| Статья в "Уйгур авази". | |
|
|
Өйлиниш тойиниң кәчки соруниға чоңларни тәклип қилиш тоғриму? «Уйғур авази» гезити, 8 июль 2016 ж.
Мубарәк ИМӘРОВА, дохтур: – Тоғра. Кәчки сорунға асасән, икки яқниң чоң-чоң уруқ-туққанлири, қериндашлири, хизмәтдашлири, хошнилири тәклип қилиниду. Яшларға үлгә ретидә уларниңму кәлгүсидә мана әшундақ йеқинлири көп болсун дегән нийәттә чоңлиримиз кәчки сорунда өзлириниң иллиқ ләвзини билдүриду. Шундақла яшларниң һәддидин ташқири ойнап-күлүп чәктин чиқип кәтмәслиги үчүн чоңлиримиз көз-қирини салиду. Чүнки кейинки вақитларда бәзи тойларниң ахири маҗраға улишиватқинини көрүп жүримизғу. Руфат АБЛИЗОВ, сорунбеги: – Тоғра әмәс. Сәвәви, кәчки той пәқәт яшларға беғишланған. Биз, яшлар күндүзидики чоңларниң тойиға бармаймизғу. Чоңлиримиз саһипханлар һөрмитигә қәдәһ көтиридиғини ениқ гәп. Ахирида, дадиси қайси, балиси қайси – билмәйла қалисән. Бу, әлвәттә, уят иш. Мана мән, сорунбеги ретидә һәр қетим той өткүзүш жәриянида мошундақ бизгә ят йеқимсиз көрүнүшләрни байқаймән. Мениңчә, тойниң өткүзүлүшини назарәт қилишқа икки яқниң ата-аниси кәлсила купайә. Назугум НӘЗӘРОВА, әдлийә хадими:
– Һазир той қилиш оңай әмәс. Илгири кәчки сорунға чоңлар қатнашматти. Бүгүнки таңда болса, сорунниң йеримини чоңлар егиләйду. Заманға беқип, той-төкүнләрни өткүзүшму өзгәрди. Бир-биридин қелишмай, «униңдин, буниңдин уят, чақирмисақ болмайду, дегән ой билән йәттә яштин йәтмиш яшқичә болғанларниң һәммисини тәклип қилидиған болдуқ. Бу урпи-адитимизгә чаплашқан новәттики «ағриққа» айланди. Бу һәққидә һәрхил пикирләр ейтилип жүриду. Шәхсән мән, бу мәсилиниң иҗабий һәл болушини, йәни яшларниң тәливи бойичә йешилишини халиған болар едим. |















