Open login

Поиск Песни или Исполнителя на сайте PARVAZ.KZ

Главная Новости «Доланниң» дәсләпки қәдими.
«Доланниң» дәсләпки қәдими.
20.01.2017 20:57   

«Уйғур авази» 29 сентябрь 2016 ж.

Өткән һәптидә Алмута шәһиридики Оқуғучилар сарийиниң концерт залида җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи вә «Пәрваз» уйғур иҗрачилар бирләшмисиниң қоллап-қувәтлиши билән  «Долан» уйғур миллий уссул ансамбилиниң  концерти болуп өтти. «Долан» ансамбли 2016-жилниң январь ейида қурулған. Ансамбль дәсләп тәшкил қилинғинида кичик топни әслитидиған. Андин көпчиликниң тәливи билән ансамбльниң йәнә икки шөбиси тәшкил қилинип, уларда уйғур миллий уссули билән шуғулланғучиларниң сани 50кә йәтти. Қисқиси, улар аз вақитниң ичидә җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи вә «Доппалайф» яшлар торбети һәм башқиму җәмийәтлик бирләшмиләр тәрипидин уюштурулған чарә-тәдбирләргә қатнишип, көпчиликкә тонулушқа башлиди. Шуниң билән биллә ансамбль әзалири һәрқандақ хәйрихаһлиқ паалийәтләрниң турақлиқ иштракчисиға айланди. Шуни алаһидә тәкитләш керәкки, йеқинда ансамбльниң әң кичик тәрбийиләнгүчилири җумһурийәтлик «Күншуақ» конкурсида І орунға сазавәр болди.

Концерт ахирида «Пәрваз» уйғур иҗрачилар бирләшмисиниң рәиси Райим Һәмраев, ҚУЯБ рәиси Рустәм Хәйриев, «Доппалайф» яшлар торбетиниң рәһбири Сүлһи Мәшрәпов сөзгә чиқип, мәзкүр концертқа паал қатнашқан яшларға Тәшәккүрнамиләрни тапшурди. Ансамбль йетәкчиси Имран Бәхтияр болса, Шинҗан уссулчилар җәмийитиниң әзаси, уссул сәһнисиниң баш режиссери, дөләтлик І дәриҗилик баш режиссер-балетмейстер Ризвангүл Ибрайимға өзиниң чәксиз миннәтдарлиғини билдүрди.

Зульфия ТЕЙИПОВА, ҚУЯБ әзаси.

http://uyguravazi.kazgazeta.kz/?p=28094#more-28094

 
Интересный материал? Поделись с другими:

Последние новости

Самое популярное