Open login

Поиск Песни или Исполнителя на сайте PARVAZ.KZ

Главная Новости «Чинә-тәхсә» уссули билән....
«Чинә-тәхсә» уссули билән....
08.02.2015 19:15   

«Чинә-тәхсә» уссули билән баш мукапатни утувалди.

«Уйғур авази» гезити 5 февраль 2015 ж.

Испанияниң Косто-Брава шәһиридә һәр жили өтидиған әнъәнивий хәлиқара фестивальда дунияниң җай-җайлиридин кәлгән талант егилири өзара күч синишиду. Бу фестивальниң башқилардин бир алаһидилиги, униңға мүмкинчилиги чәкләнгән балиларму қатнишиш имканийитигә егә.Мәзкүр фестивальға иштрак қилған қазақстанлиқ биртоп яшлар фестивальниң баш мукапити — Гранприни, шундақла «Трио» вә «Солисты» номинациялири бойичә иккинчи орунни йеңивалди. Болупму тамашибинлар Аминәм Һосманова (сүрәттә), Биржан Абдирашитов вә Алина Алексееваниң һүнирини орунлиридин туруп, давамлиқ алқишлар билән қарши алди.

 

Уйғур қизи Аминәм Һосманованиң шәрәт арқилиқ ейтқан нахшиси билән «Чинә-тәхсә» уссули көпчиликтә наһайити яхши тәсират қалдурди. Сценарий бойичә Аминәм тәхсиниң үстигә төрт чинә қоюп вә әң үстидики чинигә сүт қуюп ойниши керәк еди. Һәммиси ойдикидәк болди, амма пәқәт икки чинә йетишмиди. Аминәмниң ейтишичә, у икки чинини йолда келиветип чеқип қоюпту. Шуниңға қаримай, уссул утуқлуқ чиққан. Тамашибинлар униң һәрбир һәрикитини диққәт билән қарап олтарди. У уссулини тамамлап, залдикиләргә чинидики сүтни көрсәткәндә, тамашибинлар орунлиридин туруп, гүлдүрлигән алқишлар билән һөрмәт билдүрүшти. Мошундақ таланти арқилиқ Аминәм вәтәндашлириниң баш мукапатни йеңивелишиға өзиниң мунасип үлүшини қошти.

 

Бәхтишат СОПИЕВ.

http://uyguravazi.kz/?p=17002#more-17002

 
Интересный материал? Поделись с другими:

Последние новости

Самое популярное