| Роһий мирас қалдурди. | |
|
|
«Уйғур авази» гезити, 18 февраль 2016 жил
Қириқ жилдин ошуқ вақит кәсипдаш болуп, бизни мәңгүгә ташлап кәткән Азитим Бурһанов тоғрилиқ хатирәмни қандақ башлашниму билмәймән. Чүнки бүйүк сәнъәткарниң туюқсиз аримиздин кетип қалғиниға ишәнгүм кәлмәйду. Өлүмидин бираз вақит бурунла биллә ишләватқан адәм мана бир жил болди. аримизда йоқ. Һәй, ялғанчи аләм. Адәм ойлимиған йәрдинла шундақ келишмәслик ишлар болуп кетидекәнғу. Һәммә нәрсә, әҗәлму Алланиң буйруғидин болғачқа, биз, инсанлар, қачан кетидиғинимизни билмәй, ялғанчи дунияға алдинип яшисақ керәк. Мән Азат билән 1974-жилдин тартип «Нава» ансамблида биллә ишләп кәлдим. Бир адәмни тонуп билиш үчүн 42 жил аз вақит әмәс. Шуңа Азатниң ишта әмгәксөйгүч, тиришчан, сәккиз қирлиқ, бир сирлиқ, һаятта ақ көңүл, кичик пейил, көйүмчан, адәмләргә яманлиқ ойлимайдиған, бирәси еғир күндә қалса, қол учини созидиған, мәслиһәтчи, хуш чақчақчи инсан екәнлигини яхши биләттим. Ишләмчанлиғи түпәйли наһийәләрдә вә Алмута шәһиридә ансабльларни тәшкил қилип, уларниң уйғур сәнъитини чәт әлләрдә тонуштуруп, конкурсларда лауреат атилишиға үлүш қошти. Бу асан иш әмәс, әлвәттә. Мундақ талантлиқ адәмләр аримизда аздин азғу. Тиришчанлиғи үчүн шу чағлардин башлап ансамбльлар репертуарлиридин орун алған бәзи нахшиларниң, муқамларниң сөз вә музыкилирини мениңдин сорап: «Толунай, сиз вәтәндин чиқтиңиз, шуңлашқа бәзибир сөзләрниң мәналирини яхши билисиз. Мән русчә оқуғанлиқтин, мурәккәп сөзләрни анчә яхши чүшәнмәймән, маңа билгиниңизчә ярдәм қиламсиз», дәп илтимас қилған еди. Мән униң бу илтимасини хошал қобул қилдим. Азат қитап чиқармақчи болғандиму мениңдин бирқанчә нахшиларни йезивалди. Шу нахшиларни йезиш җәриянида түн йеримда, саатниң 2 яки 3 болғини билән иши йоқ, адәм таза татлиқ уйқида чағда телефон қилип, мәслиһитимни соратти. Мән кечидә котулдап жүрүп китапларни, дәптәрлиримни издәп тепип, телефонда ейтип берәттим, у нотиға алатти. Азат әйнә шундақ һардим-талдим демәй ишләп, көп кишиләрниң вә устазларниң ярдими түпәйли 2007-жили «Уйғур хәлиқ музыка дурданиси» китавини йоруққа чиқарди. Китап чиққанда, у маңа иллиқ сөзлирини йезип тәғдим қилди. Мән наһайити хошал болуп: «Рәхмәт, Азат! Сизниң келәчәк үчүн қилған бу ишиңизға дуниядин өткән әҗдатлиримизму хошал болғанду. Улар бизни ойлап роһий мирас қалдурған болса, сиз келәчәккә мирас қалдурдиңиз, бу наһайити чоң иш. Сизгә зор саламәтлик, иҗадий утуқлар тиләймән», дегән едим. Азатқа берилгән БМТ йенидики хәлиқара әхбаратлаштуруш академиясиниң академиги дегән нам әйнә шундақ һармай-талмай ишлигәнниң мевиси дәп чүшинимән. Азат йәнә бир китап чиқириш үчүн материал жиғип жүрәтти, әпсус, бу арминиға йетәлмиди…Азат наһайити әнсиз еди, бир ишни башлиса, шуни түгәтмигичә өйгә кәтмәтти. Тамашибинларға һавалә қилинған «Муқамлар сири» программисини ишлигәндә, Азат: «Буни чиқарсақ наһайити яхши болатти» дәп, «Он икки муқамдин» әң яхши парчиларни таллавелип, җан-тени билән ишлиди, бирақ арминиға йетәлмиди. Программида яңриған саз-нахшиларни аңлиған болса, қанчилик хошал болатти десиңизчу?! Бирақ, амал қанчә? Йениңда ким йоқ болса, дайим шуниң арминини қилисәнкән. Мошу йеқиндила бир нахшини үгәнмәкчи болуп, уни нотисиз үгәнгичә хелә қийналдуқ. Шу пәйттә Азатни әсләп, көңлимиз йерим болди. «Әгәр Азат болғинида 1-2 минуттила нотиға елип берәтти» дәп әслидуқ. Әлвәттә, шунчә чоң театрда нотиға алидиған адәмләр барғу, бирақ йениңда турған ишәнчиң башқичә болидекән әмәсму… Азат дуниядин өтүштин бираз күн бурунла туюқсиз ағрип қалди. Биз йоқлап барайли дәп ятқан җайини қизи Дилбиримдин сориведуқ, «Дадам җан сақлаш бөлүмидә, Толунай мома. Мән салимиңларни ейтимән. Икки күндин кейин өйгә чиқиду», деди. «Бопту, салимимизни йәткүзүң, икки күндин кейин көрүшәрмиз», дәп өйгә қайтип кәлдим. Өйгә келип бираз вақиттин кейинла телефон җириңлап кәтти. Елип «Алло!» дейишимгила, «Әссаламу әләйкүм, Толунай, қандақ, яхшиму?» дегән Азатниң үнини аңлап, худди дадам тирилип кәлгәндәк, хошал болуп кәттим. «Вай Азат, ваәләйкүм әссалам, өзиңиз қандақ болуп қалдиңиз? Бу қандақ болғини, муқамни ишләп, раса сәһнидә қойидиған вақитта йетивалдиңизғу», дәп чақчақ қилдим. «Мана йәнә икки күндә өйгә чиқимән, көрүшимиз, һәй қаривай. Һазирла бир қаривайни (аялини) өйгә әвәтивәттим, әнди иккинчи қаривай билән сөзлишиватимән», дәп маңа чақчақ қилип күлүп кәтти. Йенида қизи баркән, униң күлгиниму аңланди. Азатниң күлкисини аңлап хатирҗәм болуп қалдим. «Һә, худаға шүкри, яхши болуп қапту» дедим. Шу күлкиси һазирму қулиғимда. Икки күндин кейин Азат өйигә мейит болуп қайтти. Наһайити чоң өкүнүш ичидә Азат билән хошлаштуқ. Азат җан-дили билән ишлигән «Муқамлар сирини» хәлқимизгә көрсәттуқ. Азатниң ятқан йери җәннәттә болсун дәп Алладин сораймән. Биздин рази болсун, Амин… Толунай ӘЙСАРОВА, «Нава» ансамблиниң нахшичиси. |















