Open login

Поиск Песни или Исполнителя на сайте PARVAZ.KZ

Главная Новости Һәвәскарларни сәнъәт дуниясиға башлиди.
Һәвәскарларни сәнъәт дуниясиға башлиди.
25.12.2016 00:15   

«Уйғур авази» гезити, 22 декабрь 2016 ж.

Һазир немә көп – нахшичи көп. Һәқиқий талант егилирини пәқәт уларниң қабилийитини синайдиған конкурс-мусабиқиләрдә ениқлаш мүмкин. Йеқинда әйнә шундақ атақлиқ эстрада юлтузи, ярқин сәнъәткар, мәрһум Мурат Насиров намидики конкурс «Doppalіfe» уйғур яшлириниң Интернет порталиниң уюштуруши билән Уйғур театрида өтти.

Мәлумки, ушбу конкурсни дәсләп мәрһум Мурат Насировниң йеқин дости, тонулған сәнъәткар Полат Һезимов қолға алған еди. Кейинирәк бу изгү ишниң тизгини «Doppalіfe» Интернет порталиға тапшурулған. Бийил бу конкурсниң географияси кәңийип, униңға ташкәнтлик қериндашлиримизниңму қатнашқанлиғи һәммимизни хошал қилди. Шундақ қилип, жигирмигә йеқин талант егиси иштрак қилған мусабиқигә композитор Қәһриман Иминов, хәлқимизниң булбули Нуралим Варисов, продюссер Гүлвира Илахунова-Яри, «Дәрвишләр» топиниң әзаси Райим Һәмраев, нахшичи Дилназ Əхмәдиева вә «Ринго» топиниң нахшичиси Адилҗан Өмәров кәби сәнъәткарлар қазилиқ қилди.

 

Сәнъәт дуниясида исми көпчиликкә яхши мәлум бу қазилар тәрипидин чиқирилған йәкүн бойичә, үчинчи орунни өзбәкстанлиқ Имәрҗан Қасимов егилисә, өзиниң йеқимлиқ нахшилири билән яшлиримиз арисида тонулуп келиватқан яркәнтлик Молутҗан Тохтахунов иккинчи орунға еришти. Әнди биринчи орун болса, хәлиқ нахшилирини бабиға йәткүзүп иҗра қилған хәлиқ таланти Адилҗан Һемитовқа буйриди. Конкурсниң баш мукапити – Гран-прини маливайлиқ яш талант егиси Меһрат Рәхмәтҗанов йеңивалди. Миллий саз əсваплиримизға гитарисини җор қилип, дилраба нахшилири билән көпчиликниң сөйүмлүк нахшичисиға айланған Аблеким Турсунов Қазақстан эстрада юлтузи Дилназ Әхмәдиеваниң мәхсус ахчилиқ мукапити билән тәғдирләнди.

Конкурсни маддий җәһәттин қоллап-қувәтлигән «Җанан» аяллар фонди қатнашқучилар арисидики ялғуз қиз — Тахмина Əлиевани ахчилиқ мукапат билән рәғбәтләндүрди. Уйғур театри рәһбәрлиги тәрипидин «Кредо» топи һәм яш нахшичи Рамиль Нурахунов Пәхрий ярлиқ билән мукапатланди. Бу күни «Тарим» ансамбли, «Дилдар топи» вә шансон маһири Алимҗан Зулпиқаров конкурсниң меһманлири сүпитидә тамашибинлар үчүн бир түркүм нахшилири билән чашқа чачти.

Ахирида уюштурғучилар конкурсни һәртәрәплимә қоллиған «Җанан» аяллар фондиға, «Ипар» сода ширкитигә, «Пәрваз» иҗрачилар бирләшмисигә вә «Тәңритағ» каналиға минәтдарлиғини билдүрди.

Адиләм МӘСИМҖАН.

http://uyguravazi.kazgazeta.kz/?p=27795#more-27795

 
Интересный материал? Поделись с другими:

Последние новости

Самое популярное