Open login

Поиск Песни или Исполнителя на сайте PARVAZ.KZ

Главная Новости Миннәтдарлиқ .
Миннәтдарлиқ .
11.07.2014 15:25   

«Уйғур авази» гезити 10 Июль 2014 ж.

Йеқинда кәнҗә оғлимиз Алиар туюқсиз еғир ағриққа (апластическая анемия сверхтяжелой формы) дучар болуп, ағриқханиға чүшүп қалди. Ағриқтин сақийип кетиш үчүн нурғун мөлчәрдә қан лазим болди.Оғлимиз Алмутидики ағриқханида ятқанлиқтин, аз вақит ичидә унчилик қан тепиш асан әмәс еди. Шу чағда   шәһәрдә истиқамәт қиливатқан жутдишимиз Бәхтишат Мәмәтбақиев әһвалидин хәвәр тепип, у әтисила  онға йеқин жигитни башлап келип, қан өткүзди.  Кейин йәнә қан лазим болғандиму бирқатар жигитләр дәрдимизгә дәрман болди. Әйнә шундақ бешимиз қетип қалғанда, ярдәмгә кәлгәнләрниң йенимиздин тепилғанлиғидин бешимиз көккә йәтти.Худаға миң қәтлик шүкри, һазир Алиарниң саламәтлиги бираз яхши болуп, тенигә мағдир кириватиду.

Әнди мундақ алийҗанап ишқа бәл бағлиған жут пәрзәнтлири — Ғәйрәт яшлар кеңишиниң рәиси Ришат Турғановқа, шундақла Әзиз Мәрүпов, Турғанҗан Нәсирдинов, Әкрәм вә Сухраб Бақиевлар, Долқун Кибиров, Шаяхмәт Бақиев, Абдулҗан Азнибақиев кәби яшлиримизға  сөйүмлүк гезитимиз «Уйғур авази» арқилиқ миннәтдарлиғимизни изһар қилишни тоғра көрдуқ.

Илаһим, бүгүнкидәк улуқ ай, улуқ күнләрдә дәрдимизгә дәрман болған жутдаш яшларға меһриван вә шәпқәтлик Алла муваппәқийәтләр несип қилсун, демәкчимиз. Розидар мусулман әһлигә тутқан розилири қобул болуп, саламәтлик, хатирҗәмлик тиләймиз!

ИСМАЙИЛОВлар аилиси.

Ғәйрәт йезиси, Әмгәкчиқазақ наһийәси. http://uyguravazi.kz/?p=14037#more-14037

 

 
Интересный материал? Поделись с другими:

Последние новости

Самое популярное