| Маҗарлар елидә нағра садаси яңриди. | |
|
|
«Уйғур авази» гезити, 08 сентябрь 2016 ж.
Буниңдин бир-икки жил муқәддәм Маҗарстан Тәбиәтшунаслиқ мирасгаһи антропология бөлүминиң илмий тәтқиқатчиси Андраш Биро «Уйғур авази» гезитиниң тәһриратида болған учришишларниң биридә өз мәмликитини «Венгрия» дәп атиғанни халимайдиғанлиғини, униң «Һунгария» сөзини славянчә тәләппуз қилиш түпәйли шәкилләнгән натоғра аталғу екәнлигини алаһидә қәйт қилған еди. Шуңлашқа мәзкүр мақалимизда өзимиз адәтлинип қалған «Венгрия» сөзиниң орниға қулаққа ғәлити аңлансиму, ата-бовилиримиз пайдиланған «Маҗарстан» аталғусини қоллинишни әқилгә мувапиқ көрдуқ. Мәлумки, әйнә шу Европиниң қақ оттурисиға җайлашқан Маҗарстанниң түплүк аһалиси болған маҗарлар өзлириниң келип чиқиш тарихини көп җәһәтләрдин бүгүнки таңда бирқатар түркий хәлиқләрниң қутлуқ дияри болуп һесапланған Шәриқ, Мәркизий Азия билән бағлаштуриду. Буниң һәқиқәтәнму шундақ екәнлигини түркий хәлиқләр билән маҗарларниң күндилик һаятида байқилидиған айрим охшашлиқлардин башқа, кейинки вақитларда жүргүзүлүватқан илмий-тәтқиқат ишлириниң нәтиҗилириму испатлимақта. Мәсилән, биз жуқурида қәйт қилған маҗар антропологи Андраш Биро түркий хәлиқләр билән маҗарларниң ДНК үлгилирини селиштуруш арқилиқ, уларниң пәқәт мәиший хусусийәтләр бойичила әмәс, бәлки генетикилиқ җәһәттинму туққанчилиқ мунасивәтләргә егә хәлиқләр екәнлигини ениқлиған. Болупму Торғай өлкисидә көпирәк учришидиған қазақ хәлқиниң мадияр уруғи һәм асасән Өзбәкстанниң Қәшқәрдәрия вилайитигә қарашлиқ Қарши вә Шәһәрсәбз шәһәрлириниң әтрапида истиқамәт қилғучи өзбәк миллитигә тәәллуқ маҗар қәбилисиниң вәкиллири билән маҗар хәлқиниң арисида генетикилиқ охшашлиқлар көп.
Кейинки он жил ичидә әйнә шу тарихий туққанчилиқ вә өзара достанә мунасивәтләрни мустәһкәмләш мәхситидә түркий хәлиқләр арисида турақлиқ уюштурулуп келиватқан чоң мәдәний чарә-тәдбирләрниң бири – «Туран» түркий хәлиқләр қурултийиниң тарихиму нәқ шу тәтқиқат нәтиҗилиридин башлиниду. Йәни, 2007-жили түркий хәлиқләр билән маҗарларниң томури бир хәлиқ екәнлигини илмий асаста дәлилләшкә муваппәқ болған Андраш Бироға Қазақстандики мадияр уруғи алаһидә һөрмәт билдүрүп, уни қәбилә кеңишиниң пәхрий әзалиғиға қобул қилиду һәм шуниңға мунасивәтлик қурултай өткүзиду. Униңға Андраш Биро рәһбәрлигидики маҗарстанлиқлардин тәркип тапқан делегация иштрак қилиду. Кәлгүси жили маҗарстанлиқ тәтқиқатчи мундақ қурултайни сәпдашлири билән өз мәмликитидә уюштурушқа бәл бағлайду. Мана шуниңдин буян бу хилдики чоң баш қошуш икки жилда бир қетим Европа мәркизидә йилтиз яйған маҗарлар елидә турақлиқ өткүзүлүп кәлмәктә. Андраш Биро рәислик қилидиған «Һунгария – Туран» фондиниң уюштурушида әмәлияттин өз ипадисини тепип келиватқан бу қурултайниң инавити жилдин-жилға өсүп, даириси техиму кәңәймәктә. Мәсилән, 2008-жили өткән қурултайға тәхминән 60 миңдәк адәм иштрак қилған болса, бийил август ейиниң оттурисида Маҗарстанниң Бугац йезисидин анчә жирақ болмиған Кишкуншаг миллий қоруғиниң территориясидә уюштурулған мәйрәмгә 300 миңдәк адәм қатнашти. Һәрхил мәмликәтләрдин кәлгән 27 түркий хәлиқ вәкиллири иштрак қилған мәзкүр қурултай қатнашқучилириниң арисида бир топ қазақстанлиқ уйғурларниң болғанлиғиниму алаһидә мәмнунийәт билән тилға елишқа әрзийду. Көрнәклик балетмейстер Тайирҗан Баратов рәһбәрлигидә Алмутида тәшкил қилинған «Түрк Аз» уссул ансамблиниң әзалирини, Қурванҗан Мусәлимов, Бәхтияр Худайбәрдиев қатарлиқ нағричиларни вә башқиларни өз ичигә алған бу делегациягә «Инайәт» ассоциациясиниң рәиси, Дуния ихтисади вә хәлиқара мунасивәтләр институтиниң мудири, ихтисат пәнлириниң доктори, профессор Һакимҗан Арупов рәһбәрлик қилди. Маҗарлар елигә қәдәм тәшрип қилған барлиқ меһманларниң дәсләпки умумий баш қошуши Будапешт шәһиридики «Budapest City» меһманханисида болуп өтти. Униңда һәрхил әлләрдин кәлгән һәрбир делегация вәкиллири, шу җүмлидин хәлқимизгә вакаләтән Һ.Арупов сөзгә чиқип, өзлирини тонуштурған һалда қурултайға мунасивәтлик ой-пикирлири, дәсләпки тәсиратлири билән ортақлашти.
Әнди Маҗарстан Парламентиниң бенасида болған учришиш болса, техиму җиддий һәм дағдуғилиқ шараитта өтти. Уни ушбу әлниң көрнәклик дөләт әрбаби, шаир, Маҗарстан Парламенти рәисиниң сабиқ орунбасари Шандор Лежак билән Андраш Биро ечип, миллий кийимләрни кийгән томури бир хәлиқләрниң намиға иллиқ тиләклирини изһар қилди һәм һәрбир делегацияниң әзалирини айрим-айрим тонуштурди. – Күндүзи юлтузлар көрүнмәйду. Биз уларни пәқәт кечиси көрүшкә муваппәқ болимиз. Уйғурлар әйнә шу юлтузлардәк күндүзи көрүнмисиму, өз орнини сақлап келиватқан қедимий хәлиқ, – дәп тонуштурди новәт қериндашлиримизға кәлгәндә риясәтчи.
Бу баш қошуш җәриянида Хәлиқара түркий хәлиқләр академияси (мәзкүр тәшкилат түркий тиллиқ дөләтләр рәһбәрлириниң IХ саммитида җумуһурийитимиз Президенти Н.Назарбаев көтәргән тәшәббус түпәйли Қазақстан, Әзәрбәйҗан, Қирғизстан вә Түркия әллириниң тәсисчилигидә қурулған) хәлиқара алақә вә протокол бөлүминиң рәһбири Асхат Кесекбаев мәзкүр академия президенти Дархан Қыдырәлиниң тәбрикнамисини оқуп бәрди. Рәсмий қисим аяқлашқандин кейин һәрбир милләтниң сәнъәткарлири Парламент бенасиниң алдидики мәйданда өз һүнәрлирини тәнтәнә қазандурди. Уюштурғучилар әтиси меһманларниң Дунай дәриясини бойлап вә Будапешт шәһириниң башқиму тарихий, мәнзирилик җайлирини зиярәт қилишиға шараит яратти. Мошу йәрдә қурултай иштракчиси Қурванҗан Мусәлимовниң ушбу сәпәр җәриянида алған тәсиратлирини гезитханлар диққитигә һавалә қилишни орунлуқ көрдуқ. – Мән йол бойи көз йәтмәс етизлиқларда пәрвиш қилиниватқан көмүқонақ, аптаппеләз вә башқиму йеза егилиги зираәтлириниң болуқ өскәнлигигә қарап, маҗарларниң интайин әмгәкчанлиғини пәмләп үлгәргән едим. Будапешт шәһирини зиярәт қилғандин кейин болса, уларниң интайин қедимий мәдәнийәткә егә екәнлигигә, муамилидики силиқ-сипайилиғиға қайил болдум. Болупму мени бу қедимий шәһәрниң мемарчилиқ сәнъити көп қизиқтурди. У йәрдики бена-имарәтләрниң көпчилиги узун жиллиқ тарихқа егә екән. Кочилирини арилиғанда аһалисиниң гүл өстүрүшкә бәк амрақлиғини байқаш мүмкин. Көзүмгә челиққан йәнә бир алаһидилиги, бенакарлиқ ишлирида пайдилинилған һәммила түврүкләр дегидәк бир-биригә охшимайдиған һәрхил қияпәттики һәйкәлләр сүпитидә безилип, шәһәрниң сөлитигә сөләт қошуп туриду. Шундақла мән шәһәр кочилириниң тарлиғиға вә транспорт васитилириниң көплигигә қаримастин, тиқму-тиқ болуп, тохтап қалған автомобильларниң йоқлиғиға һәйран болдум, – дәйду у өз тәсиратлири билән ортақлишип. Қурултайниң асасий қисми һәр қетимқидәк Кишкуншаг миллий қоруғиға тәвә очуқ мәйданда өтти. Бу йәрдә һәрбир милләт кигиз өй, чедир вә бүглүкләр асасида өз өйлирини бәрпа қилип, уларни миллий урпи-адәтләргә мувапиқ безәп, үч күн мабайнида һәрхил көргәзмиләрни, концертларни уюштурди. Буниңдин ташқири түркий хәлиқләргә хас миллий оюнлар бойичә чавандазлар, ячилар, палванлар арисида мусабиқиләр өткүзүлүп, иштракчиларға мәйрәмлик кәйпият ата қилди. Әйнә шу көплигән өйләрниң арисида уйғур өйиниңму қәд көтәргәнлиги биз үчүн чоң хошаллиқтур. Буниң үчүн мәзкүр қурултайни уюштурғучиларға, җүмлидин Андраш Бироға алаһидә миннәтдарлиқ билдүрүшкә әрзийду. Ахирида шуни қәйт қилмақчимизки, жирақтики қериндашлиримизниң жутида яңриған нағра садаси астида уссулға чүшкән уссулчилиримизниң әвришим һәрикәтлирини тамашә қилғучилар интайин көп болди. Һәтта бәзиләр уларға қошулуп уссулму ойниди. Бу қурултай җәриянида көпчилик үчүн пәқәт нахша-саз, уссулларла әмәс, шундақла тилму ортақ болди. Йәни улар өз ана тиллирида сөзләп, бир-бири билән әркин муамилә қилишти. Буму барчә түркий хәлиқләр томуриниң бир екәнлигиниң йәнә бир испати, әлвәттә. Муһими, бир-биримизниң ярдимигә муһтаҗ болуп туруватқан бүгүнкидәк шараитта шуни ядимиздин чиқирип қоймисақ болғини. Қурултайға иштрак қилип кәлгән қазақстанлиқ уйғурлар Маҗарстандики ушбу чарә-тәдбиргә қатнишишиға йеқиндин ярдәм көрсәткәнлиги үчүн меһри-сахавәтлик инсан Вақас Мәмәдиновқа миннәтдарлиқ изһар қилиду. Мухтәрҗан ҖУМАРОВ. |


















