Open login

Поиск Песни или Исполнителя на сайте PARVAZ.KZ

Главная Новости Композиторға беғишланди.
Композиторға беғишланди.
18.10.2016 00:09   

«Уйғур авази» гезити, 13 октябрь 2016 ж.

Өткән җүмә күни Алмута шәһиридики А.Розибақиев намидики 153-мәктәп-гимназиядә композитор, мәзкүр гимназияниң сабиқ устази, мәрһум Селимахун Зәйналовниң 80 жиллиқ тәвәллудиға беғишланған хатирә кәч болуп өтти. Униңға алимлар, сәнъәткарлар, җәмийәт әрбаплири, жут җамаәтчилиги билән устазлар вә оқуғучилар қатнашти.

Кәч давамида меһманлар композитор һәққидә өзлириниң иллиқ әслимилири вә униң иҗадийитиниң алаһидилиги һәққидики пикирлири билән бөлүшкән болса, нәврилири тәрипидин чүширилгән виде фильмлар көрситилип, дост-яранлириниң, шагиртлириниң Селимахун акиға болған чәксиз һөрмитини, миннәтдарлиғини байқашқа йәнә бир пурсәт яратти.

Композиторни әсләп сөзгә чиққан натиқлар – педагогика пәнлириниң намзити Емельян Һошуров, филология пәнлириниң намзити Рабик Исмайилов, 1 вә 2-қетим сайланған Парламент Сенатиниң депутати Марс Батталов, мемарчилиқ пәнлириниң доктори Бәһримҗан Ғлавдинов, ихтисат пәнлириниң доктори Һакимҗан Арупов, «Уйғур авази» гезитиниң баш муһәррири Ершат Әсмәтов, гимназияниң сабиқ мудири Зерипҗан Молотов,  «Достлуқ» мәһәллисиниң чоң жигит беши Инәмҗан Худайбәрдиев, гимназия мудири, Алмута шәһәрлик мәслиһәтниң депутати Шавкәт Өмәров вә башқилар Селимахун ака билән өткән мәзмунлуқ күнлири һәққидики хатирилири билән бөлүшти.

 

Селимахун Зәйналов билән иҗадий һәмкарлиқта «Нава» ансамбли хатирә кәчниң асасий меһманлири болди. Селимахун акиниң аһаңиға йезилған «Көзлириң», «Турнилар», «Сәзмидим», «Уйғурум», «Җананлар уссули» қатарлиқ нахшилар Марат Мәмәтбақиев, Нуралим Варисов, Пәрһат Давутов, Ярмәһәммәт Калашиев вә Алимҗан Абдуллаевлар иҗрасида яңрап, қәлбләрни тәврәтти. Гимназия сәнъәткарлири болса, композиторниң балиларға беғишланған нахшилирини орунлап бәрди. Селимахун Зәйналовниң нәврә-чәврилири өзлириниң бовисиға болған миннәтдарлиғини, меһир-муһәббитини нахша вә уссуллар арқилиқ билдүрди.

Кәч ахирида мәрһум композиторниң  аилиси, қериндашлири мәзкүр кәчни уюштурғучиларға өз миннәтдарлиғини изһар қилди.

Гүлминәм ДУГАНОВА, гимназия  муәллими.

Алмута шәһири.

Сүрәттә: С.Зәйналов (солдин иккинчи). Сүрәт редакция архивидин елинди.

Челәк йезиси.

http://uyguravazi.kazgazeta.kz/?p=26467#more-26467

 
Интересный материал? Поделись с другими:

Последние новости

Самое популярное