Open login

Поиск Песни или Исполнителя на сайте PARVAZ.KZ

Главная Новости Чемпионға һөрмәт көрситилди.
Чемпионға һөрмәт көрситилди.
14.11.2016 20:15   

«Уйғур авази» гезити, 10 ноябрь 2016 ж.

Йеқинда А.Розибақиев намидики 153-мәктәп-гимназиядә хәлқимиз ичидин чиққан даңлиқ боксчи, Кеңәш Иттипақиниң икки дүркүн чемпиони, актер һәм рәссам Абдурешит Абдрахмановниң 70 жиллиқ тәвәллудиға беғишланған тәнтәнилик кәч болуп өтти. Униңға тәвәллуд егисини тәбрикләп «Уйғур авази» гезитиниң баш муһәррири Ершат Əсмәтов, Достлуқ мәһәллисиниң чоң жигитбеши Инәмҗан Худайбәрдиев, мәзкүр мәһәллиниң турушлуқ өй кооперативи җәмийитиниң рәиси Пәрһат Сайитов вә бирқатар меһманлар билән аилә әзалири вә дост- бурадәрлири қатнашти.

Тәнтәнилик кәч мабайнида риясәтчиләр Абдурешит Абдрахмановниң һаяти, иш-паалийити һәм қазанған утуқлириға тәпсилий тохталса, кәч меһманлири исми ривайәткә айланған шәхсни шанлиқ тәвәллуди билән тәбрикләп, униң һаяти бүгүнки яш әвлатқа тепилмас үлгә екәнлигини алаһидә қәйт қилди. Шундақла бу күни униң актерлиқ паалийити тоғрилиқму әтраплиқ сөз болуп, Абдурешит Абдурахманов баш рольларниң бирини ойниған «Чемпион» фильмидин үзүндә көрситилди.

Мәрасим ахирида мәктәп-гимназияниң мудири Шавкәт Өмәров тәвәллуд егисини гимназия коллективи вә оқуғучилар намидин сәмимий тәбрикләп, униңға баһалиқ соғиларни тапшурди. У шундақла исми өз вақтида Кеңәш Иттипақиға тонулған уйғур оғлинини барчиға үлгә қилип, оқуғучиларни тинмай әмгәк қилишқа, өз үстидә ишләшкә вә бойидики камчилиқларни түзитишкә чақирди.

Шуни қошумчә қилиш керәкки, чемпионниң спорт дуниясида егиз чоққилардин көрүнүшидә униң өмүрлүк җүпти Людмила Абдурахманованиң беваситә һәссиси бар екәнлиги яшларда чоңқур тәсират қалдурғанлиғи шүбһисиз.

Альбина ӘМӘТОВА.

http://uyguravazi.kazgazeta.kz/?p=26994#more-26994

 
Интересный материал? Поделись с другими:

Последние новости

Самое популярное