| Әдип хатирисигә беғишланди | |
|
|
Йеқинда Қуддус Ғожамияров намидики Жумһурийәтлик Дөләт Уйғур музыкилиқ комедия театрида, Қазақстан Хәлқи Ассамблеяси, Қазақстан Язғучилар Иттипақи вә Жумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң қоллап – қувәтлиши билән атақлиқ шаир, филология пәнлириниң доктори, академик Махмут Һәбәйдулла оғли Абдурахмановниң 80- яшқа толуши мунасивити билән мәзкүр әдипниң хатирисигә беғишланған әдәбий-музыкилиқ кәч болуп өтти. Кәчтә театрниң актрисаси Турдибүви Аблизова риясәтчилик қилди. Кәч шаирниң һаяти вә ижадий паалийитигә беғишланған қисқа һөжжәтлик фильм билән башланди. Андин новәт билән сөз алған ЖУММниң рәиси Шаһимәрдан Нурумов, Қазақстан Язғучилар Иттипақи йенидики Уйғур әдәбият Кеңишиниң рәиси Әхмәтжан Һаширий, Уйғур театриниң директори Савужан Сонуров, Темирхан Тегеев, филология пәнлириниң намзити, алимә Патигүл Мәхсәтова, «Уйғур авази» гезитиниң муһәррири Ершат Әсмәтов вә башқилар әдипниң ижадий палийити вә әһмийити һәққидә әтраплиқ тохталди. Кәч давамида шаир Махмут Абдурахмановниң қәлимигә мәнсүп нахшиларни театрниң атақлиқ нахшичилири Пәрһат Давутов, Марат Мәмәтбақиев вә Долқун Аманбаевлар орунлиди. Шундақла әдип пъессилиридин «Аманнисахан» драмисидин үзүндә көрситилди. Кәч тәсирлик өтти.
Молутжан Тохтахунов Алмута шәһири
Еще статьи о Махмут ака Абдурахманове https://parvaz.kz/index.php/articles/461-2013-02-22-16-11-28#comment-513 |















