Open login

Поиск Песни или Исполнителя на сайте PARVAZ.KZ

Главная Новости «Бир арман – мәңгү һаят болсам дәймән».
«Бир арман – мәңгү һаят болсам дәймән».
12.12.2016 18:06   

«Уйғур авази» гезити, 8 декабрь 2016 ж.

Шаир вә драматург Исмайил Саттаровниң туғулғиниға — 100 жил/ Уйғур оқурмәнлири вә көрәрмәнлири қәлбидин чоңқур орун алған, буниңдин 70 — 80-жиллар илгири йезилсиму, һели аммибаплиғини йоқатмай келиватқан «Һур­бағ қизи», «Муһәббәт», «Қорған» дастанлири, «Назугум», «Гүлстан» (Қ.Һасанов билән һәмкарлиқта), «Ғерип — Сәнәм»(В.Дьяков билән һәмкарлиқта) драмилириниң, адәм­гә әҗайип һөзүр-һа­лавәт беғишлайдиған онли­ған  шеирларниң муәл­липи, ялқунлуқ талант егиси Исмайил Саттаровниң туғулғиниға 100 толушиға мунасивәтлик «Бир арман – мәңгү һаят болсам дәймән» намлиқ әдәбий кәч Ғәйрәт йезисида шаир намидики мәктәптә болуп өтти.

Мәрасим мәктәп алдидики әдип һәйкилигә гүл қоюштин башлинип, мәҗлисләр залида давамлашти. Шаирниң қәли­мигә мәнсүп «Сатарим» нахшиси орунлинип, тил вә әдәбият пәнлириниң муәллими Абдулҗан Азнибақиев қәләм саһибиниң һаяти вә иҗадий паалийити һәққидә доклад оқуғандин кейин, бир топ оқуғучилар Қазақстанға мунасивәтлик шеирларни қазақ, рус, инглиз вә уйғур тиллирида оқуп, тәйярлиқ топиниң балилири «Қамшы» уссулини орунлиди.

Дәсләп сөзгә чиққан Аси йеза округиниң һакими Орынбасар Төлепов Исмайил Саттаровниң 100 жиллиқ тәвәллудиниң бийилқи муһим сәнә – елимиз Мустәқиллигиниң 25 жиллиғиға тоғра кәл­гәнлигигә нәзәр ағдуруп, бари-йоқи 28 жил һаят кәчүргән, мәңгү өлмәс әсәрләрни яратқан әдип намидики билим дәргаһиниң округтики илғар мәктәп екәнлигигә тохталди. Мәк­тәп рәһбәрлиги билән муәллимләрниң өз ишиға жуқури җавапкәрлик билән қаришиниң нәтиҗисидә 2014-жили наһийәдә «Маарип саһасиниң карванбеши» намиға еришкән билим дәргаһи коллективини һәртәрәплимә қол­лап келиватқан йеза турғунлириниң әмгигиниму атап өтти. Жуттики бирлик һәм иттипақлиқниң нәтиҗисидә йеза стадиони ремонтлинип, яшлар арисида сағлам һаят тәризини тәрғип қилиш яхши йолға қоюлди, 4 спорт маһирлиғиға намзат йетилип чиқти. Икки жил Кеңәш Иттипақиниң Қәһримани Мәсим Яқупов намидики җумһурийәтлик футбол турнири мошу йезида өтти. Йеза мечити ғәйрәтликләрниң өз күч-ғәйрити билән ремонтлинип, яшларниң дилиға ислам еқидилирини сиңдүрүп кәлмәктә.

Тәнтәнә давамида уй­ғур тили вә әдәбияти пәнлириниң муәллимлири Муһәббәт Майдинова, Арзигүл Һошурова, Зиләһбүви Һаҗиева вә башқиму муәллимләрниң йетәкчилигидики өмәкләргә қатнишиватқан балилар әдипниң қәлимигә мән­сүп шеир-поэмилардин парчиларни оқуди. «Ғерип — Сәнәм» драмиси билән «Қорған» поэмиси сәһниләштүрүлүп, меһманлар диққитигә һа­валә қилинди. Көпчилик сөйүмлүк әсәрләрни зор алқишлар билән қарши алди.

«Әдәбиятни давам қилидиған шаир һәм язғучилар» демәкчи, мәк­тәптә шеирийәткә җиддий һәвәс бағлиған оқуғучиларму нурғун екән. Уларниң әдипкә беғишлиған вә башқиму мавзуларға йезилған шеирлири гүлдирас чаваклар билән қарши елинди. Болупму «Мениң бовам Исмайил – шаирларниң қаймиғи» дәп шеир язған 4-синип оқуғучиси Шакирҗан Тельман алаһидә алқишқа сазавәр болди.

Андин сөз меһманларға берилди. Филология пәнлириниң намзити Рабик Исмайилов улуқ шаирниң шеир вә поэмилириниң, «Ғерип – Сәнәм» драми­синиң әдәбиятимиз тари­хиға алтун һәрипләр билән йезилғанлиғини ейтип, әдипниң тәвәллудини жу­қури дәриҗидә өткү­зүшкә тиришқан мәктәп коллективиға миннәт­дар­лиғини билдү­рди. Шун­дақла рәпиқиси, язғучи вә алимә мәрһум Патигүл Сабитованиң балиларға беғишланған китаплирини мәктәп китапханисиға һәдийә қилди.

Қазақстан Язғучилар иттипақи Уйғур әдәбияти кеңишиниң рәиси, Қазақстан Җумһурийитиниң хизмәт көрсәткән әрбаби, Хәлиқара «Алаш» мукапитиниң саһиби, язғучи-драматург Әхмәтҗан Һашири Исмайил Саттаровниң «төкүлүп турған» талант егиси  болуп, әдиптин кейин иҗат қилған барлиқ шаир-язғучиларниң устази екәнлигини атап өтти. Уму өз новитидә мәктәпкә соға сүпитидә китаплирини тәғдим қилди.

Андин мәрасимға қәдәм тәшрип қилған язғучи һәм шаирлар – Җәмшит Розахунов, «Илһам» мукапитиниң саһиби Дәулетбек Байтурсынов, Алимҗан Бавдинов, Абдувәли Садиров, Әкрәм Әхмәтов, Нурәхмәт Тохтахунов, пешқәдәм журналист Мәһәммәтҗан Һапизов «шаир Исмайил Саттаров һәқиқәтәнму хәлиққә хизмәт қилған улуқ мутәпәккүр, бүгүнки күнгичә униң әсәрлириниң оқурмән қолидин чүш­мәс­лигиниң сириму мошуниңда», дегән пикир әтрапида гәп қилип, әдип тәвәллудиниң техиму чоң даиридә өткүзүлүши керәклигини тәкитлиди.

«Уйғур авази» гезитиниң баш муһәррири Ершат Әсмәтов маарип, әдәбият, сәнъәт вә мәтбуатниң бүгүнки ролиға тохтилип, «Уйғур авази» гезитидики өзгиришләрни атап өтти. Президентимизниң вә хәлқимизниң авази болған гезитниң Ғәйрәт йезисидики муштирилириниң сани —бултуқидин икки һәссигә көпийишигә ишини­ди­ғанлиғини билдүрди вә гезитниң штаттин ташқири мухбири, И.Саттаров намидики мәктәпниң қазақ тили вә әдәбияти пәнлириниң муәллими, яш шаир Абдулҗан Азнибақиевқа атиған соғисини тапшурди. Шундақла Ершат Моллахун оғли «Ғунчә» балилар журналиниң мудири Диләрәм Җәлилованиң салимини йәткүзүп, журналниң паалийитигә қоюқ арилишип келиватқан бир топ муәллимләргә нәширниң Пәхрий ярлиқлирини тапшурди.

Мәрасимда сөзгә чиққан «Уйғур авази» гезитиниң бөлүм башлиғи Шөһрәт Мәсимов мәзкүр чарә-тәдбирни уюштурған мәктәп коллективи билән жут-җамаәтчиликниң наһайити алийҗанап ишни әмәлгә ашурғанлиғини тәкитлиди. У шундақла «Ғерип — Сәнәм» драмиси, «Сатарим» нахшиси охшаш мурәккәп әсәрләрни сәһнигә елип чиқишқа бәл бағлиған оқуғучиларға, муәллимләргә техиму чоң утуқларни тилиди.

Наһийәлик Уйғур этно­мәдәнийәт мәркизи рәи­синиң орунбасари Майдин Абдуллаев чарә-тәдбирни уюштурған мәк­­тәп коллективиға, уни қол­лиған жут билән Аси йеза округи һакимийитигә миннәтдарлиғини билдүрүп, мәркәзниң паалийитигә қисқичә тохталди. Йезидин чиққан бәйнәлмиләл-җәңчи Абдухелил Турдановниң исмини әбәдийләштүрүшни мәркәз вә жут билән бирликтә қолға елишни тәклип қилди.

Жут мөтивәри, өз вақтида «Аси», «Маяк» совхозлириниң мудири, «Маливай» йеза егилиги кооперативиниң рәиси болуп ишлигән Нурәхмәт Ибрагимов өтмүшкә нәзәр ташлап, 30 жилдин ошуқ вақит мәктәптә мудир вә илмий мудир хизмәтлиридә болған Сидиқ Ғаппаров, болупму Нур Мәсимовниң 1973-жили мәктәпкә атақлиқ шаирниң исмини бериш тәшәббусини көтирип, уни иҗабий һәл қилғанлиғини, кейин йеңи мәктәп һойлисиға әдип һәйкилини орнитиш йолида шу чағдики «Аси» совхозиниң мудири Хамза Сүлейменов, башланғуч партия тәшкилатиниң кативи Абдумеҗит Абдуллаев, билим дәргаһиниң мудири Исмайил Абдурахмановниң күч чиқарғанлиғини әскә селип өтти.

Мәрасимға Алмутидин келип қатнашқан шаирниң нәврилири Гүлнарә вә Дилнарә Саттаровлар әвлади намидин чәксиз разилиғини билдүрүп, уйғур әдәбиятида ярқин из қалдурған әдипниң әвлади болғанлиғидин бәхитлик екәнлигини мәм­нунийәт билән тилға алди.

Тәнтәнини йәкүнлигән мәктәп мудири Әзимҗан Мәрүпов Аси йеза округиниң һакимийитигә, жут-җамаәтчиликкә һәм қәдәм тәшрип қилған меһ­манларға сәмимий миннәт­дарлиғини билдүрди вә мәктәп коллективиниң шаирниң қолязмилирини топлап, тәйярлап қойған­лиғини йәткүзүп, имканийити яр бәрсә, уларни нәшир қилиш ишлириниң қолға елинидиғанлиғини тәкитлиди.

Шундақ қилип, бари-йоқи 28 жил һаят кәчүргән шаир вә драматург, ялқунлуқ талант егиси Исмайил Саттаровниң туғулғиниға 100 жил толушиға муна­сивәтлик уюштурулған чарә-тәдбирниң иштракчилири шаир иҗадийитини һәртәрәплимә намайиш қилған «Бир арман – мәңгү һаят болсам дәймән» әдәбий  кечидин чоңқур һаяҗан ичрә қайтти.

Рашидәм РӘҺМАНОВА. Әмгәкчиқазақ наһийәси.

http://uyguravazi.kazgazeta.kz/?p=27511#more-27511

 
Интересный материал? Поделись с другими:

Последние новости

Самое популярное