| Сәнъәткә тәшна қәлбләр яйриған күн | |
|
|
«Уйғур авази» гезити, 12 май 2017 жил
Мәшүр САСИҚОВ,«Уйғур авази»/Дүшәнбә күни Талғир наһийәсиниң Туздыбастав йезисидики Мәдәнийәт өйидә көпчиликкә өзиниң зилва авази билән хәлиқ нахшилирини бабиға йәткүзүп орунлайдиған Җөһәргүл Сасиқованиң йәккә концерти болуп өтти. Иҗрачиниң иҗадийитини һөрмәт қилип, униң нахшилирини сөйүп тиңшайдиған чоң-кичик сәнъәт мухлислири бу күни залға лиқ толди.
Муқам муқәддимилиридин башланған концертта Җөһәргүл Сасиқованиңла әмәс, исми хәлқимизгә яхши тонуш сәнъәткар, Қазақстанниң хизмәт көрсәткән әрбаби Марат Норузовниң, тонулған иҗрачилар Артур Илахунов, Сейитҗан Зайитов, Алик Бақиевниң нахшилири гүлдүрас чаваклар билән қарши елинди. Шундақла Илинур Әхмәтова, Дилмурат Қадиров, «Дияр» топи, «Анилар хори» вә башқиларниң муңлуқ нахшилиридин көпчиликниң тәшна қәлблири су ичти десәк ашурувәткәнлик әмәс. Чүнки тамашибинлар уларниң һәммисигә дегидәк гүлдәстиләрни тәғдим қилип, һөрмәт билдүрди. Шундақла бу күни сөйүмлүк нахшичилири сәһнигә көтирилгәндә, ичи қизиқ тамашибинлар уссулғиму чүшти. Болупму исми һәрқандақ сәнъәттин хәвири бар уйғурға тонуш, атақлиқ нахшичи Толунай Әйсарова шох нахшиси билән шагирти Җөһәргүл Сасиқовани тәбриклигинидә, бовай-момайларму орнида олтиралмай қалди.
Җөһәргүл Сасиқованиң бу йәккә концертини өткүзүш тәшәббусини йезилиқ Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң сабиқ рәиси Абдирим Муһәмәтов көтәргән екән. Кейинирәк бу алийҗанап ишни сәнъәткарниң аилиси вә җумһурийәтлик һәм наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи тәрипидин қоллап-қувәтләнди. Шу түпәйли өткән мәйрәмлик күнләрдә туздыбаставлиқларниң көңли су ичкидәк концерт уюштурулди. Концерт ахирида сәһнигә көтирилгән җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң башқарма әзалири Таҗиниса Тохтиева билән Мизангүл Авамисимова Җөһәргүл Сасиқоваға ҖУЭМниң Пәхрий ярлиғини тапшурди. Шундақла Талғир наһийәлик Ханим-қизлар кеңишиниң рәиси Арзигүл һаҗим Һошурова, Алмута шәһәрлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи йенидики «Анилар» кеңишиниң рәиси Әхтирим Әхмәтова йәккә концерт қәһримани билән ушбу чарә-тәдбирниң тәшәббускари Абдирим Муһәмәтовқа чапан япти. Тәкитләш керәкки, концерт давамида туздыбаставлиқлар йеқинда саламәтлигигә бола наһийәлик баш жигитбеши вәзиписини сақит қилған Җамалдин Насировқа, Абдирим Муһәмәтовқа вә Туздыбастав йезисиниң жигитбеши Зәрват Баһавдиновқа чапан йепип, өзлириниң миннәтдарлиғини изһар қилди. |















