| Уйғур хәлқи еғир җудалиққа учриди. | |
|
|
Махмут Абдурахманов.
Көпмилләтлик Қазақстан әдәбияти вә илим-пәни, уйғур хәлқи орни толмас еғир җудалиққа учриди. Мошу жилниң 20-февраль күни көрнәклик шаир вә алим, филология пәнлириниң доктори, профессор Махмут Абдурахманов 79 йешида вапат болди. М.Абдурахманов 1934-жили 20-июль күни Әмгәкчиқазақ наһийәсиниң Тәшкәнсаз йезисида туғулған. 1958-жили шу чағдики Киров намидики Қазақ дөләт университетиниң филология факультетини тамамлап, әмгәк паалийитини «Коммунизм туғи» (һазирқи «Уйғур авази») гезитиниң редакциясидә мухбирлиқтин башлайду. Андин Қазақ ССР Пәнләр академиясиниң Уйғуршунаслиқ бөлүмидә чоң илмий хадим болуп ишләйду. 1983-жилдин тартип Абай намидики Қазақ миллий педагогика университетида кафедра рәһбири, оқутқучи сүпитидә паалийәт елип бариду
М.Абдурахмановниң исмини хәлқимиз көрнәклик шаир, атақлиқ алим вә қәлими өткүр публицист сүпитидә алаһидә һөрмәт билән тилға алиду. Униң қәлимигә мәнсүп болған «Жүрәк хаһиши» (1967-ж.), «Қәлб нахшилири» (1967-ж.), «Өрләш йолида», (1979-ж.), «Даванлар» (1983), «Қәдәмләр» (1984-ж.), «Уйғур кеңәш әдәбиятиниң тарихи» (1984-ж.), «Жиллар садаси» (1999-ж.), «Түгүнләр» (2004-ж.), «Маһарәт чоққисиға интилип» (2009-ж.) вә башқиму нәзмий һәм нәсрий топламлар, илмий әмгәкләр оқурмәнләр тәрипидин сәмимий қарши елинип, җамаәтчилик арисида иҗабий инкас-пикирләрни һасил қилди. Мәрһум Қазақстан уйғур әдәбиятиниң тарихи тоғрилиқ дәсләп қәләм тәврәткән тәтқиқатчиларниң бири болған еди. Униң мошу мавзуға беғишланған уйғур, қазақ һәм рус тиллирида елан қилинған 200дин ошуқ мақалиси сөзүмизниң ярқин испатидур. Шуниң билән биллә у Абай, Пушкин, Р.Ғамзатов, Қ.Ерғалиев, Қ.Мырза-Әли, Т.Молдағалиев вә башқиму атақлиқ иҗаткарларниң әсәрлирини уйғур тилиға тәрҗимә қилди. М.Абдурахмановниң Қазақстандики уйғур маарипини тәрәққий әткүзүшкә қошқан мунасип һәссиси дайим мәмнунийәт билән тилға елиниду. Көрнәклик алим бир қатар дәрисликләр билән илмий топламларниң муәллипи вә һәммуәллипи болған. «Уйғур тили дәрислигигә 5 — 7-синиплар үчүн көнүкмиләр топлими» (1960-ж., И.Семәтов билән һәммуәллипликтә), 10-синип үчүн «Уйғур совет әдәбияти» (1970-ж. һәммуәллип), 8-синип үчүн «Уйғур әдәбияти» (2000-ж. П.Мәхсәтова билән һәмкарлиқта), 8-синип үчүн «Уйғур әдәбияти. Хрестоматия» (2000-ж.), «Уйғур әдәбияти» (2003-ж. С.Моллавутов, П.Мәхсәтова вә Г.Молотова билән һәммуәллипликтә), 10-синип үчүн «Уйғур әдәбияти. Хрестоматия» (2003-ж. С.Моллавутов билән һәммуәллипликтә) дәрисликлири, «Уйғур совет әдәбияти тарихиниң очерклири» (1967-ж.), «Уйғур совет әдәбиятиниң шәкиллиниш вә риваҗлиниш дәври» (1967-ж.), «Уйғур әдәбиятидики традиция вә новаторлуқ мәсилиләргә даир» (1970-ж.), «Уйғур әдәбияти вә фольклоридики жанрлар» (1980-ж.), «Уйғур совет әдәбиятиниң тарихи» (1986-ж.) топламлири шулар җүмлисидиндур. Шундақла униң миллий әдәбиятимизниң һәр хил дәвирләрдики нәмунилирини өз ичигә алған «Күрәш вә һаят» (1961-ж.), «Қәләм нәқишлири» (1974-ж.) топламлириниң барлиққа келишигиму чоң төһпә қошқанлиғини алаһидә тәкитләп өтүш орунлуқтур. Мошу йәрдә мәрһумниң замандиши, уйғур әдәбиятиниң йоруқ юлтузи Һезмәт Абдуллинниң илгири йоруқ көрмигән мақалилирини жиғип, «Әдәбият һәққидә ойлар» (1990-ж.) топлимини оқурмәнләр диққитигә һавалә қилғанлиғиниму мәмнунийәт билән тилға елишқа әрзийду. М.Абдурахмановниң әмгәклири дайим мунасип баһалинип кәлди. У Қазақстан Җумһурийитиниң маарип әлачиси, Уйғур вә Әмгәкчиқазақ наһийәлириниң Пәхрий граждини атилип, «Қазақстан Җумһурийитиниң илим-пәнигә сиңәргән әмгиги үчүн» пәхрий бәлгүси вә башқиму бир қатар ярлиқлар билән тәғдирләнди. Махмут Абдурахмановни уйғур җамаәтчилиги шундақла җәмийәтлик ишларниң паал иштракчиси, миллий маарипимизниң җанкөйәри, жүрәкни тәвритидиған йеқимлиқ нахшилар мәтинлириниң муәллипи сүпитидиму яхши билиду. Мәрһум аилисидә көйүмчан вә меһриван ата вә бова, дост-бурадәрлири арисида сахавәт-инавәтлик инсан еди. Униң ярқин қияпити бизниң қәлбимиздә та абәт сақланғуси. ҚАЗАҚСТАН ЯЗҒУЧИЛАР ИТТИПАҚИ. Орни толмас җудалиқ «Маһмут ака түзүләлмиди…», дегән соғ хәвәрни аңлиғанда, көптин бери ағриқ азавини тартиватқан әтивалиқ акимизниң бақилиқ болуп, Қазақстан дияридики барлиқ уйғур җамаәтчилигиниң орни толмас җудалиққа учриғанлиғини пүтүн вуҗудум билән чоңқур һис қилдим. Тиклинип кәлгән қарам әҗәлгә һеч чарә йоқлиғини йәнә бир қетим сезиндим. Келәр жили нишанлинидиған сәксән яшлиқ тәвәллудиға йетиш несип қилмиған тәғдиригә ечиндим, ичтин көйүндүм. Болған ишқа полаттәк мәккәм болмаслиқтин башқа немә амал бар?! Йешиң атмиштин алқиғанда көңлүңгә қериндаштәк йеқин тутқан дилкәш-мәсләкдаш, өмрүңгә қол-қанат, һәмшерик, сирдаш-муңдаш, дәвриң билән һаятқа көз қариши, мәвқәси көп җәһәттин охшаш вә уйғун, устазлиқ мәслиһитини илик елип, шарапитини көргән, яш пәрқигә қаримай, арилишип, илпәтчилик кәйпини биллә сүргән әзиз адимиңдин айрилиштәк еғир һәсрәт болмиса керәк?! Түнүгүн ахирқи сәпиригә қиймай узатқан Маһмут акиниң яшап өткән мәзмунлуқ, ибрәтлик һаятиға көз жүгәртсәм, униң замандиши, қәләмдиши болған бүйүк қазақ шаири Қадир Мирза-Әлиниң атақлиқ авар шаири Расул Ғамзатовқа беғишланған шеиридики: «Аз хәлиқниң шаири, улуқ болмай болмайду…» дегән ибариси дәрру ядимға кәлди. Дәрһәқиқәт, бу һәркимни қайил қилидиған орунлуқ пикир Маһмут ака Абдурахмановқиму тәәллуқтәк билинди маңа. Сәвәви, у шундақ көп қирлиқ таланти билән уйғурларниң бир мунәввәр пәрзәнди сүпитидә хәлқимизниң жүригигә йол тепип, униң келәчәк варислириниң арзу-тиләклиригә қанат пүткүзгән устазларни тәрбийилигән, қедимий әдәбиятимизниң чириғиниң өчмиши, булиғиниң соғулмиши үчүн җанпидалиқ йолида көйүнүп өткән һәм кәлгүси әвлатқа өз иҗадийитидин нәмунә боларлиқ әсәрлирини қалдуруп кәткән пешқәдәм устаз, паалийәтчан алим вә көрнәклик шаирдур. Униң бу үч асаслиқ йөнилиштики әмгәк-әҗрини етирап қилмайдиған ким бар?! Хәлқимизниң мәдәний тарихида шундақ ярқин из қалдурған Маһмут ака билән қириқ жилдәк вақит қоюн-қолтуқ арилишип, ака-инилиқ мунасивәттә болғиним билән һәқлиқ йосунда мәғрурлинимән. Өткән әсирниң 60-жиллири шеирийәткә әндила «тәй-тәй» бесип киргән биз, яшлар, үчүн униң пәдәзсиз баһалиқ пикир-ойи, мулаһизә-мәслиһәтлири иҗадийәттә өз чиғир йолумизни тепишқа сәвәп болди десәм, артуқлиқ қилмас. Униң шундақ устазлиқ ғәмхорлуғидин шу дәвирдики чоң-кичик қәләмдашларниң һечқайсиси чәттә қалған әмәс, сәвәви, у әдәбиятимизға ахирқи нәпәсигичә чоң җавапкәрчилик билән қарап, халис баһасини берип олтарған бирдин-бир әдәбиятшунас алим-әдип. Маңа униң әтраплиқ, испатлиқ вә мурассәсиз пикир қилиши, өз ойини ухтисиға йәткүзүп ейтиш мәдәнийити, өзи билән өзгигә бирдәк тәләпчанлиғи, һәрхил көзқарашларни бириктүрүп, изчиллаштуруш қабилийити вә җәмийәтлик ишларни уюштуруштики тәшәббускарлиғи, тапқурлиғи, устазларға тән сәвирлик, кәчүрүмчанлиғи билән көйүмчанлиғи бәк яқидиған. У шундақла ой-нийитиниң ғәрәзсиз-түзлигини, дәллиң сөзлигини, бир өзигә хас өзлүгини әмәлий ишлири билән тәстиқләп беридиған, кәмтарлиғи билән роһий өрлигини, мәғрурлиғини һәрқандақ әһвалда сақлап қелишни билидиған ақ көңүл, уттур сөзлүк алийҗанап инсан еди. Униң миллий маарипимизниң сақлиниши билән мәдәнийитимизниң тәрәққий етишигә сиңәргән әмгигини көпчилик унтумайду. У җамаәтчилик ишлириға паал қатнишиш билән бирқатарда, йеқинлириниң һал-оқитидин пат-пат хәвәр елип туратти. Шәхсән өз бешимдин көплигән көңүлсизликләр өткәндә, келип һал сорап, көңлүмни ясап кетишкиму вақтини тапатти. Болупму мәрһум бәстикар-сазәндә Селимахун ака Зәйналов билән кәлсә, униңға җор болуп, дутар, тәмбирни тәңкәш қилип, йеңидин иҗат қилған нахшилирини ейтишни толиму яхши көрәтти. Пүткүл аңлиқ һаятини, иҗтиһати билән талантини хәлқигә беғишлиған Маһмут ака әнди аримизда йоқ. Лекин униң ярқин қияпити, өмүргә болған әшналиқ-муһәббити, қилған хизмити, тапқан иззәт-һөрмити уни билгәнләрниң қәлбидә мәңгү сақлинидиғанлиғиға ишәнчим камил. Әлвида, әзиз устаз, қәләмдаш ака, ятқан йериң юмшақ, роһиң җәннәттә болсун, дәп мақаләмни төвәндики шеирий мисралар билән тамамлимақчимән. Болди бүйүк бир оғлидин әл җуда, Көзләрдә — яш, дилда — қайғу-дәрт, нида. Өлмәс роһиң мәңгү һаят қалғуси, Әзиз устаз, кәчмәс ака, әлвида!!! Җәмшит РОЗАХУНОВ, шаир.
|
















Комментарии