Белорусия, Қазақстан  һәм Әрмәнстан Җумһурийәтлири бирлишип чиқарған «Хәлиқара чоң қамуста», башқиму қазақ­станлиқлар қатарида, Тур­ғанҗан Розахуновниңму исми киргүзүлүп, алаһидә гуванамә, медаль вә диплом билән мукапатланған еди. Мошуниң һәммиси Турғанҗан Розахуновниң җумһурийәт даирисидә хелила жирик җә­ми­йәт әрбаби сүпитидә то­нулғанлиғидин дерәк бәрсә керәк.

Турғанҗан Розахунов Яр­кәнт шәһиридә туғулуп өскән. У оттура мәктәпни тамамлап, йолланма билән Балхаш шәһиридики кәспий-тех­никилиқ училищеда оқу­­­­ғандиму  (кейинирәк у КазПИниң тарих факульте­тини сирттин тамамлайду), өзиниң һәрбий борчини ада қилғандиму җәмийәтлик ишларға паал қатнишиду. Панфилов наһийәлик комсомол комитетиға хизмәткә тәклип  қилинғандиму өзини пәқәт иҗабий тәрәптинла көрсәткәнликтин, вақитниң өтүши билән Турғанҗан Розахунов наһийәлик партия комитетиға тәклип қилиниду. Комсомол вә партия аппаратлирида хизмәт қилиш — бу идеология мәктивидин өтүп, шу саһадики йеңи басқучқа тәйярлиқ көрүш вә тәҗрибә топлаш еди. Кеңәш дәвридә партия өз кадрлирини әйнә шундақ тәрбийиләтти. Шундақ кадрларниң бири һесапланған Турғанҗан Розахунов көп өтмәй җумһурийәт миқиясида чоң егиликләр сүпитидә тонулған Калинин вә Киров намидики колхозлар партия комитетлириниң кативи болуп сайлиниду.

 
Сәнъәткар һәм устаз.
29.05.2016 01:44   

«Уйғур авази» гезити, 26 май 2016 ж.

Һәр жутта өз миллитигә хизмәт қилишни муқәддәс борчи дәп һесаплайдиған, қәлбиниң паклиғи, әтрапидикиләргә дегән меһир-муһәббити, зор таланти билән жутдашлириниң һәм тамашибинлириниң иззәт-еһтирамиға сазавәр болған сәнъәткарлар аз әмәс. Хәлиқ мундақ инсанларни «Сәккиз қирлиқ, бир сирлиқ» дәп алаһидә әзизләйду. Әйнә шуларниң бири Халима Шаваевадур. У – нахшичи, уссулчи, устаз. У иҗра қилған нахшиларда бирдә хәлқимизниң дәрт-пуғани, қайғу-һәсрити ипадиләнсә, бирдә хошал кәйпият беғишлап, әриксиз шох уссулға чүшириду.

Халима Шаваева 1961-жили Уйғур наһийәси Түгмән йезисида дунияға кәлгән. Атиси Әркин, аниси Кеңәшгүлму сәнъәтхумар инсанлардин. Пәрзәнтлириниң чоңи Радик тонулған сазәндә, кейинкиси Айкерәм Өзбәкстанда талантлиқ актриса, кәнҗиси Айбүви ҚазПИниң музыка бөлүмини тамамлиған. Халима болса, 1978 – 1984-жиллар арилиғида Ташкәнт шәһиридә А.Островский намидики Театр вә бәдиий рәссамчилиқ институтиниң «Театр вә киноактери» бөлүмидә, шундақла Алмутида Қизлар педагогика институтида билим алған. Әмгәк паалийитини Чонҗа йезисидики 3- вә 5-оттура мәктәплиридә музыка пәни муәллими сүпитидә башлайду. Қошумчә «Арзу» хәлиқ нахша-уссул ансамбли тәркивидә болиду. Устаз сүпитидә Халима Шаваева өзи тәрбийилигән Х.Аблизова, А.Ғаппарова, С.Мухтәров, Р.Ниязов, Н.Шаваева охшаш шагиртлири билән һәқлиқ рәвиштә пәхирлиниду.

 
С Днем Рождения, Бахара!
25.05.2016 11:07   

От имени всех участников сообщества уйгурских исполнителей «Парваз» и наших читателей поздравляем певицу Бахару Ансарову https://parvaz.kz/index.php/bakhara с Днем Рождения! Желаем ей крепкого здоровья, мира и благополучия в семье, а так же новых творческих успехов!

Туғулған күнүңиз мубарәк болсун!

 
«Мәңгүлүк мәшрәп» - остался один день...
25.05.2016 01:11   

Dim lights Embed Embed this video on your site

Отрывок с шоу «Мәңгүлүк мәшрәп». Остался один день... Поторопитесь...
26,27,28 мая - Дворец Республики, 30,31 мая - Дворец Студентов.
Продажа остатков билетов -
Курмангазы 40 (уг.Тулебаева) Дом Дружбы, КУЖЭМ, каб.29 - 272 04 52, 8 707 764 9338, 8 701 764 9338(Замира).
Султан-Корган, ул.Жансугурова, кафе «Аят» - 8 775 718 2612(Зухра).
мкр-н Достык (Дружба) – 8 705 727 5009 (Фархад). мкр-н Достык (Дружба), кафе «Пор Бажын» - 8 701 565 4888.
Мкр-н Достык , школа-гимназия №153, 8 701 487 1571 Гузаль мкр-н Достык (Дружба),
ТД «СӘТТІ» +7 701 447 4677, +7 707 998 7560 Билеты на 30, 31 мая во Дворец Студентов им.Жолдасбекова так же продаются в кассе самого Дворца Студентов. Контактные данные: Телефон: +77273773406, +77273773404, +77272742062.
Телефоны для справок – 8 701 788 6976(Рамиля), 8 702 7177118(Мизангуль)

 
Группа Яшлык – Нигара
24.05.2016 12:42   

Дорогие друзья, представляем вашему вниманию мега-хит группы Яшлык https://parvaz.kz/index.php/yashlik-group «Нигара» (Я.Шамиев – Т.Тулегенов). Это новая версия песни с новым составом этой популярной группы. Приятного прослушивания.

Embed Embed this video on your site

 
Съемки концерта «Мәңгүлүк Мәшрәп».
24.05.2016 00:29   

Наши видеостудии «Davir» https://parvaz.kz/index.php/dshavdunov и «Happy Studio» https://parvaz.kz/index.php/happy-studio будут снимать концерт «Мәңгүлүк Мәшрәп»  27 мая 2016 года во Дворце Республики. Ребята уже сейчас готовятся к этой работе, ведь не каждый день проходят концерты такого масштаба.  Будет задействовано 8 камер, а так же кран.

Напоминаем друзья, что 26,27,28 мая во Дворце Республики, 30,31 мая во Дворце Студентов им.Жолдасбекова пройдет шоу-программа «Мәңгүлүк Мәшрәп». Справки по телефонам 8 701 788 6976(Рамиля), 8 702 7177118(Мизангуль), 8 701 764 9338(Замира).

 
«Һошшәрә яш талантлар!».
23.05.2016 03:03   

«Уйғур авази» гезити, 20 май 2016 ж.

Өткән һәптидә Әмгәкчиқазақ наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң уюштуруши, Әмгәкчиқазақ наһийәлик һакимийәтниң вә Җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң қоллап-қувәтлиши билән Челәк йезисидики Мәдәнийәт өйидә Қазақстан җумһурийити Мустәқиллигиниң 25 жиллиғи мунасивити билән  көрнәклик мәрипәтчи Һебибуллам Қаһаров намидики җумһурийәтлик ХVІІ «Һошшәрә, яш талантлар!» фестивали болуп өтти. Фестивальға Алмута шәһири, Уйғур, Панфилов, Талғир вә Әмгәкчиқазақ наһийәлиридики  мәктәпләрниң уйғур синип­лирида билим еливатқан 600гә йеқин оқуғучи қатнашти.

Бу  фестиваль дәсләп Қазақстан маарип әлачиси, мәрһум Һебибуллам Қаһаровниң тәшәббуси билән Талғир шәһиридә өткән еди. Һебибуллам ака вапат болғандин кейин униң бу алийҗанап ишини оғли,  миллий мәдәнийитимизниң җанкөйәри  Мәхсәтҗан Қаһаров давамлаштурмақта.

Фестиваль Челәк йезисиниң Абдулла Розибақиев намидики 4-«В» синип оқуғучилириниң иҗрасидики «Һошшәрә, яш талантлар!» нахшиси билән башланди. Шуниңдин кейин Әмгәкчиқазақ наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң муавин рәиси Айнисәм Вайденова пешқәдәм устаз Һебибуллам Қаһаровниң тәрҗимиһали вә әмгәк паалийитигә тохтилип өтти.

 
Җумһурийәтлик байқашқа йолланма алди.
23.05.2016 02:52   

«Уйғур авази» гезити, 19 май 2016 ж.

Өткән йәкшәнбә күни  Чонҗа йезисидики наһийәлик Мәдәнийәт өйидә көрнәклик мәрипәтчи, һели мәрһум Һебибуллам Қаһаров намидики «Һошшәрә, яш талантлар!» намлиқ билим вә сәнъәт фестивали болуп өтти. Мәзкүр байқашниң жуқури дәриҗидә өтүшигә мәрипәтчиниң оғли, милләтпәрвәр оғлинимиз Мәхсәтҗан Қаһаров, наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи,  наһийәлик маарип бөлүми вә Илия Бәхтия намидики  3-Чонҗа уйғур  оттура мәктивиниң мәмурийити билән муәллимләр коллективи йеқиндин қоллап-қувәтләп, һәртәрәплимә зәмин яритип бәрди.

Җамаәтчилик вәкиллири, муәллимләр билән оқуғучилар җәм болған ушбу чарә-тәдбир җәриянида муәллим Меһриван Қадирова миңлиған шагиртлар қәлбигә мәрипәт чириғини яққан пешқәдәм устаз  Һебибуллам  Қаһаровниң тәрҗимиһали вә әмгәк паалийитигә тохталғандин кейин, бир топ оқуғучи «Һошшәрә, яш талантлар!» нахшисини иҗра қилип, хатирә егисигә беғишланған шеирларни оқуп бәрди. Андин сөз новитини алған наһийә һакиминиң орунбасари Дәулетжан Деменбаев, Һебибуллам Қаһаровниң мәзлуми Ғәйрәтбүви Сәйдалим қизи, пешқәдәм устазлар Һемитахун Тохтасунов һәм Нурмаш Сағабаев, Чонҗа йезисиниң чоң жигитбеши Әркин Тәшмәтов, наһийәлик «Әжелер» кеңишиниң рәиси Рая Сартолова уюштурулуватқан чарә- тәдбирниң әһмийитигә тохталған һалда, оқуғучиларға муваппәқийәт тилиди.

 
«Инайәткә» йеңи рәһбәр сайланди.
23.05.2016 02:45   

«Уйғур авази» гезити, 20 май 2016 ж.

Җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң йенидики Алимлар кеңишиниң рәиси, Қазақстан Җумһурийитигә тонулған алим, ихтисат пәнлириниң доктори, академик Һакимҗан Арупов «Инайәт» ассоциациясиниң рәиси болуп сайланди.Һакимҗан Арупов 1962-жили Алмута шәһиридә туғулған. 1984-жили М.Ломоносов намидики Москва дөләт университетиниң ихтисат факультетини тамамлиди. Шуниңдин буян Қазақстандики көплигән алий билим дәргаһлирида ишлиди. Билимини техиму ашуруш мәхситидә бирнәччә қетим Америка, Германия, Италия, Франция Швейцария қатарлиқ әлләрдә әмәлий иш-тәҗрибидин өтүп кәлди. Һазир Алмутидики Дуниявий ихтисат вә хәлиқара мунасивәтләр институтиниң мудири.

Һакимҗан Аруп оғлиға җәмийәтлик паалийитидә утуқ тиләймиз.

Бәхтишат СОПИЕВ.

http://uyguravazi.kazgazeta.kz/?p=24241

 


Страница 115 из 220

Последние новости

Самое популярное