Open login

Поиск Песни или Исполнителя на сайте PARVAZ.KZ

Главная Новости У тоғрилиқ гепимиз түгимәйду
У тоғрилиқ гепимиз түгимәйду
25.04.2015 01:19   

Дост хатириси. У тоғрилиқ гепимиз түгимәйду.

«Уйғур авази» 23 апрель 2015 ж.

Дост хатириси/ Истидатлиқ сәнъәткар, әҗайип дилкәш вә кәмтар инсан Азат Бурһанов https://parvaz.kz/index.php/azatim-burkhanov һаят болса, мошу жилниң 28-апрель күни 75 яшқа толатти. Әпсус, униңға бу мәнзилгә йетиш несип болмиди.Яхшиларниң иллиқ қияпити көз алдиңдин кәтмәйдекән. Азат болса, шу яхшиларниң яхшиси еди. У тоғрилиқ гәп-сөзимиз әндила башланди, у пүтмәйду, әвлаттин-әвлатқа алмишиду. Чүнки Азат Бурһанов  хәлиқара мәйданда тонулған атақлиқ сәнъәткар-музыкант. Униң һаятидики чоң хошаллиқ вақиәгә мунасивәтлик әвәтилгән телеграмма буниң ярқин ипадиси. Униңда «Силәрни шу нәрсидин вақип қилимизки, хәлиқара Әхбаратлаштуруш академиясиниң президиуми тәрипидин дуния хәлиқлири мәдәнийитиниң бирпүтүн дуниявий әхбарат кәңлигигә киридиған музыка паалийити саһасида көпмилләтлик хәлиқара мәдәнийәтни тәрәққий әткүзүштә нурғун жил ишлигәнлиги вә униңға көп һәссә қошқанлиғи; Қазақстан Җумһурийитидә нурғунлиған уйғур миллий хәлиқ фольклор ансамбльлирини қурғанлиғи; яш хәлиқ талантлирини тәрбийилигәнлиги; уйғур хәлиқ музыка сәнъитиниң гүлтаҗиси һесапланған «Он икки муқамни» қайта тикләшкә чоң һәссә қошқанлиғи үчүн Қазақстан Җумһурийитиниң вәкили, җумһурийәтлик дөләт Уйғур музыкилиқ комедия театри «Нава» фольклор ансамблиниң бәдиий рәһбири вә дирижери Азат Мәшүр оғли Бурһановқа БМТ йенидики Хәлиқара әхбаратлаштуруш академиясиниң һәқиқий әзаси — Академиги пәхрий илмий унвани берилди» дейилгән.

 

2003-жили йүз бәргән бу хошаллиқ вақиә һәммимиздә пәхирлиниш һис-туйғулирини ойғатқан еди. Аридин көп вақит өтмәйла йәнә бир хуш хәвәр кәлди.

 

«Азат Бурһанов Дуния әхбаратшунаслири хәлиқара конкурсиниң лауреати атилип, исми Хәлиқара әхбаратлаштуруш академияси қамусиниң ІV томиға киргүзүлди». Мундақ жуқури шан-шөһрәткә сазавәр болуш, хәлиқара дәриҗидә етирап қилиниш сәнъәткарлар һаятида аз учришидиған һадисә. Әлвәттә, униңға йетиш йоли Азат үчүн йеник болмиғанлиғини мән жутдиши вә ағиниси сүпитидә яхши билимән.

Азат 1940-жили Пәнҗим йезисида туғулғини билән униң балилиқ вә яшлиқ чағлири Яркәнт шәһиридә өтти. Дадиси Мәшүр Бурһанов  көрнәклик зияли-мәрипәтчиләрниң биридин болуп, Яркәнт педучилищесида оқутқучи вә мәктәпләрдә муәллим, мудир болуп ишлигән һәм алаһидә сәнъәтхумар адәм болған. Өзи мондалин, рәпиқиси Һавасхан һәдә дутар чалатти. Шу жиллири Уйғур театриниң артистлири кәлсә, уларни өйидә меһман қилип, сорун уюштуруп берәттекән. Шундақла улар аилидә дунияға кәлгән төрт пәрзәндини меһриванлиққа, кәсип егиләшкә, сәнъәтни сөйүшкә тәрбийиләшни билди. Бирақ атиға балилириниң келәчигини көрүшигә несип болмиди, у 1944-жили 36 йешида дуниядин өтти. Шуниңдин кейин аилиниң еғирчилиғи Һавасхан аниниң зиммисигә чүшти, у һәммигә бәрдашлиқ берип, пәрзәнтлирини тәрбийиләп, оқутуп, қатарға қошти. Почунай, Коммунар вә Реһан ата изи билән меңип, көрнәклик устазлардин болуп йетилди. Кәнҗиси Азат болса, сәнъәт йолини таллавалди. У бу тоғрилиқ һаят вақтида мундақ дәп ейтқан еди:

Мениң сәнъәткә иштияқим аилидин башланған, ата-анамниң саз челип, муңлуқ хәлиқ нахшилирини ейтқанлирини аңлап өстүм. Коммунар акамму хелә яхши сазәндә еди, скрипка чалатти, у мениң сазға болған қизиқишимни көрүп, мандолин елип бәрди, уни анчә-мунчә челишни үгинивалдим. Яркәнттики Луначарский намидики рус оттура мәктивидә оқуватқинимда уйғур мәктивидә билим еливатқан Азат Мәшүров, Савутҗан Мәмәтқулов, Әркин Мәшрәпов, Ташполат Намәтов вә башқилар билән тонушуп, ағинә болдум, улар дутар, равап, скрипка, нәй, дап челип, нахша ейтатти. Улар мениму  қатарлириға қошувалди. Кейин шәһәрдә қурулған ансамбльниң әң кичик әзаси болуп, сәһниләргә чиқип, тамашибинлар алқишиға егә болуп жүрдүм. У келәчигим һәққидә ойлинишқиму түрткә бәрди. Шундақ қилип, сәнъәтниң сехирлиқ дунияси бара-бара мени өзигә мәһлия қиливалди…

Һаятини музыкисиз һис қилалмайдиғанлиғини сәзгән Азат Бурһанов  мәктәпни тамамлиғандин кейин шәһәрдики музыка мәктивигә бариду. Чүнки бу йәрдә Алмутидики Чайковский намидики музыка училищесиға оқуғучиларни таллаш комиссияси ишләвататти, уму синақтин үлгилик өтүп, Алмута шәһиригә йолланма алиду. Шундақ қилип, Азат мәзкүр музыка училищесиниң студенти атилиду. Бирақ у миллий саз әсваплири әмәс, виолончель синипида билим алидиғанлиғини билгәндин кейин кәйпияти чүшүп, өйгә қайтмақчиму болиду. Униңға бу йәрдә оқуватқан жутдашлири «Кәтмә, оқуп, әң болмиғанда, нотини болсиму үгинивал» дегән мәслиһитини бериду. Азат мақул көрүп, оқушини давамлаштуриду. Шу жутдашлириниң бәргән мәслиһитини Азат талай қетим миннәтдарлиқ билән тилға алғанлиғини аңлиған едим.

Азат Бурһанов  училищени 1963-жили муваппәқийәтлик пүтәргәндин кейин Уйғур театриға ишқа орунлишип, әмгәк паалийитини башлайду. Әлвәттә, дәсләпки қәдәмлири еғир болди, йеңи коллектив, уйғур тилини мукәммәл билмәйду. Бу җәһәттин униңға театрниң истедатлиқ сәнъәтчилири И.Мәсимов, Ғ.Кәримов, Ә.Шәмиев, Р.Илахунова, Ғ.Қадирһаҗиев, М.Бақиев, Ү.Сайитов вә башқилар йеқиндин ярдәм көрситиду. Очуқ ейтқанда, улар Азатниң сәнъәткә, кәспигә болған мунасивитини башқидин шәкилләндүрди десиму болиду.

Яш музыкант дәсләп Уйғур театриниң симфониялик оркестриниң тәркивидә қатардики сазәндә сүпитидә сәһнигә чиққан болса, андин баш дирижерниң ярдәмчиси, көп өтмәй баш дирижер, әнди 1991-жилдин башлап «Нава»  фольклорлуқ ансамблиниң бәдиий рәһбири дәриҗисигә көтирилип, бу вәзипиләрниму шәрәплик атқурди. Шундақла у театр һаятидики җәмийәтлик ишлардиму алаһидә паалийәтчанлиқ көрсәтти, узун жиллар театр  башланғуч комсомол, андин партия тәшкилатлири кативи сүпитидиму тилға аларлиқ ишларни әмәлгә ашурди: коллективни инақлиққа, йеңичә ишләшкә, иҗадий издинишкә, театрниң аброй-шәнини көтиришкә дәвәт қилди. Мундақ ейтқанда, Уйғур театри коллективиниң ахирқи йерим әсир ичидә йәткән утуқлирини Азат Бурһановниң һәртәрәплимилик үнүмлүк паалийитисиз тәвәввур қилишқа болмайду, өзиму дайим тиришип, издинип, көрнәклик тәшкилатчи дәриҗисигә көтирилди, хәлиқниң сәмимий алқиш-муһәббитигә еришти.

Шуниму ейтип өтүш керәкки, Азат Бурһанов  Уйғур театри рәһбәрлигиниң тапшуруғи билән Уйғур, Әмгәкчиқазақ, Панфилов наһийәлири вә башқиму җайларда көплигән уйғур миллий фольклор ансамбльлирини тикләшкә, яш хәлиқ талантлирини тәрбийиләшкә беваситә ярдәм көрсәтти. Кейин уларниң толиси җумһурийәтлик, иттипақлиқ конкурс-көрүкләрниң, фестивальларниң лауреати аталди. Уларниң һәммиси Азаттин чоңқур миннәтдар, исмини  пәхирлиниш билән тилға алиду.

Азатниң йәнә бир изгүлүк иши шуниңдин ибарәтки, у узун жиллар иҗадий издинип, «Уйғур хәлиқ нахшилири» вә «Уйғур хәлиқ музыкиси дурданилири» китаплирини хәлқимизгә тәғдим қилди. У шундақла нурғунлиған хәлиқ нахшилирини вә бирқатар бәстикар композиторларниң нахшилирини нотиға елиштәк мәшәқәтлик ишниң һөддисидин шәрәп билән чиқти. Өзиму иҗат билән қизғин шуғуллинип, көплигән аммибаплиққа егә нахшиларни қалдуруп кәтти.

Азат Бурһановниң исми миллий сәнъитимиз тарихида һечқачан өчмәйду.

Абдукерим ТУДИЯРОВ,

Қазақстанниң Пәхрий журналисти.

http://uyguravazi.kazgazeta.kz/?p=18024

 
Интересный материал? Поделись с другими:

Последние новости

Самое популярное