Open login

Поиск Песни или Исполнителя на сайте PARVAZ.KZ

Главная Новости «Өзәңгә ишинимән» китави тонуштурулди.
«Өзәңгә ишинимән» китави тонуштурулди.
05.05.2016 14:39   

«Уйғур авази» гезити, 28 апрель 2016 ж.

Дүшәнбә  күни  Қ.Ғоҗамияров  намидики  җумһурийәтлик   дөләт  Уйғур музыкилиқ  комедия  театриниң  мәҗлисләр залида көрнәклик шаирә вә алимә Патигүл Мәхсәтованиң https://parvaz.kz/index.php/pmahsatova йеқинда қазақ тилида нәшир қилинған «Өзіңе сенем» («Өзәңгә ишинимән») намлиқ китавиниң тонуштуруш мәрасими болуп өтти. Униңға язғучи-шаирлар, устазлар, сәнъәткарлар, нәшрият хадимлири билән журналистлар, шундақла шаирәниң уруқ-туққанлири иштрак қилди.

Тонуштуруш мәрасимини Қазақстан Язғучилар иттипақи йенидики Уйғур әдәбияти кеңишиниң рәиси, язғучи-драматург Әхмәтҗан Һашири киришмә сөз билән ечип,  шаирәниң иҗадий паалийитигә қисқичә тохталди. Шуниңдин кейин сөз новитини алған «Жұлдыз» журналиниң баш муһәррири Улуқбек Есдаулет китап муәллипини новәттики утуғи билән сәмимий тәбрикләп, Қазақстан Язғучилар иттипақи башқармисиниң хатирә соғисини тапшурди. «Анарыс» нәшриятиниң баш муһәррири Қадырбек Қанапиянулы Қазақстан Җумһурийити Президенти Идарисиниң башлиғи Махмут Қасымбековниң шаирәниң намиға йезилған тәбрик  хетини  оқуп бәрди.

Мәрасим җәриянида сөзлигән «Санаәтчиләр, тиҗарәтчиләр вә йеза егилиги хадимлири» җумһурийәтлик ассоциациясиниң президенти Дилмурат Кузиев, язғучилар Дүрнәм Мәшүрова, Авут Мәсимов, «Уйғур авази» гезити баш муһәрририниң орунбасари Мухтәрҗан Җумаров, Қазақстан Җумһурийитиниң хизмәт көрсәткән әрбаби Ялқунҗан Шәмиев, филология пәнлириниң доктори Гүлҗаһан Орда, шаир вә журналист Дәулетбек Байтурсынулы, «Жұлдыз» журналиниң бөлүм муһәррири Дилдәр Мамырбаева вә шаирәниң уруқ-туққанлири намидин Сатурин Мухпулов китап муәллипиниң иҗадийитигә мунасивәтлик  иллиқ ләвзини билдүрүп, шаирәгә  иҗадий утуқ тилиди.

Тонуштуруш мәрасиминиң ахирида Патигүл Мәхсәтова меһманларниң иллиқ тиләклиригә миннәтдарлиғини билдүргән һалда китавини қазақ тилиға тәрҗимә қилған Дәулетбек Байтурсынулыға һөрмәт йүзисидин чапан кийгүзди.

Шәмшидин  АЮПОВ.

СҮРӘТТӘ: тонуштуруш  мәрасимидин  көрүнүш.

Шерияздан  ХОҖАЕВ  чүшәргән сүрәт.

http://uyguravazi.kazgazeta.kz/?p=23826#more-23826

 
Интересный материал? Поделись с другими:

Последние новости

Самое популярное