Open login

Поиск Песни или Исполнителя на сайте PARVAZ.KZ

Главная Новости Мадинаниң «Ирадиси» чиң.
Мадинаниң «Ирадиси» чиң.
10.06.2016 01:27   

«Уйғур авази» гезити, 9 июнь 2016 ж.

Уссул шәйдаси Мадина Сәйдуруқова Алмута шәһиридә туғулған. У кичигидинла әвришим уссул ойнашқа һәвәс қилип, 6 йешида «Таҗиниса» уссул мәктивигә бариду. Бу йәрдә кәлгүси уссулчи қизға тәҗрибилик устази Гүлбаһар Қасимова уссулниң қир-сирлири үгитиду. Талантлиқ қиз устазиниң ишәнчисини ақлап, егиз чоққилардин көрүнүшкә башлиди.

Бүгүнки таңда Мадина Тайирҗан қизи өзи тәшкил қилған «Ирадә» https://parvaz.kz/index.php/irada-m-saydirukovoy уссул ансамблиниң бәдиий рәһ­бири. Һазир «Ирадәниң» үч бөлүмчиси паалийәт елип бериливатиду. Улар Талғир наһийәсигә қарашлиқ Бесағашта, һәм Алмута шәһиридики Айнабулақ вә Достлуқ мәһәллилиридә. Һә, ансамблиниң нами қизи Ирадәниң исмиға мунасивәтлик аталған екән.

Пат-пат өткүзүлүватқан концертларда мәзкүр коллективниң маһаритигә қайил болуп жүримиз. Өткәндә Мадина Тайирҗан қизи билән учрашқанда, у:

– Мәхситим – өсүп келиватқан талантлиқ яш әвлатқа миллий уссуллиримизни үгитиш арқилиқ уларниң егиз чоққилардин көрүнүшигә яритиш, – дәп қалди.

 

Өзи ейтқандәк, бүгүнки таңда «Ирадә» уссул ансамблиниң коллективи бирқатар муваппәқийәтләргә қол йәткүзди. Мәсилән, 2014-жили ансамбль тәркивидики «Зумрат» уссул коллективи билән Испаниядә өткән фестивальға қатнишип, нәтиҗидә мукапатлиқ орунға сазавәр болуп, елимизгә аброй билән янди. Мошундақ хәлиқара фестивальларда қол йәткүзгән утуқлиридин қанатланған яш устаз-уссулчи 2015-жили тарихий вәтинимизгә йол тутти. Үрүмчи шәһиридә өткүзүлүватқан «Уссул сәһниси» фестивалиниң дәсләпки биринчи вә иккинчи турлардин сүрүнмәй өтти. Алда уларни қийин – үчинчи тур күтүп туриду. Бу турдин кейин көплигән коллективлар фестиваль билән бирәтола хошлишиду. Шуңлашқа финалға йолланма елиш үчүн «Ирадигә» күчлүк ирадә һавадәк һаҗәт. Әнди уни әмәлгә ашуруш үчүн Мадина Тайирҗан қизиға кечә-күндүз тәр төкүшкә тоғра келиду. Өз новитидә, биз «Мәшъәл» яшлар сәһиписиниң оқурмәнлири намидин устазниң бу фестивальда армини рояпқа чиқишиға тиләкдашлиқ билдүримиз.

Адиләм МӘСИМҖАН.

http://uyguravazi.kazgazeta.kz/?p=24526

 
Интересный материал? Поделись с другими:

Последние новости

Самое популярное