Open login

Поиск Песни или Исполнителя на сайте PARVAZ.KZ

Главная Новости Әл ғеми – униң тәшвиши
Әл ғеми – униң тәшвиши
25.03.2015 01:14   

«Уйғур Авази» гезити, 19 март 2015 ж.

Бу киши билән болған тонушлиғимиз бари-йоқи бирәр саат илгири башланған болсиму, биз униң билән кона қәдинаслардәк параңлишип олтиримиз. Сөһбәтдишим тоғрилиқ кәңирәк мәлумат елишқа тиришқиним һеч пайда берәр әмәс. Чүнки у өзи һәққидә әмәс, бәлки миллитимиз вә униң бүгүнки әһвали тоғрисида көпирәк параңлишишни яқтуратти.Һәқиқәтәнму биз бүгүн сөз қилмақчи болған қәһриманимиз – Еләкбәр Қурбанов, айрим ака-һәдиләр охшаш, қилған-әткинини әрши әлаға көтирип махтинип кетидиғанлардин әмәс екән. Растини ейтиш керәкки, кәмтар һәм кичикпейил инсанлар билән һәмсөһбәттә болушниң өзи бир ғенимәт.

 

 

Еләкбәр Қурбанов 1945-жили тарихий вәтинимизниң Чапчал наһийәси Қоғунчи мәһәллисидә дунияға кәлгән. Кейинирәк уларниң аилиси тәғдир тәққазиси билән Қазақстан дияриға көчүп чиқип, Уйғур наһийәсиниң Чарин йезисиға орунлишиду. Униң яшлиғи уруштин кейинки еғир дәвиргә тоғра кәлгәнликтин, Еләкбәр ака әмгәккә сүйиги қатмай турупла арилишишқа мәҗбур болиду. Мошу жуттики мәктәпни 1966-жили тамамлап, Ташкәнттә педагогика саһаси бойичә билим алиду.  Қолиға дипломини алған у Чарин йезисидики оттура мәктәптә сизиш вә сүрәт пәнлиридин дәрис бериду. Андин бираз заман Чоң Ақсу йезисидиму әмгәк қилиду. Мошу йәрдә униң сәралиқ һаяти түгәп, шәһәрлик өмри башлиниду. Йәни у 1977-жили аилиси билән Алмутиға көчүп келиду.

Шәһәрниң ети шәһәрдә! Бир күн әмгәк қилмисаң ач қалисән. Буни яхши чүшәнгән Еләкбәр ака шу жилила ТЭЦқа ишқа орунлишип, та һөрмәтлик дәм елишқа чиққичә шу йәрдә ишләйду. Кичигидин җисманий әмгәктә тавланған у һәрқандақ ишни вақтида һәм сүпәтлик атқуруши түпәйли, кәсипдашлири арисида һөрмәткә бөләнди.

Қәһриманимниң әмгәк паалийитидин көрә, мени униң шәһәргә көчүп келип, Тастақ мәһәллисидин башланған җәмийәтлик паалийити қизиқтурди. Җай-җайларда уйғур жутлири әндила пәйда болушқа башлиғанда уни жутдашлири жигитбеши қилип сайливеди. Еләкбәр ака  бу шәрәплик, лекин рәхмити йоқ ишниң һөддисидин бемалал чиқти. Кеңәш Иттипақи ғулап, кишиләрниң беши хелила гаңгирап қалған дәвирдә улар билән мәнивий һаят тоғрисида параңлишиш йәни, миллий гезит-журналлиримизға муштири топлаш вә башқа мәсилиләрни тәрғип қилиш хелә қийин болсиму, бу ишларда һардим-талдим демәй ат чапти. Жутниң беши қошулуп, кам-котиси тәл-төкүз болди. Әлвәттә, буниңда Еләкбәр Қурбановниң әҗри салмақлиқ еди. Мәсилән, униң җәмийәтлик паалийити уйғур җамаәтчилиги тәрипидин мунасип баһалинип, 2002-жили «Жил адими» дәп етирап қилинди. Һазирму жутдашлири униң исмини пәхирлиниш билән тилға алиду.

Бир тәрәптин ишләп, йәнә бир яқтин жутиға хизмәт қилиштин ташқири, у бош вақтида саз челип, иш пушуғини чиқиришни яқтуриду. У мәктәптә оқуп жүргән жиллири язлиқ тәтилдә колхозда меһнәт қилип, маңлай тәри билән тапқан пулға йеқин достиниң кона дутарини сетивалған екән. Шу дутарни у бир күни сундуруп қойиду. Мошу сәвәп болдиму билмидим, әйтәвир Еләкбәр ака шу күндин башлап саз әсваплирини ясашқа қизиқип қалиду һәм һечбир устазсиз пәқәт өзиниң қизиқиши вә тиришчанлиғи арқилиқ бу кәсипниң қир-сирлирини өзләштүрүвалиду. У саз әсваплирини ясапла қоймастин, бәлки уларни челиштиму кәспий сазәндиләрдин қелишмайду. Шундақла Еләкбәр ака хәлқимиз арисида тонулған бир мунчә сазәндиләрниң шагирти һесаплиниду.

— Саз әсваплирини ясашта көргән дәсләпки устазим даңлиқ сазәндә Мусаҗан Рози болди, – дәйду сөһбәтдишим өтмүшкә нәзәр ташлап. – Буниңдин хелә жиллар илгири шу киши Алмутидики Чайковский намидики музыка колледжиға дәрис бәргили кәлгән екән. Издәп барғинимизда у көрнәклик шаир, мәрһум Савутҗан Мәмәтқулов вә йәнә икки-үч киши билән параңлишип олтирипту иккисини өйгә башлап кәлдим. Шу күни Мусаҗан Рози өйүмдики дутар-тәмбүрләрни көрүп, уларниң пәдилириниң дурус әмәслигини ейттидә, мәслиһитини бәрди. Мана шу күндин етиварән устазимниң йол-йоруғи билән иш тутуп келиватимән.

Еләкбәр Қурбанов өмүрлүк җүпти Меһрибанум Туралим қизи билән үч пәрзәнт сөйгән бәхитлик ата. Һаятиниң 70-даваниға көтирилгән мөтивәр өткән күнлириниң тәңдин-толисини хәлқигә хизмәт қилиш билән өткүзгәнлиги билән дайим пәхирлиниду.

Мәшүр САСИҚОВ.

Талғир наһийәси.

http://uyguravazi.kazgazeta.kz/?p=17458#more-17458

 
Интересный материал? Поделись с другими:

Комментарии 

 
+2 #2 Бахыт Рустемов 2015-03-25 13:05 Құттықтаймын!
 
 
+1 #1 Бахыт Рустемов 2015-03-25 13:03 Елакбар азаматқа ұзақ өмір тілеймін! Тамаша аазамат екен. Бұл кісі туралы жазған Машурге мың рахмет! Елакбар тек уйғыр емес барша Түркі халықтарының да мақтанышы деп санаймын. Ұлтының дәстүрін сыйлаған азамат- ол мықты АЗАМАТ!
 

Последние новости

Самое популярное