| Яшанғанлар бәс-бәскә чүшти. | |
|
|
«Уйғур авази» гезити, 10 ноябрь 2016 ж.
Өткән һәптидә Талғир наһийәсиниң Қизил-Ғәйрәт йезисиниң Мәдәнийәт өйидә Қазақстан Җумһурийити Мустәқиллигиниң 25 жиллиғиға беғишланған яшанғанларниң наһийәлик «Қария – ақылы теңіз дария» намлиқ фестивали болуп өтти. Наһийәдики милләтләрара достлуқни техиму мустәһкәмләш мәхситидә өткүзүлгән бу байқаш-көрүктә Талғир шәһиридин вә наһийәниң йезилиридин кәлгән «талантлиқ мөтивәрләр» өзара бәс-бәскә чүшти. Наһийәлик мәдәнийәт вә тилларни риваҗландуруш бөлүминиң уюштуруши билән өткүзүлгән бу чарә-тәдбирдә русларниң частушкилири вә қазақ хәлқиниң күй-билири билән бирқатарда уйғурларниң нахша-сазлириму яңриди. Тәкитләш керәкки, бу күни тамашибинларда өз һүнирини намайиш қилғанларниң һәммиси яш җәһәттин яшанғанлар қатариға кирсиму, улар өзлирини сәһнидә яш жигит-қизлардәк тутуп, нахша вә уссуллирини жуқури маһарәт билән иҗра қилған һалда көпчиликниң алқишиға сазавәр болди. Мәсилән, Туздыбастав йезисидин кәлгән «Анилар хори», Қизил Ғәйрәтниң «Достлуқ» ансамбли һәм бесағашлиқ Арупҗан Қадировниң һәммини қайил қилған уссули шулар җүмлисидиндур. Әнди Җөһәргүл Сасиқованиң (сүрәттә) иҗрасидики «Әҗәм» навасиға залда чавак чалмиған тамашибин қалмиди.Фестивальниң башлинишида, униң қаидисигә мувапиқ, мәхсус қазилар топи бәлгүләнгән болсиму, ахири бу байқашта ғалип чиққанларму һәм йеңилгәнләрму болмиди. Йәни уларниң һәммисигә тәшкилий топ тәрипидин диплом вә Пәхрий ярлиқлар тапшурулди. Шундақла мәрасим давамида Талғир наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси Иминҗан Тохтахунов бу күни миллий саз-әсвапларниң хилму-хиллиғи билән пәриқләнгән «Достлуқ» ансамблиниң әзалирини азду-тола ахчилиқ мукапат билән роһландурди. Мәшүр Сасиқов. Талғир наһийәси. |















