Open login

Поиск Песни или Исполнителя на сайте PARVAZ.KZ

Главная Новости «Яңра, нахшам!» һәммини яйратти
«Яңра, нахшам!» һәммини яйратти
24.02.2018 22:08   

«Уйғур авази» гезити, 22 февраль 2018 жил

Мәшүр САСИҚОВ, «Уйғур авази»/ Өткән йәкшәнбә күни Алмута шәһиридики Ө.Жолдасбеков намидики Студентлар сарийида «Artur Productіon» продюсерлиқ мәркизиниң қурулғининиң бәш жиллиғиға беғишланған «Яңра, нахшам!» намлиқ концерт болуп өтти. Талантлиқ нахшичи һәм продюсер Артур Илахуновниң рәһбәрлигидә бәш жилдин бери сәнъәтсөйәр тамашибинниң тәшналиғини қандуруп келиватқан «Яңра, нахшам!» бу қетимму уларға унтулмас дәқиқиләрни һәдийә қилди. Бу күни концертқа кәлгән һәрқандақ адәм өзини, худди аләм тонуған нахшичи яки аброй-инавити алаһидә жуқури сәнъәткарниң йәккә концертиға иштрак қилғандәк һис қилди десәк, ашурувәткәнлик әмәс. Чүнки сәһниниң заманивий технологияләр билән безилишидин концертни уюштурғучиларниң тамашибинни күтүвелишқа җиддий тәйярлиқ көргәнлигини билишкә болатти. Шундақла концертниң продюсерлиқ мәркәз әзалириниң қизиқарлиқ вә күлкилик иш-һәрикәтлири, йәни уссул-сазлири билән, Артур Илахуновниң өзи «Аман болсун» нахшиси ейтип бериши билән башлиниши бу қетим тамашибинлар өйлиригә қанаәтләнгән һалда қайтидиғанлиғидин далаләт берип туратти. Бизниң бу тәхминимиз тоғра болуп чиқти вә уни концерт ахирида хошал-хорам, сәнъәткарларға миннәтдарлиғини ейтишип қайтқан тамашибинларниң чеһрисидин көрдуқ.

Мәлумки, сәнъәткар үчүн тамашибинниң алқишидин артуқ һечнәрсә йоқ. Әйнә шу алқишқа «Artur Productіon» продюсерлиқ мәркизи қандақ йәтти? Тамашибин немә үчүн уларни һөрмәтләйду вә уларниң һәрбир концертиға алдирайду?

 

Бизниң пикримизчә, улар тамашибинниң ғеми вә уларға хизмәт қилиш билән яшайду. Мәркәзниң қурулғиниға бари-йоқи бәш жил болсиму, бу вақит ичидә мошундақ аброй-атаққа қол йәткүзүш һәркимниң қолидин келивәрмәйду. Бу вақит мабайнида улар пәқәт концерт өткүзүш биләнла чәкләнгини йоқ, уйғур тилида бир-икки фильмниму чүширип үлгәрди. Буниңдин ташқири, яш талантлиқ нахшичиларни чоң сәһниләргә елип чиқип, уларни көпчиликкә тонуштуруватқанлиғиниму алаһидә тәкитләшкә әрзийду. Мана мошундақ паалийәтлири арқилиқ аммиға тонулған мәркәз әзалири мошу концерттин кейин йәнә нурғун ишларға қабил екәнлигини очуқ намайиш қилди.

Әнди концертқа кәлсәк, униңда йеңидин қурулған «Пәрванә», «Дилдар» топлири билән биллә яш талант егилиридин Пәрһат Мәсим, Назим Розахунов, Меһрат Рәхмәтҗан, Молутҗан Тохтахунов, Адилҗан Һемитов вә башқилар тамашибинларға арамбәхш дәмләрни һәдийә қилип, өзлириниң әҗдатлиримиздин келиватқан бай миллий сәнъитимизгә варислиқ қилишқа тәйяр екәнлигини испатлиди. Бу йәрдә шундақла яшларниң заманивий роһта йезилған нахшиларға чүширилгән клиплири һәққидә сөз болуп, әйнә шу клипларда ейтилған нахшиларму иҗра қилинди. Өз новитидә, нахшичиларниң һәммиси дегидәк яшлар болушиға қаримай, тамашибинлар уларниң иҗрасидики нахшиларни гүлдүрлигән алқишлар билән қарши алди.

Яш җәһәттин бу яшларниң «акилири» болуп қалған Бәхитҗан Савурҗанов, Алимҗан Бавдинов, Әзиз Сәйптулла, Рахман Мухпулов, Мурат Әйсаров, Дилшат Зайир вә Бәхтияр Имран концертта бар маһаритини сәрип қилип, нахша-саз, уссуллар арисидики тәнәпусларда тамашибинларни күлкигә ғәриқ қилди. Болупму улар һазирқи заман вабасиға айланған телефон, Интернетики иҗтимаий торларниң әкси тәсири тоғрилиқ күлкилик сәһнилик көрүнүшлири арқилиқ көпчиликни ойға салди. Башқиларни билмидуқ, иҗтимаий торлар арисида “Ватсап” дегининиң пәқәт биз, уйғурлар үчүнла чиқирилғандәк, баримизни төкүп, қериндаш билән достни дүшмәнгә айландурғини тоғрилиқ Мурат Әйсаров оқуған монолог алаһидә тәсирлик болди. Продюсерлиқ мәркәзниң йәнә бир әзаси, яш шаирә Альбина Әмәтованиң иҗрасидики нахша көпчиликтә чоңқур тәсират қалдурди. Бу күни хәлқимизниң булбули Нуралим Варисов билән көпчиликкә нами тонуш «Дияр», «Тарим» ансамбллириму тамашибин сөйүп тиңшайдиған нахшилири билән уларниң тәшналиғин қандурди. Әнди концертқа меһман сүпитидә иштрак қилған Қазақстан эстрада юлтузи Адилҗан Өмәров мәркәз паалийитигә иҗабий баһа бәргән һалда уларниң ишиға утуқ тиләп, тамашибинларға йеңи нахшисини соға қилди.

Буниңдин башқа, жуқурида исми аталған продюсерлиқ мәркәз актерлири орунлиған миниатюра-этюдлирида миллий мәтбуатимиз, ана тилимиз, сәнъитимиз вә умумән мәдәнийитимизгә мунасивәтлик бәзи сәлбий көрүнүшләрни аччиқ тәнқит қамчиси астиға алди.

“Көч маңғансири түзилиду” демәкчи, бийил бәш жиллиғини нишанлаватқан “Яңра, нахшам!” концерт программиси жилдин-жилға тамашибинларниң роһий услуғини қандуруп кәлмәктә. Бу йәрдә Артур Илахуновниң вә шундақла концертниң режиссери һәм риясәтчиси Әзиз Сәйпитулланиңму әмгигини алаһидә тилға елишқа әрзийду.

Қисқиси, бир йерим миң тамашибин арисида концерттин нарази болғанларни байқимидуқ. Уларниң һәммиси үч саат болсиму тирикчиликниң ғемини ядидин чиқирип, роһий озуқ алғанлиғи һәқиқәт.

http://uyguravazi.kazgazeta.kz/?p=33627

Полный фоторепортаж с концерта в соц.сетях по ссылкам ниже

https://vk.com/album6322814_250938185

https://www.facebook.com/594015294032452/photos/?tab=album&album_id=1346532358780738

 
Интересный материал? Поделись с другими:

Последние новости

Самое популярное