| «Пилдирлиған чирақлириң өчмәйду…». | |
|
|
«Уйғур авази» гезити, 18 февраль 2016 жил
Бийил уйғур кеңәш әдәбиятиниң асасини салғучиларниң бири Өмәр Муһәммәдийниң туғулғиниға 110 жил толиду. Шуниңға мунасивәтлик Яркәнт гуманитарлиқ-техникилиқ колледжиниң оқутқучиси Молутҗан Тохтахуновниң рәһбәрлигидики «Илһам» иҗадий бирләшмиси вә І курс студентлириниң уюштуруши билән «Пилдирлиған чирақлириң өчмәйду…» мавзусида Өмәр Муһәммәдийниң иҗадийитигә беғишланған әдәбий кәч болуп өтти. Кәчкә Яркәнт шәһиридики Өмәр Муһәммәдий намидики кочиниң турғуни, жут активисти Турсун Семәтов, Панфилов наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи рәисиниң орунбасари Абдусалам Әлиев вә колледж устазлири билән студентлири қатнашти. Кәчни Молутҗан Тохтахунов https://parvaz.kz/index.php/mtokhtahonov ечип, әдипниң һаяти вә иҗадийитигә қисқичә тохталди. Андин І курс студенти Баһаргүл Абдурәшитова «Өмәр өлди» намлиқ шеирини ядқа оқуди. Андин барлиқ студентлар үч топқа бөлүнди. Атап ейтсақ, «Еғир күнләрдә», «Батур жиллар», «Әтияз әтигәнлиги» топлири әдип әсәрлириниң мәзмунини вә алаһидиликлирини муһакимә қилди. «Еғир күнләрдә» һекайиси асасида тәйярланған сәһнилик көрүнүшму тәсирлик болди. Кәч ахири студентлар тәрипидин тәйярларған концерт программисиға улашти. Айгүл ӘДҺӘМОВА, Яркәнт гуманитарлиқ-техникилиқ колледжиниң 2-курс студенти. |















