| Сәһнә үчүн яралған Гүлвира. | |
|
|
«Уйғур авази» гезити, 28 июль 2016 жил
Өткән җүмә күни җәнубий пайтәхтимиздики Достлуқ өйидә Қазақстан хәлиқ артисти Гүлвира Турсун қизи Разиеваниң 80 яшлиқ тәвәллудиға беғишланған «дүгләк үстәл» өткүзүлди. Униңға дөләт органлириниң вәкиллири, театр вә кино хадимлири, җәмийәтлик тәшкилатларниң рәһбәрлири, алимлар, шаир-язғучилар, журналистлар иштрак қилди. Тәвәллуд егисиниң һөрмитигә беғишланған «дүгләк үстәлгә» риясәтчилик қилған «Қоғамдық келісім» җумһурийәтлик дөләт мәһкимисиниң мудири Наталья Калашникова ечип, Гүлвира Турсун қизиниң һаяти билән иҗадий-паалийитигә қисқичә тохталди. У дәсләпки тәбрик сөзни Алмута шәһири һакиминиң орунбасари Арман Қырықбаевқа бәрди. – Һөрмәтлик Турсун қизи! – деди у, – Сизниң бүгүнки мубарәк 80 яшлиқ тәвәллудиңиз вә иҗадий паалийитиңизгә 60 жил толуши мунасивити билән чин жүригимдин қизғин тәбрикләймән. Сизниң йеқимлиқ нахшилириңиз, дилраба авазиңиз билән биллә һәрхил милләтниң нахшилирини орунлишиңизни, көпмилләтлик елимизниң достлуқ вә разимәнлигигә қошулған зор төһпә дәп һесаплаймән. Арман Оразбай оғли андин Алмута шәһириниң һакими Бауыржан Байбек билән дөләт кативи Гулшара Әбдихалықованиң тәбрик хетини оқуп берип, тәвәллуд егисигә миллий чапан кийгүзди.Новәттики тәбрик сөзгә чиққан Қазақстан Җумһурийити Парламенти Мәҗлисиниң депутати, Қазақстан хәлқи Ассамблеясиниң әзаси Нарине Микаэлян Гүлвира Разиеваниң намиға иллиқ тиләклирини билдүрүп, Қазақстан хәлқи Ассамблеяси Рәисиниң орунбасари – кативат рәһбири Ералы Тоғжановниң тәбрик хетини оқуп бәрди. Андин риясәтчи меһманларни җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси, Мәҗлис депутати Шаһимәрдан Нурумовниң сәнъәт шәйдаси Гүлвира Разиеваниң намиға йоллиған тәбриги билән тонуштурди. «Дүгләк үстәл» җәриянида хәлқимизниң булбули Гүлвира Разиеваниң тәвәллуди билән тәбриклигәнләр көп болди. Җүмлидин Қ.Ғоҗамияров намидики җумһурийәтлик дөләт Уйғур музыкилиқ вә комедия театриниң мудири Руслан Тохтахунов, «Уйғур авази» гезитиниң баш муһәррири Ершат Әсмәтов, ҖУЭМниң иҗраий мудири Зихруллам Қурванбақиев, аталған мәркәзниң ханум-қизлар кеңишиниң рәиси Сәнәм Беширова, «Нур Отан» партияси сәясий бюросиниң әзаси Әхмәтҗан Шардинов, Алмута шәһәрлик мәслиһәтниң депутати Болат Оспанов, «БЕНТ» җавапкәрлиги чәкләнгән йолдашлиғи мудирлар кеңишиниң рәиси Дилмурат Кузиев, җәмийәт вә дөләт әрбаби, мәдәнийәтшунас Мурат Әвезов, қирғизстанлиқ меһман рәссам Тәлъәт Миррәхимов вә башқилар Гүлвира Разиевани мубарәк тәвәллуди билән тәбрикләп, униң сәнъәт йолидики бебаһа әмгигини алаһидә тилға алди. Ахирида қутлуқ минбәрдә 80 яшлиғини нишанлаватқан Гүлвира Турсун қизи «дүгләк үстәл» уюштурғучилириға, шундақла иллиқ тиләклирини билдүргән барлиқ меһманларға миннәтдарлиғини изһар қилди. *** Җаниҗан хәлқимизниң шәнини һәшләргә көтирип келиватқан сөйүмлүк нахшичимиз Гүлвира Разиеваниң пүткүл һаяти сәнъәт саһаси билән зәнҗирбәнд. У сәнъәткә кичигидинла шәйда болуп өсти. Оқуғучилар арисида өткүзүлгән шәһәрлик байқаш-көрүкләрдә биринчиликни һечкимгә бәрмәтти. «Артекқа» йолланма елип, дәсләпки қетим опера театрида Қазақстан Компартиясиниң бәшинчи қурултийиға беғишланған концертта нахша ейтип, көзгә көрүнүшкә башлайду. Яш сәнъәткарниң зилва һәм нәпис үнигә атақлиқ композиторлар өзлириниң иҗабий баһасини бәрди. Сәнъәт йолиға ишәшлик қәдәм ташлишида асасий роль ойниған устаз-педагог Надежда Юмашева болди. 45 жил – бу 5 жил кам йерим әсир. Мошу вақит мабайнида сәнъәткар Қазақстан телерадио дөләт комитети йенидики эстрада-симфониялик оркестри йенида ишләп, өзиниң талант-маһаритини көрсәтти. Уйғур хәлқиниң мунәввәр пәрзәнди, композитор Қуддус Ғоҗамияровниң «Назугум» арияси кәби онлиған мәшһур әсәрләрни орунлиған Гүлвира Турсун қизи уйғур сәнъитиниң йүксилишигә мунасип төһписини қошти. Буниңдин бираз жил муқәддәм Гүлвира Разиева «Жаңа ғасыр» продюссерлиқ мәркизи билән һәмкарлиқта «Муңайма» альбомини йоруққа чиқарғанда Қазақстан Композиторлар иттипақиниң рәиси, дөләт әрбаби С.Еркембаев: «Муңайма» альбоми жуқури дәриҗидә йезилған. Униң Қазақстан сәнъитидә алидиған орни алаһидә. Дуниявий фестивальларға ишәшлик тәвсийә қилишқа болидиған чоң иҗадий әмгәк», дәп жуқури баһа бәргән. Униң тәкрарланмас талант-иҗтиһати түпәйли «Ажар – 100 женских лиц» намлиқ китавида қазақ булбуллири Роза Бағланова, Бибигүл Төлегенова кәби исми ривайәткә айланған ханим-қизлар қатаридин Гүлвира Турсун қизиғиму орун бәргән. Әнди Қазақстан хәлқи Ассамблеясиниң тәнтәнилик жиғинида Қазақстан Президенти Нурсултан Әбиш оғли Назарбаев Гүлвира Разиеваниң йениға келип: – Гүлвира! Қени, ейтиң нахшиңизни. Сиз түрлүк милләт нахшилирини орунлайсизғу! – дәп илтимас қилғини һәм униңға қошулуп нахша ейтиши —сәнъәткар үчүн күтүлмигән вақиә болди. Шу пәйттә нахшичиниң шатлиқ-һаяҗанлиғи қәлбигә сиғмай қалған еди. Әлвәттә, мундақ бәхит һәрқандақ сәнъәткарға несип боливәрмәйду Һә, пәқәт җан дили, бар вуҗуди билән хизмәт қилған иҗаткарниңла көзлигән мәхситигә йетидиғанлиғи ениқ. Туғулуп өскән йеригә, хәлқигә болған муһәббити өзигә көрсәткән һиммәт-мунасивитигә бағлиқ екән. Шуңлашқа болса керәк, Гүлвира Турсун қизи җаһанниң қайси булуңида сәпәрдә болмисун, әң авал, елини, хәлқини кинәйду, Вәтинигә, өйигә алдирайду. Кеңәш дәвридә Қазақ ССР мәдәнийәт министриниң тәшәббуси билән хәлиқара фестиваль өтиду. Буниңға Кеңәшләр елиниң дәсләпки теплоходиниң ясилип чиқиши сәвәп болиду. Мәзкүр фестивальда уйғур нахшичиси Европиниң түрлүк милләт тиллирида нахша орунлап, фестиваль меһманлири — Президентларни һәйран қалдуриду. Нәтиҗидә Гүлвира Разиева «Қазақстан теплоход мәликиси» Пәхрий намиға сазавәр болиду. Һаятиниң шанлиқ чоққисиға йәткән сәнъәткар Гүлвира Разиеваниң өмүр сәһиписидә мундақ унтулмас дәқиқиләр көп болди. Җаниҗан хәлқимизниң йәнә бир бүйүк пәрзәнди, шаир, мәрһум Абдумеҗит Дөләтов Гүлвира Разиева үчүн бирқатар нахша мәтинлирини язған. Икки иҗаткарниң һәмкарлиғидики нахшилар қутлуқ сәһнилиримиздә һелиму яңрап кәлмәктә. Шаир нахшичиға беғишлап «Гүлвира» намлиқ мәдһийисиниму йезиведи. Һә, ундақ орунлуқ мәдһийә-тиләкләргә биз гәп қиливатқан сәнъәткар һәқиқий мәнасида лайиқтур. Шуңлашқиму биз сәнъәт үчүн яралған Гүлвира Разиева билән һәқлиқ йосунда пәхирлинимиз. Абдулҗан АЗНИБАҚИЕВ. Алмута шәһири. Замандашлири сәнъәткар һәққидә Мурат ӘВЕЗОВ: – Қазақстанниң мәдәнийәт сәһиписидә Гүлвира Разиеваниң орни бөләкчә. Униң исми йеқин вә жирақ чәт әлләргиму яхши тонуш. Мән уйғурлар дияриниң Қәшқәр, Турпан кәби қедимий шәһәрлиридә болған. Шу қутлуқ диярдиму Гүлвира Турсун қизиниң нахшилирини аңлап, алаһидә пәхирлиниш илкидә қалған едим. Гүлвира Разиева даңлиқ Ипәк йоли бойидики барлиқ шәһәр-йезиларға яхши мәлум. Гүлвира Разиевани шу улуқ Ипәк йолиниң мәңгүлүк пәрзәнди дәп һесаплаймән. Уйғурниң Зия Сәмәди, Һезмәт Абдуллин, Шайим Шаваев қатарлиқ әдиплири билән йеқин мунасивәттә болдум. Бүгүнки күндә Әхмәтҗан Һашири билән қоюқ арилишимән. Улар қазақ вә уйғур әдәбиятида әбәдий достлуқни орнатқан шәхсләр болса, Гүлвира Разиева өзиниң мәптункар авази билән түрлүк милләт нахшилирини бабиға йәткүзүп орунлап, Қазақстан хәлиқлириниң алқиш-һөрмитигә бөләнгән инсандур. Әхмәтҗан ШАРДИНОВ: – Гүлвира Разиева пәқәт нахшичила әмәс, у шундақла җәмийәтлик ишларниңму паал иштракчиси. Маңа иш бабида көплигән наһийә-шәһәрләргә беришқа тоғра келиду. Шундақ пәйтләрдә қазақниң бепаян даласида кетип берип, Гүлвира һәдәмниң «Муңайма» намлиқ нахшисини тиңшашни яхши көримән. Сәнъәткарниң йеқимлиқ авази, нахша қудрити маңа күч-қувәт бериду. Президентимиз Нурсултан Әбиш оғли Назарбаевниң Гүлвира Разиеваға «Парасат» орденини тапшуруши тәсадипи әмәс. Бу сәнъәткарниң көпжиллиқ мевисиниң йемиши. Биз, уйғур хәлқи, Гүлвира Разиева билән һәқлиқ пәхирлинимиз! Дилмурат КУЗИЕВ: – Гүлвира һәдә студент чеғидила атақлиқ композиторлар – Латиф Хамиди, Ахмет Жубанов, Нурғиса Тлендиевниң алдида өз талантини намайиш қилип, уларниң жуқури баһасиға еришкән екән. У уйғурниң атақлиқ композиторлири Қуддус Ғоҗамияров билән Икрам Мәсимовниң музыкилириға йезилған нахшиларни эстрада вариантида орунлап, аудиокассетиға чүшәргән дәсләпки нахшичи. Гүлвира һәдә елимизниң сәясий ишлириғиму паал иштрак қилип, «Нур Отан» сәясий партиясиниң, Қазақстан хәлқи Ассамблеясиниң Пәхрий әзаси сүпитидә яшларни вәтәнпәрвәрлик роһта тәрбийиләшкә зор төһпә қошти вә қошмақта. Тәрҗимиһал сәһипилиридин Гүлвира Разиева 1936-жили 19-июль күни Алмута шәһиридә Турсун Разиев билән Гүлвәзир Әлиеваниң аилисидә дунияға кәлди. Оттура мәктәпни тамамлиғандин кейин, Қурманғазы намидики Алмута дөләт консерваториясидә вокал бойичә кәсипни егиләйду. 1958-жили Уйғур театриға ишқа орунлишиду. Шу жиллири Гүлвира Турсун қизи театр репертуаридики «Анархан», «Ғерип-Сәнәм», «Аршин мал-алан» кәби надир спектакльларда баш рольларни иҗра қилиду. 1964-жилдин 1991-жиллар арилиғида Қазақстан Җумһурийити эстрада-симфониялик оркестриниң солисткиси болуп ишләйду. Аммибап нахшилирини өз ичигә алған «Муңайма», «Уйғур қизи» (2002-ж) намлиқ альбомлири йоруқ көргән. 2007-жили сәнъәт йолидики шиҗаәтлик әмгиги һәққидә «Сәнъитим мениң – һаятим мениң» намлиқ китави нәширдин чиққан. Гүлвира Разиеваниң 500гә йеқин нахшиси Қазақ радиосиниң алтун фондида сақлиниватиду. Униң Қазақстан сәнъитиниң тәрәққиятиға қошқан үлүши мунасип баһалинип, «Қазақстан хәлиқ артисти» атиғиға еришти. Шундақла «Парасат» ордени билән тәғдирләнди. Алмута вилайитиниң Пәхрий граждини, Қазақстан Җумһурийити Президентиниң стипендиати. Гүлвира Турсун қизи Алмас Бәдәлҗан оғли Өмәров билән аилә қуруп, икки пәрзәнт сөйгән бәхитлик ана. |















