| Җумһурийәтлик байқашқа йолланма алди. | |
|
|
«Уйғур авази» гезити, 19 май 2016 ж.
Өткән йәкшәнбә күни Чонҗа йезисидики наһийәлик Мәдәнийәт өйидә көрнәклик мәрипәтчи, һели мәрһум Һебибуллам Қаһаров намидики «Һошшәрә, яш талантлар!» намлиқ билим вә сәнъәт фестивали болуп өтти. Мәзкүр байқашниң жуқури дәриҗидә өтүшигә мәрипәтчиниң оғли, милләтпәрвәр оғлинимиз Мәхсәтҗан Қаһаров, наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи, наһийәлик маарип бөлүми вә Илия Бәхтия намидики 3-Чонҗа уйғур оттура мәктивиниң мәмурийити билән муәллимләр коллективи йеқиндин қоллап-қувәтләп, һәртәрәплимә зәмин яритип бәрди. Җамаәтчилик вәкиллири, муәллимләр билән оқуғучилар җәм болған ушбу чарә-тәдбир җәриянида муәллим Меһриван Қадирова миңлиған шагиртлар қәлбигә мәрипәт чириғини яққан пешқәдәм устаз Һебибуллам Қаһаровниң тәрҗимиһали вә әмгәк паалийитигә тохталғандин кейин, бир топ оқуғучи «Һошшәрә, яш талантлар!» нахшисини иҗра қилип, хатирә егисигә беғишланған шеирларни оқуп бәрди. Андин сөз новитини алған наһийә һакиминиң орунбасари Дәулетжан Деменбаев, Һебибуллам Қаһаровниң мәзлуми Ғәйрәтбүви Сәйдалим қизи, пешқәдәм устазлар Һемитахун Тохтасунов һәм Нурмаш Сағабаев, Чонҗа йезисиниң чоң жигитбеши Әркин Тәшмәтов, наһийәлик «Әжелер» кеңишиниң рәиси Рая Сартолова уюштурулуватқан чарә- тәдбирниң әһмийитигә тохталған һалда, оқуғучиларға муваппәқийәт тилиди.Фестиваль давамида уни уюштурғучилар сөзгә чиқип, өзлирини қоллап-қувәтлигәнләргә миннәтдарлиғини изһар қилғач, хатирә соғиларни тапшурса, Һебибуллам Қаһаровниң нәвриси Шахсәнәм Қаһарова өзиниң иллиқ изгү-нийитини музыкилиқ салими арқилиқ тамашибинларниң жүригигә йәткүзди. Шуниңдин кейин мәзкүр чарә-тәдбирниң һөрмәтлик меһманлири билән адил қазилири көпчиликкә тонуштурулуп, байқаш башланди. Наһийәдә ана тилимизда билим еливатқан оқуғучилар бәш номинациялири бойичә синаққа чүшүп, көплигән шагиртлар өзлириниң қабилийитини намайиш қилди. Ғалиплар Пәхрий ярлиқ вә баһалиқ соғилири билән мукапатланди вә улар җумһурийәтлик байқашқа йолланма алди. Бир түркүм оқуғучилар рәғбәтләндүрүш соғиларға егә болса, фестивальниң қалған иштракчилириға хатирә соғилар тапшурулди. Хулләс, йәттә саатқа созулған мәзкүр фестивальда яңриған нәпис нахша-сазлар билән шох ләпәрләр, әвришим уссуллар вә һәвәскар шаирлар иҗадидин оқулған шеирлар, сәһнә әсәрлиридин көрүнүшләр һәммидә бөләкчә тәсират қалдуруп, көзләргә иссиқ яшлар елишқа мәҗбурлиди. Сәһниләштүрүлгән көрүнүшләр түпәйли көптин бери сеғиндурған миллий пурақ муһити дилларни йорутқандәк болди. Шахризада САБИТОВА. Уйғур наһийәси. |















