Open login

Поиск Песни или Исполнителя на сайте PARVAZ.KZ

Главная Новости Театр — униң тәғдири
Театр — униң тәғдири
20.10.2015 16:40   

«Уйғур авази» гезити, 15 октябрь, 2015 ж.

 

(Театршунас алим Әхмәтҗан Насир оғли Қадиров – 80 яшта)/ – «Бүгүнки күнниң әлалиғини билип турсамму, әтә дәймиз, өгүн дәймиз, издишәлмидим, йоқлалмидим, сениң көңлүңни бир дәқиқә хуш қилайчу» дәп кәлдим, ағинә!– Сәнъәт адәмлириниң қәһри қаттиқ болмайду. Иккимиз көз тонуш әмәс, қәдирданлардинғу. Адәмгәрчиликниң вақти өтмәйду, әмәсму. Һал сорап кәлгиниңгә чин қәлбимдин рәхмәт саңа!

Бу аңлиқ һаятини атаққа әмәс, сәнъәт билимигә, илим-пәнигә беғишлиған, өткүр қәлими билән яшаватқан, Вәтини вә хәлқиниң шану-шөһритини егиз көтәргән, атақлиқ сәнъәткар, Қазақстан Җумһурийитиниң хизмәт көрсәткән әрбаби, «Илһам» мукапитиниң саһиби, уйғур сәнъитиниң пәрваниси, сәнъәтшунаслиқ пәнлириниң доктори, профессор Әхмәтҗан Қадиров еди. Мән уни 80 яшлиқ тәвәллуди билән Қазақстан уйғур язғучи-драматурглири намидин тәбрикләш үчүн барған едим. Униң пирһекмәт сөһбитидин мәмнун болдум вә сөһбәт роһини «Уйғур авази» оқурмәнлиригә һавалә қилишни тоғра көрдүм.

– «Дехансиз йәр житим!» – дәйду данишмән, сәнъәтсөйәр уйғур хәлқи. – Сәнъәттә житимлиқ боламду? – дәп соридим сөһбәтдишимдин.

– Болиду! – җиддий җавап бәрди у. – Тамашибинсиз театр – житим. Миллий театри йоқ хәлиқ – житим хәлиқ…

Алимниң бу һекмитидин уйғур театр сәнъитигә һөрмәт-илтипат көрситип, қәдригә йетип, ғәмхорлуқ қилип келиватқанлиғини дәрру биливелишқа болатти. Раст, у Уйғур театрини көтәрди, дунияға тонуштурди. Қазақстан миллий театрлири тоғрилиқ язди, өзиниму йезип, исмини һәм дуния сәнъити тонуди. Шуңлашқа театршунас уйғур алимиға амәт тилидим.

– «Мән хәлиқ пәрзәндимән, хәлқимниң тәғдири үчүн күришиватимән!», – дәп шавқун чиқарғучи сәнъәткарларға дәйдиған пикриңиз қандақ?

– Мундақ пәйттә шундақ хитап қилғум келиду: «Силәр әң авал хәлиқтин сораңларчу, у сизни өз пәрзәндим, өз панагарим!» дәп қобул қилармекән? Раст, әлни сөйгән, әлгә көйгән, әл қәлбидә султан әмәсму? Болмиса – җими аләм алдида тарақлишимиз, чаң чиқиришимиз беһөддә!».

Һә, бу дунияниң аиләвий тәшвишлири дозақтин һәм бетәр екән. Униңдин көрә отта көймәк миң мәртә әвзәл! Мениң бир миң дәрдим бар», дәп Әхмәтҗан меһриван аяли Ленадин, көйүмчан оғли Ершаттин мәзгилсиз җуда болуп қалғанлиғини мениң алдимда әслиши бекар әмәс еди. Бу есил инсанлар билән биз аиләвий яхши арилашаттуқ… Мән униң бир дәқиқә сүкүнат сақлап, муңға чөкүп қалғинини көрдүм… Ойини йәниму башқа соаллар билән бөлүшкә тириштим.

– Сәнъәт йолуң һемишәм дағдам яки чиғир болдиму?

– Сәнъәт йоли, мениңчә, әбәдийлик йолдур. Әбәдийлик йолда һәммә нәрсә учришиду.

Мән сәнъәттә мом кәби мулайим болуп, шамдәк йенип, аләмни мунәввәр қилдим дәп ейталмаймән. Һә, отниң – отқа, суниң – суға, сәнъәтниң сәнъәткә дейилиду әмәсму… Бирақ тирикчилик илмида өзәмни отун һәрисигә охшаттим: бирәр нәрсини өзәмгә һәм тарттим, бирәр нәрсини башқилар тәрипигә һәм чачтим.

Бу өзгиләргә ибрәтнамидур.

Әхмәтҗанға болған һөрмитим техиму ашти.

– Мениң оқуп билишимчә, актерлардин аңлишимчә, сәнъәткарниң үч пәзилити бар екән. Буни қандақ чүшинишкә болиду?

– Чүшәндүрәй: биринчиси – адимий чирайи, қияпити. Иккинчиси – тамашибинни өзигә җәлип қилидиған сәһнидики гөһәр сөзи. Үчинчиси – актер өзигә һечқачан бена қоймайду. Мана мошу пәзиләтләр сәнъәткарда зуһур тапса – у һәқиқий сәһнә маһири.

– Сән оттуз жилдин ошуқ Т.Жүргенов намидики Қазақ миллий сәнъәт академиясидә оқутқучилиқ қилип, көплигән шагирт тәрбийилигәнлигиңни билимән. Сән уларға дайим немә дәттиң? Ядиңда барму һазир?

– Мән билим бәргән талиплиримға: «Өзәң қараңғуда болсаңму, шамға охшаш, һәммигә равшәнлик беғишла. Һә, чала-пула һөрмәткә, чала-пула иззәткә еришип қалсаң, асманға учуп кәтмә!» – дәттим.

– Иман нурлуқ инсани камил пир устаз, шагиртлар садақитидин саңа амәт зиядә болғай!

Әхмәтҗан Қадиров — иман-етиқатиға, изгүлүккә чин дили билән интилған пешқәдәм уйғур сәнъәткари. Миң шүкрики, у буниңға еришти. Һаятниң көп даванлиридин ашти, өмүрниң шатлиғи қәлбигә толсиму, бу һаятта униң арманлири көп екәнлигини пир устаздин башқа һечким яхши билмәтти.

– Һаятта еришкиниң – бәхтиң, еришмигиниң — тәғдир синиғи, ағинә! Башқиларға несип әтсун, дәп тиләймән! Сәнъәтни балиға охшитидекән. «Балини сөймигәнгә әмәлдарлиқ, һакимдарлиқ мунасип әмәс» дәп сәнъәтни илаһи тутидекән…

Сәнъәт тирикләрниң сепили, қорғини, түврүги, роһий ғәзниси, миллий ғуруридур! – дәп мениң пикримни мошу қанатлиқ сөзләр билән қоллиди.

Аң-сәвийәси бүйүк, сәзгүр, өткүр, зеһнилик алим Әхмәтҗан Қадиров өзиниң һаят даванлири һәққидә мундақ һекайә қилди:

– Мениң балилиқ чағлирим, яшлиғим әң қедимий вә амәтлик Уйғур наһийәсиниң Ават йезисида өтти. Чонҗида рус мәктивидә оқудум. Сүпәтлик билим алдим. Әдәбият билән сәнъәткә қизиқаттим. Йәттинчи синипни тамамлап, Алмутиға келип, музыка училищесиниң вокал бөлүмигә чүштүм… Уни тамамлап, Чонҗиға қайтип келип, йәни 1956-жилдин башлап Подгорное йезисидики клубниң рәһбири болуп ишлидим… Дадам интайин саватлиқ, билимлик адәм еди. Бир күни мәктәптин кәлсәм, у рус шаири Пушкинниң шеирий әсәрини оқуветипту. Маңа иллиқ қарап: «Биләмсән, мән Пушкинни оқуветип, биз уйғурлар арисидиму мошундақ дунияға тонулған истедатлиқ шаир

чиқармеди дәп арман қилимән!» дегән сөзи техи есимдин чиқмайду. Мениң сәнъәткар болуп қелишимға дадам сәвәпчи болди…

– 1957-жили дуния студент яшлириниң Москвада өткүзүлгән фестивалиға қатнашқанлиғиңизни билимән.

– Тоғра Бу фестивальға жиддий тәйярлиқ қилдуқ… Шу чағда Уйғур наһийәсиниң партия комитетиниң рәһбири Сәйдалим Тәнекеев мени чақирип, Уйғур наһийәсиниң сәнъәтчилири Москвада өткүзүлидиған фестивальға қатнишидиғанлиғини ейтти вә маңа вәзипә жүклиди.

«Уйғурлар — асманға чиқса, нахша ейтидиған, йәрдә жүрсә, уссул ойнайдиған қедимий хәлиқ. Бизниң наһийәниң нахшичилири, уссулчилирини, сазәндилирини көрсун, сәнътимиздин бәһримән болсун! Уйғур наһийәси нахша-уссул макани екәнлигини өз көзи, өз қулиғи билән көрүп, аңлисун!..».

Кейин уқсам, Сәйдалим Тәнекеевниң аяли уйғур қизи екән… У наһийәниң егилик рәһбәрлирини чақирип, җиддий сөһбәтләшти, уларға фестивальниң әһмийитини чүшәндүрүп, қизиқтурди… Бу мәсилидә Уйғур театриниң кәспий сәнъәткарлириниң ярдимигә таянди. Уссулчиларға — Зенәт Әкбәровани, оркестрға — Султанмурат Рәзәмовни, хорға — Әхмәт Шәмиевни тәклип қилди. Бир ай тәйярлиқтин кейин, биз Алмутиға келип, концерт қойдуқ. Хорда 100 нахшичи, оркестрда 40 сазәндә вә 20 усуулчи өз һүниримизни көрсәттуқ. Бу мусабиқә-конкурста биринчи орунға егә болуп, униң ичидики онимиз Москвадики фестивальға қатнишишқа муйәссәр болдуқ… Бу унтулмас, қайтип кәлмәс күнләр еди… Райком кативи мени қобул қилди. Сөһбитимиз сәмимий, ғәмхорлуқ даирисидә болди.

– Клубниң бәдиий рәһбири болуп жүриверәмсән? – деди.

– Һә, немә бопту? – дедим мән.

– Билимиңни мукәммәлләштүр-мәмсән. Оқуш керәк, алий билимлик болушиңни халаймән. Уйғур театриға билимлик, талантлиқ режиссер керәк. Биз сени квота бойичә Ташкәнткә режиссерларни тәйярлайдиған факультетқа әвәтимиз. Квота бойичә емтиһансиз сени оқушқа қобул қилиду, – дәп мениң ичимгә чоғ салди.

Мән Ташкәнткә бардим. Мени театр институтиниң режиссерлиқ әмәс, театршунаслиқ факультетиниң тизимиға йезип қоюпту. Буниңға рәнҗип олтарсам, маңа охшаш йезидин кәлгән бир жигит: «Театрниң завхози болғуң келәмду?» дәп заңлиқ қилған бойи нери кәтти. Мениң театрниң завхози болғум кәлмиди, дәрһал һөҗҗәтлиримни қайтурувалдим. Институттин чиқип келиватсам, болғуси рәһбирим Фельдман учришип қалди. У мени тохтитип, көзүмгә тиклинип қарап туруп, мундақ деди: «Қадиров? Нәгә? Қал, кәтмә! Ахмақ болма. – Сән дәл өз вақтида кәпсән! Биләмсән, тәлийиң бар екән. Әтә, бу факультетта билим алидиған студентлар топи тәшкил қилиниду».

Шундақ қилип, биринчи курсттин кейин театршунаслиқниң чоң билимни тәләп қилидиған пән екәнлигини чүшәндим вә шу факультетта қалдим… Студент чеғимда Алмутиға келип, қазақ драма театрида тәҗрибидин өттүм. Мәзкүр театр һәққидә «Ленинская смена» гезитиға «Биз, тамашибинларни, миллий театримизниң алдида турған һалқилиқ мәсилиләр тәшвишләндүриду» дегән мақалә яздим. Шу мәзгилдики мәдәнийәт министри Л.Ғалимжанова мени чақирип, «Оқушиңизни тамамлиғандин кейин, сизни Мәдәнийәт министрлигигә ишқа алимиз» дәп мени хошал қилди.

Институтни 1962-жили әла баһалар билән тамамлап, қолумға диплом алдим… Министр мени ишқа қобул қилди. Мән министрликтә қазақ, уйғур, корей кәби миллий театрларни назарәткә алидиған бөлүм башлиғи болуп ишләшкә башлидим. Бу җәриянда Қазақстан миллий театрлириниң режиссерлири, актерлири билән йеқиндин тонуштум. Улар сәһниләштүргән спектакльларни көрүшкә мүмкинчилик болди. У заманларда театрларда қоюлған һәрқандақ пьеса Мәдәнийәт министрлиги тәрипидин қобул қилинатти. Драматургларниң пьесилириму Мәдәнийәт министрлигидә оқулуп, тәвсийә қилинғандин кейинла, театрларға тәвсийә қилинатти… Шундақ қилип, министрликтә үч жил ишлидим. Кейин Балилар вә өсмүрләр театрниң әдәбият бөлүмидә икки жил ишлидим.

Арилиқта мәшһур алим Мурат Һәмраев билән тонушуп қалдим. У маңа: «Сениң театр сәнъити һәққидә гезит-журналларға язған хелә салмақлиқ мақалилириңни оқудум. Диссертация яқлайдиған вақтиң кәлди. Академиягә кәл», деди. Мән 1967-жили Уйғуршунаслиқ бөлүмидә илмий хадим болуп ишлидим. Кейин диссертацияни яқлидим. Уйғуршунаслиқ институтида әдәбият вә сәнъәт бөлүмини қурдум… Китаплирим нәшир қилинди. Андин мени йәнила Мәдәнийәт министрлигигә чақирди. У вақитларда жумһурийәт бойичә теартшунаслар аз еди, уйғурларда әсли йоқ болидиған. Мени уйғуршунаслиқла әмәс, җумһурийәт театршунаслиғиму қизиқтуратти, җиддий ойландуратти. Мән Уйғур театри тоғрилиқла әмәс, қазақ, өзбәк, рус, татар, корей театрлири, улар сәһниләштүргән спектакльлар тоғрилиқ, актер, режиссерларниң маһарити һәққидә ой-пикирлиримни йезишқа башлидим. Мениң кәспим шуни тәләп қилатти. Вақит билән бир балдақта туруш үчүн мән көп оқаттим, издинәттим. Чүнки театр вә театршунаслиқ наһайити мурәккәп сәнъәт еди.

– Сени Россия, Мисир, Өзбәкстан, Қирғизстан театр фестивальлириға жюри әзаси, бәзидә рәһбири сүпитидә чақиридиған. Мошу һәққидә ейтип берәләмсән?

– Мени 1976-жили Қазанда өткән Шәриқ театрлири фестивалиға чақирди. Қазанда өткән конференциядә мән Станиславскийниң системиси бойичә доклад қилдим.

Бу система бойичә Москва, Ленинградта оқуған һәммә қазақ театрлириниң режиссерлири, артистлири билим алди. Бу сәнъәткарлар өзлириниң миллий театрлирида Станиславскийниң системиси бойичә қизғин ишлиди. Немишкә Японияниң «Кабуки» театри өз қияпитини йоқатмиди? Хитай театри, Һиндстанниң «Рао» театрлири өз алаһидилигини өзгәртмиди? Һә, биз Кеңәш миллий театрлири бир-биримизгә охшап кәттуқ. Бу система, әлвәттә, артистларниң иҗадий издинишигә, пьесилар үстидин ишлишигә йол ачқини билән, биз униңда миллий қияпәтни көрәлмидуқ. Алмутиға Өзбәкстанниң «Һәмза намидики» театри «Майсариниң иши» спектаклини әкилип көрсәтти. Мән бу йәрдә өзбәк театрида миллийликни, урпи-адәт әнъәнилиридин көрүп тәврәнгәнлигимни сәнъәт-әрбаплириға баян қилдим. Бирақ бу пикримгә ленинградлиқ режиссерларниң һәммиси қарши болди. Һәтта маңа очуқтин-очуқ һуҗум қилди… «Бирақ биләмсиләр, һәммимизни һәйран қалдурған кәсипдишимиз Қадировниң җүръәтлик сөзи маңа яқти» дәп орнидин турди Луначарский намидики Москва балилар театриниң режиссери профессор Ремизов. «Станиславскийниң «Мениң сәнъәттики һаятим» китавини оқуп чиқтим, бу әсәр һечкимни қизиқтурмайдиған әсәр екән» дәйду. Бу раст! Шу чағда Станиславский өзиниң язған системиси услубиниң һәммә Кеңәш теартлириға тарқилидиғанлиғини билмигән. У пәқәт рус театринила тәсәввур қилған. Шуңлашқа Қадировниң «Һәрбир театрниң өзигә хас қияпити, алаһидилиги, әнъәнилири болуши керәк» дегини тоғра вә бу җиддий пикирни қоллаймән», деди.

Кейин язған мақалилиримда, китаплиримда бу идеяни давамлаштурушқа қәтъий бәл бағлидим. Мениң үчүн йәнә бир муһим нәрсә Уйғур театри һәққидила пикир ейтиш билән

чәкләнмидим. Әксичә, қазақ, қирғиз, өзбәк, татар театрлири тоғрилиқму яздим. Шундақ қилип, мениң театр сәнъити бойичә билимим кәңийивәрди…

Мән өз кәспимни, билимим билән шөһритимни көтириш үчүн мошу кәмгичә көп оқуп, көп издинимән. Билгинимни шагиртларға үгәттим. Оттуз жилға йеқин Т.Жүргенов намидики Қазақ миллий сәнъәт академиясидә дуния театрлириниң тарихидин, Қазақ вә Уйғур театрлири тарихидин дәрис бәрдим.

Театршунас һәммини билиши керәк. Драматургниң пьесини йезиштики алға сүргән идеяси, режиссерниң мәхсәт-муддиаси вә һаказилар шулар җүмлисидиндур. Бу җәһәттин һәрқачан жуқури мәдәнийәтни вә әқил-ойни нәзәрдә тутуш керәк. Мән буни билимән… Бирла мисал. Мәхпий пикир әмәс, қазақ драма театрида Шекспирниң «Юлий Цезарь» пьесиси қоюлди. Мән спектакльни көрдүм. У бәдиий кеңәштә муһакимә қилинди. Бу спектакльда Тунғышбай Жаманқулов ойниған еди. Мән қазақ сәнъәткарлири алдида: «Сиз, Тунғышбай, немишкә монологниң бир парчисини ейтмай ташлап кәттиңиз!» десәм: «Аға, сиз нәдин буни билисиз?», дәп һәйран қалған еди. «Мән театршунастә!», дедим җиддий рәвиштә. Актер өз хаталиғини дәрһал иқрар қилди.

Мундақ әһваллар һаятимда көп болди. Һәммиси хатирәмдә, унтумидим.

Мениң асасий илмий тәкшүрүш-тәтқиқатим, Уйғур театриниң тарихи, актерлуқ маһарәт, артистлиқ сәнъитигә беғишланди. Уйғур театри 1934-жили тикләнди. Бу қутлуқ дәргаһниң миллий театршунаси мән болсам, 1935-жили туғулған. Мән Уйғур театри билән биллә өстүм.

Туғулған жилимниң театрниң шәкиллиниши билән тоғра кәлгәнлиги тәсадипи әмәс дәп ойлаймән… Сән, ағинә, яхши билисән, у чағда «Коммунизм туғи» гезитиниң әдәбият вә сәнъәт бөлүмини башқураттиң. Гезитниң һәрбир санида дегидәк мениң Уйғур театриниң тарихи, һәрбир қоюлған спектакльларда ойниған артистларниң маһарити билән утуқ-камчилиқлирини ечип язған мақалилирим дайим бесилип туратти. Китаплиримму чиқишқа башлиди. 1978-жили театрниң тәрәққиятиға беғишланған биринчи китавим уйғур тилида бесилди. Иккинчи китавим — «Театр вә вақит» йоруқ көрди. Үчинчи китавим — «Үчинчи қоңғурақтин кейин» дегән чоң монографияму бесилди. Пикир-инкасму яхши. Сәккиз илмий әсәр йезиптимән. Улар пәқәт Уйғур театриғила беғишланған әмәс. Мениң «Үчинчи қоңғурақтин кейин» китавимниң биринчи баби Уйғур театри сәнъәткарлириға, миллий язғучи-драматургларға, иккинчи баби Қазақ театриға, үчинчи баби татар, өзбәк, рус, немис, корей актерлириға вә шу театрларда қоюлған спектакльларға беғишланди. Мошулар мени шундақ хуласигә елип кәлдики, мән Қазақстан театрлириға көп хизмәт қилдим десәмму болидекән. Йәнә шуни ейтмақчимәнки, умумий театр һәққидила йезиш биләнла чәкләнмәй, бәлки музыка, сазәндиләр, композиторлар, театр рәссамлири, әдәбиятчилар вә драматурглар тоғрилиқму көп қәләм тәврәттим. Мениң қолумда көплигән студентлар билим алди. Уларниң бәзилири Қазақстан хәлиқ артистлири, Қазақстан Җумһурийитиниң хизмәт көрсәткән әрбаби атақлириға сазавәр болди. Уларниң шәрәплик мукапитини елишиға мениңму һәссәмниң

барлиғи билән пәхирлинимән. Шагиртлирим һеликәм мени издәйду, келип мәслиһәтлишиду, пикирлишиду.

Алим Рабик Исмайилов китавиға мениң билән Ташкәнттә биллә оқуған, һазир Австралия мәмликитидә туридиған грек алиминиң мошу кәмгичә мениңдин рази, мәмнун екәнлиги тоғрилиқ йезипту. Буни оқуп, хошал болдум. Мениң «Кеңәш театр сәнъити» намлиқ китавимни Америка, Қазақстан театрлири тоғрилиқ язған китавимни Германия сәнъәт дәргаһлирида пайдилиниветипту. Буниң өзи мениң иҗадий утуғум. Германия мени

«Алтун Бүркүт» («Золотой Орел») ордени билән мукапатлиди. Германияниң хәлиқара «Гоно-эра» университети сәнъәтшунаслиқ пәнлириниң доктори пәхрий унванини бәрди.

Мән Қазақстанда туғулдум. Қазақстан дөлитиниң мукапатлириниму елишқа муйәссәр болдум. Мән иккинчи дәриҗилик «Хәлиқләр достлуғи» ордениниң саһиби. Қазақстан Җумһурийити Президентиниң стипендиясиниму алдим. Мән һечқачан өзәмни пәқәтла Уйғур театршунаси демәймән. Мән – Қазақстан театршунаси.

Мән кәсипдаш достлиримдин бәк разимән. Болупму бүйүк режиссер Әзәрбәйжан Мәмбетов мени һимайә қилған. Һазир болса, атақлиқ режиссер Есмухан Обаев, Қазақстан Җумһурийити Дөләт мукапитиниң лауреати, мәшһур актер Асанәли Әшимов мени һөрмәтләп, қәдир тутуп кәлмәктә. Бу һәм мениң бәхтим… Шундақла һаятимда атақлиқ язғучилар, драматурглар, театр әрбаплири билән йеқиндин арилашқиним билән пәхирлинимән. Шуниң бири – СССР дөләт мукапитиниң лауреати, қирғиз хәлқиниң мунәввәр пәрзәнди, мәшһур язғучи Чиңғиз Айтматов билән йеқин болғанлиғим үчүн чәксиз бәхитликмән… Мән Қирғизстанда өткән конференциягә қатнишип, униң пирһекмәт сөзини аңлидим. У мундақ деди: «Мән уйғурлар алдида тиз пүкимән, чүнки улар хәлиқләргә йезиқ бәрди!» деди. Бу әң чоң, әң бүйүк баһа әмәсму?..

Мән уйғур театр сәнъити тоғрилиқ, униң тәғдири тоғрилиқ көп ойлинимән… Қазақ язғучи-драматурги Ғәбит Мүсреповни яхши биләттим. Униң театримизда қоюлған «Қозы Көрпеш – Баян сулу» спектакли тоғрилиқ яздим. Уни оқуған әдип мениңдин бәк рази болғанлиғини һеликәм унтумидим…

Шундақла Уйғур театрида ишлигән Сергей Башоян, Байтен Омаров, Қадыр Жетписбаев қатарлиқ режиссерларниң Уйғур театри үчүн көп әмгәк қилғанлиғини сәмимийәт билән тилға алимән. Һазир өйдә қамилип олтарсамму, һәр күни өзәмниң театри һәққидә ойлаймән, шу ой билән яшап келиватимән. Бу, һәқ! Буниңдин ташқири уйғур язғучи-драматурглири Һезмәт Абдуллин, Җамалидин Босақов, Зия Сәмәди, Йүсүпбәк Мухлисов, Савутҗан Һасанов, Малик Кәбиров, Қадир Һасанов, Мәсүмҗан Зулпиқаров, Муңлуқ Бақиев, Турған Тохтәмов, Шайим Шаваев кәби әдипләрни театрниң миллий роһини егиз көтәргән алтун қәләм егилири дәп һесаплаймән! Һазирқи драма йезиватқан Әкрәм Әхмәтов, Һакимҗан Гүлиев, Абдуллам Самсақовларниңму уйғур театр сәнъитиниң тәрәққиятиға чоң һәссә қошидиғанлиғиға ишәнчим камил…

Мән һәрқачан атақлиқ актерлар – Әхмәт Шәмиев, Ғуламхан Җәлилов, Мирхелил Зәйнавдинов, Мәхпир Бақиев, Рошәнгүл Илахунова, Тохтахун Бәхтибаев, Мәрийәм Семәтова, Селимәм Саттарова, Ризвангүл Тохтанова, Хеличәм Илиева, Әхмәт Сопиев, Кәрим Закиров вә Қурван Абдурусулов билән өткүзгән күнлиримни, дидар ғенимәт дәмләрни пат-пат әсләймән. Улар маңа күч-қувәт берип туриду…

Өзәмгә раст, чүшүмдә театрни көримән, оңумдиму театр тоғрилиқ ойлаймән. Сәнъәт дегән шундақ муқәддәс чүшәнчә екән… Улуқ рус тәнқитчиси Виссарион Белинский: «Театр билән яша, театр билән биллә бол, мүмкин болса, театр сәһнисидә өл» дегән екән. Мән бу һекмәтни һәр күни есимға алимән, мошу дана пикир билән яшап келиватимән.

Әхмәтҗан Қадировниң қәлбидә миллий роһ, миллий ғурур, миллий номуси күчлүк. Мундақ алий хисләт һәр инсанда бар дәп ейталмаймән. Сәнъәт, әдәбият улуқ болса, хәлқимизму улуқ болиду, дәп җан көйдүрүп жүргән сәнъәткарларға саламәтлик тиләймиз. Әл өсти, тамашибин ой-пикриму өсти, раст… Сениң пирсөһбитиңдин театрниң һаятиң

һәм тәғдириң екәнлигини сәздим…

– Сән арман қилған Уйғур театри нурлуқ нишанға йәтсун! Мән саңа әтики қуяш парлақ вә иллиқ болсун демәкчимән!..

Атақлиқ сәнъәткар билән болған пирһекмәт сөһбитимиз шундақ тамамланди…

Әхмәтҗан ҺАШИРИ, язғучи-драматург, хәлиқара «Алаш» әдәбий мукапитиниң саһиби.

http://uyguravazi.kazgazeta.kz/?p=20649#more-20649

 
Интересный материал? Поделись с другими:

Последние новости

Самое популярное