Open login

Поиск Песни или Исполнителя на сайте PARVAZ.KZ

Главная Новости Сәһнә юлтузини хатирилиди.
Сәһнә юлтузини хатирилиди.
06.12.2016 19:15   

«Уйғур авази» гезити, 1 декабрь 2016 ж.

Мәрийәм Семәтова – сәнъитимизниң алтун бөшүги – Қуддус Ғоҗамияров намидики җумһурийәтлик дөләт Уйғур музыкилиқ комедия театриниң һулини қурған сәнъәткарлиримизниң бири. Йеқинда униң туғулғиниға 100 толушиға беғишланған чарә-тәдбир ана жути – Қаратуруқ йезисида наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң Қаратуруқ йезилиқ шөбиси вә Авут Саттаров намидики оттура мәктәпниң уюштуруши билән нишанланди. «Сәһнә периштәси – Мәрийәм» хатирә кечи сәнъәткар һәққидики видеофильм вә 1937 – 1960-жиллар арилиғида чүширилгән спектакльларниң үзүндилири билән башланди.

Мәрийәм Семәтова туғма таланти, сәнъәткә болған иштияқи һәм тиришчанлиғи түпәйли әсәрниң жанрини чоңқур һис қилған һалда онлиған образларни жуқури маһарәт вә үстүн роһ билән яратти. Шуңлашқиму көпчилик сәнъәткарниң талантиға баш егип, уни улуқ рус актрисисиға охшитип, «Уйғурларниң Ермоловаси» дәп атап кәткән еди. Ейтмақчи, Мәрийәм ана уйғур сәнъәткарлири арисида дәсләпкиләрдин болуп, «Қазақстан ССРниң хәлиқ артисти» дегән йүксәк намға муйәссәр болған.

Мәрийәм Семәтованиң хатирисигә беғишланған кәчтә сөзгә чиққан Қаратуруқ йеза округиниң һакими Ермек Самсыбеков, пешқәдәм устаз Қасим Исмайилов, «Азия бүгүн» гезитиниң баш муһәррири Ташгүл Һезиярова, Әмгәкчиқазақ наһийәсиниң баш жигитбеши Турсунмәһәммәт Абдулсемәтов, униң орунбасари Үсәнҗан Абдурахманов, Челәк региониниң баш жигитбеши Һебибуллам Абдуллаев вә униң  орунбасари Үсәнҗан Абдрахманов, Әмгәкчиқазақ наһийәси Ишиктә региони ханим-қизлар кеңишиниң рәиси Нурбүви Насирова, Челәк йезиси Анилар кеңишиниң рәиси Җәннәтбүви Абдурешитова, Авут Саттаров намидики оттура мәктәпниң мудири Сағымбек Бекқожа, йеза Ақсақаллар кеңишиниң әзаси Музәппәр Абдуллаев, Қаратуруқ йезисиниң баш жигитбеши Мухтәрҗан Мурадилов, ханим-қизлар кеңишиниң рәиси Гүлбадәм Розиева вә башқилар исми Қазақстанғила әмәс, сабиқ кеңәш әллиригиму тонулған Мәрийәм Семәтованиң хәлиқ арисидин чиққан һәқиқий талант егиси сүпитидә Уйғур кәспий театр сәньитини шиҗаәтлик меһнити билән тәрәққий әткүзгәнләр қатарида екәнлигини қәйт қилишти.

Ахирида Мәрийәм Семәтованиң иниси Мәһәммәтҗан, қизи Адаләт, җийәни Һебибуллам вә уруқ-туққанлири кәч уюштурғучилириға миннәтдарлиғини изһар қилди.

Рашидәм РӘҺМАНОВА. Әмгәкчиқазақ наһийәси.

СҮРӘТТӘ: А.Саттаров намидики мәктәп муәллимлири вә оқуғучилири Мәрийәм Семәтованиң уруқ-туққанлири билән.

http://uyguravazi.kazgazeta.kz/?p=27335#more-27335

 
Интересный материал? Поделись с другими:

Последние новости

Самое популярное