| Жил беши – Норуз мубарәк! | |
|
Жил беши – Норуз мубарәк!
Әтрапни йешилзарлиққа бөләп, көңүлләргә шатлиқ дәмләрни һәдийә қилидиған жил беши- Норуз мәйримиму мана босуға атлап кирип кәлмәктә. Бу күни әнъәнә бойичә барлиқ қом-қериндаш вә уруқ-туқанлар бу қутлуқ мәйрәм билән бир-бирини сәмимий тәбриклишиду. Бизму сөйүмлүк тор бетиңлар арқилиқ бу тәнтәнилик мәйрәм билән барлиғиңларни чин қәлбимиздин тәбрикләймиз! Норуз мәйрими- яхшилиқ вә бәрикәт мәйрими! Барлиғиңларни һаятиңларда яхшилиқ дәмләр көп болуп, өйлириңлар бәрикәткә толсун! Илаһим, жил давамида арзулиған арманлириңлар орунлинип, амәт-утуқ вә бәхит силәргә яр болсун қериндашлар! Норуз мәйрими мубарәк болсун! «Пәрваз» уйғур ижрачилар бирләшмиси |















