Open login

Поиск Песни или Исполнителя на сайте PARVAZ.KZ

Главная Новости Маливайда кәспий студия ечилди.
Маливайда кәспий студия ечилди.
03.01.2016 15:03   

«Уйғур авази»гезити, 24 декабрь 2015 ж.

Буниңдин икки жил илгири Маливай йезисиниң Мәдәнийәт өйи җиддий ремонттин кейин қайта ечилип, йеза турғунлириниң бешини көккә йәткүзгән еди. Мәдәнийәт өйидә йезиниң онлиған балилири сәнъәтниң һәрхил түри билән шуғуллинип келиватиду. Мәсилән, Адилҗан Мәмәтов онға йеқин балини дутарниң қир-сириға үгитиватса, хореограф Шахназ Нодирова уссулчи оғул-қизларни тәрбийиләватиду. Мәдәнийәт өйидә китапханиму бар. Икки жил бурун у 5000 китап фонди билән ечилған болса, һазир 5600дин ашти. Нурғуни — шеирлар вә методикилиқ қураллар. Китапханичи Галина Гайитованиң ейтишичә, бу йәрдин йеза турғунлириниң айиғи үзүлмәйду. Бирақ, асасән, чоңлар, язда студентлар келидекән. Балиларни китапханиға җәлип қилиш үчүн балилар әдәбияти азлиқ қилиду.

 

Бийил болса, ушбу мәдәнийәт очиғида кәспий студия ечилди. Маливайлиқларниң бу қетимқи хошаллиғидиму чәк болмиди.

– Мәдәнийәт өйи җөндәлгәндин кейин йезимиздин учум болуп, Алмутида ишләватқан оғланлиримизниң бири – талантлиқ сәнъәткар Валидин Баһамовни округниң мәдәнийәт саһасини башқуруп, тәрәққий әткүзсун, қабилийәтлик яшларни тәрбийилисун, дәп йезиға чақиртивалдуқ. Шуниңдин бери өзигә жүкләнгән вәзипини ойимиздикидәк атқуруп келиватиду. Балилиримиз һәрхил көрүкләргә қатнишип, мукапатлиқ орунлардин көрүнүватиду. Бүгүн мана студия ечиливатиду. Бурун балилиримиз һәрқандақ конкурсларға қатнишиш алдида нахшилирини яздуруш үчүн чәттин студия издәп қийналған болса, әнди бу ишлар өзимиздә әмәлгә ашидиған болди, – деди студияни тәнтәнилик ачқан Маливай йеза округиниң һакими Еркинбек Дауытқулов.

Студияниң ечилишиға дөләт бюджетидин 1 млн. тәңгә бөлүнди. Униңға кәспий аппаратурилар сетивелинди. Бөлмиләрни ваң-чуңдин қоғдаш васитилирини сетивелиш үчүн мәбләғ керәк болди. Бу мәсилини йешиш мәхситидә сәнъәткарлар кәч күздә хәйрихаһлиқ концерт уюштурди. Мәзкүр башланмини маливайлиқлар бир кишидәк қоллап-қувәтлиди. Жутдашлириниң ярдими билән студия паалийитини башлиди. Бу йәрдә Валидиндин башқа Илшат Йүсүпов вә Аблимит Бәраев ишләйду. Атап кетиш керәкки, һәр үчилиси сәнъәткарлар аилисидин чиққан жигитләр. Улар балилиқ чеғидин музыкилиқ өмәкләргә қатнишип, андин мәхсус оқуш орунлирида билим алған.

– Һәрқандақ йезида Мәдәнийәт өйи яки клуб болуши керәк, – дәйду студия әзалири, – Бу җәһәттин маливайлиқларниң тәлийи баркән. Йезида талантлиқ яшлар нурғун. Уларға ярдәм қолумизни сунуп, йол ечишқа биз тәйяр.

Тәнтәнә давамида «Дилнава», «Тәңритағ» ансамбльлири, «Ясмин» уссулчилар топи вә башқиму йеза сәнъәткарлири классик вә заманивий музыка әсәрлирини өз ичигә алған концертини тамашибинлар диққитигә тәғдим қилди. Ахирида йеза мәдәнийитини көтиришкә күч-ғәйритини селиватқан жутдашларни Маливай йеза округи һакими аппаратиниң хадими Марат Нарынбаев, наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи рәисиниң орунбасари Айнисәм Вайденова вә жут ақсақили Иминҗан Юнусов тәбрикләп, уларниң ишлириға муваппәқийәтләр тилиди.

Рашидәм РӘҺМАНОВА.

Әмгәкчиқазақ наһийәси.

http://uyguravazi.kazgazeta.kz/?p=21798#more-21798

 
Интересный материал? Поделись с другими:

Последние новости

Самое популярное