| Очуқ пикир яки Мәнивий боһрандин қутулуш... | |
|
|
Очуқ пикир яки Мәнивий боһрандин қутулуш йоли барму? «Уйғур авази» гезити 22 январь 2015 ж.
Әдәбият вә җәмийәт/ Өткән сешәнбә күни Алмутидики Язғучилар өйидә Қазақстан Язғучилар иттипақи Уйғур әдәбияти кеңишиниң кәңәйтилгән мәҗлиси болуп өтти.Мәзкүр баш-қошушни Қазақстан Язғучилар иттипақи Уйғур әдәбияти кеңишиниң рәиси, язғучи вә драматург Әхмәтҗан Һашири киришмә сөз билән ечип, қәләм саһиблирини ойландуруватқан у-бу мәсилиләр бойичә әхбарат бәрди. — Өткән жили бираз ишлар әмәлгә ашурулди, — деди натиқ көпчилик диққитини өзигә қаритип. – Атап ейтсақ, бүйүк язғучимиз Зия Сәмәдиниң туғулғининиң 100 жиллиғини нишанлидуқ. Рәсмий чарә-тәдбирләр Яркәнт шәһиридә, андин Уйғур театрида, Алмутидики уйғур мәктәплиридә, шундақла Түркияниң Анкара вә Нигда шәһәрлиридә өткүзүлди. Хәлиқ язғучисиниң «Ипархан» вә мениң «Идиқут» драмилиримиз түрк тилида айрим китап сүпитидә йоруққа чиқти. «Түрксой» йенидики нәшрият ишлирини башқуридиған Яқуп Өмүр бу изгү ишниң буниңдин кейинму давамлишидиғанлиғини ейтти. Өзәңларға мәлум, бизниң әсәрлиримиз дөләт буйрутмиси билән чиқмайватиду, қачанғичә һамийларни издәймиз, билмәймән. Бу мәсилини бирнәччә қетим, һәтта мәдәнийәт министриниң алдиға киргәндиму, оттуриға қойдум. Ядиңларда болса, талантлиқ шаирәмиз Патигүл Мәхсәтованиң «Сеғиниш муңи» китавини дөләт мукапитиға тәвсийә қилған едуқ, бирақ комиссияниң «әглигидин» өтмиди. Мениңчә болғанда, миллий әдәбиятлар тоғрилиқ мәхсус қарар чиқмиғичә, биз униңға қол йәткүзәлмәйдиған охшаймиз. Мән бу мәсилә бойичиму бирнәччә қетим өз пикримни очуқ ейттим. Тиңшайду, бирақ нәтиҗиси чиқмайватиду. Өзәңлар билисиләр, йеңи жил һарписида яшлар арисида өткүзүлгән Түрк дунияси мушаирисидә мукапатлиқ орунларниң бирини егилигән яш шаиримиз Вильям Молотов Қазақстан Җумһурийити Президентиниң стипендиясигә сазавәр болди. Бу һәммимиз үчүн чоң хошаллиқ һәм яшлиримизға көрситилгән ғәмхорлуқниң ипадиси. Мана мошундақ азду-көпту утуқ вә айрим һәл қилинмиған мәсилилиримиз билән өткән жилни тарих қойниға қалдуруп, йәнә бир жилға қәдәм ташлаватимиз. Башқошуш җәриянида язғучи-шаирларниң җәмийәттики роли, уларниң вәзипилири, язғучи җавапкәрлиги һәм уларға билдүрүлүватқан ишәнчә, умумән, иҗадийәтниң мәшәқәтлик йоли тоғрилиқ ой-пикирләр вә муһим тәклипләр оттуриға қоюлди. Төвәндә әйнә шу зикир қилинған мәсилиләр әтрапида ой бөлүшкән натиқларниң пикирлиригә көз жүгәртип көрәйли.
Абдухалиқ МАХМУДОВ, сатирик-язғучи:
— Дөләт мукапитини елиш бизгә буйримайдиғанлиғини бурунтинла билимиз. Шундиму униңға жилдила бир-икки адәмни тәвсийә қилип, үмүтләндүримиз. Униң һаҗити бармеди? Униңдин көрә, қолимиз йетидиған, ейтайлуқ, Қазақстан Язғучилар иттипақи башқармиси тәрипидин тәсис қилинған «Алаш» мукапитиға тәвсийә қилайли. Тарлиқ қиливатқиним әмәс, Президент стипендиясини мошу күнгичә пәқәт Әхмәтҗан ака сизла еливатисиз. Ваһаләнки, ихтисадий ярдәмгә муһтаҗ язғучи-шаирлиримизму йетәрлик. Йә бизниң аримизда әшу мукапатқа мунасип башқа қәләм саһиблири йоқму? Мошу мәсилигиму диққәт бөлсәк болатти. Рабик ИСМАЙИЛОВ, әдәбиятшунас алим: — Әхмәтҗан Һашири, гәп йоқ, чоң язғучи һәм Президент стипендиясини елишқа лайиқ. Мениңчә болғанда, әслидә қазан бешида олтарған кишиләр алди билән өзиниң әмәс, бәлки көпирәк башқиларниң ғемини қилғини тоғримекин. Алимҗан ТИЛИВАЛДИ, әдәбиятшунас алим: — Қимирлаватқини-миз раст, бирақ утуқлиримиздин һечқайсимиз рази әмәс. Мениңчә, һәммә гәп — баһалаш мәсилисидә болуватиду. Ундақ дейишимниң сәвәви, башқилар бир-икки язғучимизни билсә билиду, қалғинимизни тонумайду. Ядиңларда болса, өткән жили бизниң институтниң илмий хадимлириниң қоллап-қувәтлиши билән өткүзүлгән илмий-әмәлий әнҗуман җәриянида биртоп қазақ әдәбиятшунас алимлири уйғур әдиплириниң әсәрлирини өзлири издәп тепип, тәһлил қилди. Хошал болидиған тәрипи, уйғур шаир-язғучилириниң әмгәклири қазақ алимлириниң диққәт-нәзәригә елинди һәм баһасиму берилди. Мошу йөнилиштә Вьетнамда будда муһитидики уйғур әдәбияти вә драматургиясигә аит биртүркүм материаллар елан қилинди. Һазир бирмунчә әсәрлиримизни корей тилиға тәрҗимә қилиш қолға елинди. Әгәр биз, дурус уюшалисақ, бираз ишларни бәҗиришимиз мүмкин. Әпсуслинарлиғи, биз өзимизни башқиларға дегәндәк тонуштуралмайватимиз. Патигүл МӘХСӘТОВА, шаирә: — Һәржили жиғин өткүзүп, һесават беримиз һәм атқурулидиған ишларниң планини түзимиз. Шуниң билән жил өтүп кетиду. Ечинарлиғи, мошундақ жиғинлар билән анда-санда өтүп туридиған чарә-тәдбирләргә кеңәш әзалириниң өзлири кәлмәйду. Пәқәт жиғинда олтирип кетиш үчүнла Язғучилар иттипақиниң әзаси болушниң һаҗити йоқ. Аччиқ болсиму, етирап қилишимиз керәк, биз өзимизни-өзимиз қәдирләшни билмәймиз. Бир- биримизгә яр-йөләк болуш, һисдашлиқ билдүрүшни тамамән унтидуқ. Бүгүнгичә талантлиқ шаиримиз Җәмшит Розахуновқа бирәр мукапат берилмиди. Шу тоғрилиқ бирәсимиз пикир ейтқинимиз йоқ. Әнди шаирлиримиз Хуршидә Илахунова билән Илахун Һошуров пәрзәнтлиридин бевақит айрилип қалғандиму, биз, қәләмдашлири, маддий җәһәттин яр- йөләк болалмидуқ. Әгәр Президент стипендияси шуларға берилгән болса, китаплири дөләт буйрутмиси билән чиқирилса, уларни язидиған әсәрлиригә дәвәт қилған болматтиқму?! Кеңәшкә әзалиққа қобул қилиштиму мошундақ әһвал. Мәсилән, проза жанрида үнүмлүк қәләм тәврәткән Мәмтимин Розибаев әза болалмай, дуниядин өтти. Аллиқачан кеңәшкә әза болушқа тегиш шаирлиримиз Мәмтимин Обулқасимов, Савут Искәндәров, Мирзәхмәт Меримовларниң чачлири ақирип кәтти. Ағриқ дәрдини тартиватқан қәләмдашлиримизға «Һалиңлар нечүк?» дейишни билмәймиз. Һәржили төрт-бәш әдипимизниң тәвәллудини нишанлаватимиз. Уларниң бир-иккисигә болсиму медаль елип берәлмидуқ. 2008-жили мән барлиқ язғучиларниң алдида һесават берип, андин тәвәллудимни өткүздүм. Немишкә башқилар шундақ қилмайду? Шу жили мени «Алаш» мукапитиға тәвсийә қилған еди. У немә үчүн берилмиди?! Соал көп, җавап йоқ. Министрниң алдиға бериштин авал, немишкә өзара башқошуп, пикирлишип, умумән, һәммигә пайдиси тегидиған мәсилиләр билән кирмәймиз? Әгәр мошундақ өзимизниң пашисини қоруп жүрүверидиған болсақ, һәқиқәтән, жуқурида қәйт қилинғинидәк, бизни һечким тонумайду. Гүлбәһрәм ХОШАЕВА, язғучи: — Һазир ойлисам, жигирмә бир йешимда «Коммунизм туғи» гезитиға (һазирқи «Уйғур авази») ишқа орунлишиптимән. Шу дәвирләрдә анчә-мунчә һекайә, новелла йезишқа тутуш қилған биз, яшларға, көрнәклик әдипләр Долқун Ясенов, Һезим Бәхниязов, Савутҗан Мәмәтқулов, Абдумеҗит Дөләтовлар көп ғәмхорлуқ қилди. Һазир биз уларни ғәмхорчи акилиримиз сүпитидә әсләймиз. Чүнки улар бизни техиму қанатландуруп, әдәбиятқа муһәббәт бағлишимизға түрткә болди. У дәвирләрдә әдәбиятимизму хелә тәрәққий етиведи. Пат-пат әдәбий кәчләр, бәс-муназириләр өткүзүлүп туратти. Һазирчу? Қәлимини ташлимай, иҗат қиливатқанларму санақлиқла қалдуқ. Бирақ бир- биримизни қоллаш йоқниң орнида десәкму болиду. Шеир яки һекайимиз бесилса, уни оқуп, сәмимий пикир билдүрүштин қалдуқ. Яки биз шунчилик бепәрва болуп кәттуқму?! Жиғинни Әхмәтҗан Һашири йәкүнләп, мундақ деди: «Президент стипендияси маңа берилгән болса, немә бопту? Биқин-биқинимдин тегип, неманчә көкәп кәттиңлар? Йәттә жилниң ичидә үч-төрт язғучимиз кеңәш әзалиғиға өттиғу. Мениң орнимға олтиримән дегүчиләр болса, мәрһәмәт! Йеқинда Қазақстан Язғучилар иттипақи башқармисиниң рәиси Нурлан Оразалинға мени Уйғур әдәбияти кеңишиниң рәиси лавазимидин бошитишини илтимас қилғандим, амма у бу илтимасимни қанаәтләндүрмиди, йәни Қазақстан Язғучилириниң қурултийиғичә ишләп турушумни ейтти. Умумән, мән Уйғур әдәбияти кеңишиниң рәиси сүпитидә бүгүнки күнгә қәдәр, силәр ойлиғандәк, йәң ичидә сода қилип, пәқәт өзәмниңла ғемини қилмидим, чамимниң йетишичә, кеңәш әзалириниң жиғисини жиғлап кәлдим. Авут МӘСИМОВ, язғучи: — Алди билән жиғинниң күн тәртивини тәстиқлишимиз керәк еди. Бирақ биз ундақ қилмидуқ. Шәхсән мән күн тәртивигә кеңәш рәисини вә бюро әзалирини йеңилаш керәк, дегән пунктни қошушни илтимас қилимән. Дөләт мукапитиға тәвсийә қилиш тоғрилиқ гәп қозғилип қалди. Һәқиқәтәнму чоңлиримиз уни елишқа үмүтлинип, ахири у дунияға кәтти. Балилар әдәбияти бойичә китавим чиқидиған болди, дәп мәнму хелә вақит үмүтлинип жүрдүм, ахири мәбләғ йоқ дедидә, китап чиқмиди. Билишимчә, башта китапни чиқириш үчүн мәнбә болған, амма уни өзимиз қолдин чиқирип қойдуқ. Бир-биримизни мошундақ аварә қилишниң һаҗити бармеди?! Диққәткә сазавәр йәнә бир нәрсә, әсәрлиримизни нәшриятқа тапшуруштин илгири, униң қолязмисини алмаштуруп оқуп, баһа беришни қайтидин қолға елишимиз керәк. Әгәр ундақ қилмайдекәнмиз, әдәбиятимизда һәргиз илгириләш болмайду. Иминҗан ТОХТИЯРОВ, шаир: — Жиғинға жилда келимиз, бирақ нәтиҗисини көрмәйватимиз. Әгәр мукапатни алидиғанға көзимиз йәтсә, тәвсийә қилайли, болмиса уни содиға салмайли. Қуруқ үмүтләндүрүшниң немә һаҗити бар? Бәзидә әшу атақ яки мукапат адәмни ағриқчан қилип қойиду. Шуңлашқа қуруқ атаққа интилмай, көпчиликниң көңлидин чиқидиған әсәрләрни яритайли. Гәпниң очиғи, жүкни зиммимизгә алған екәнмиз, уни көтиришниму биләйли. Әкрәм ӘХМӘТОВ, режиссер вә драматург: — Драматургия — әдәбиятниң бир саһаси. Әгәр у риваҗланмиса, театримиз йүксәлмәйду. Әдиплиримиз мошу саһаниң тәрәққиятиға сөзсиз көңүл бөлүши керәк. Әпсуслинарлиғи, бизниң язғучилиримизниң тәңдин-толиси Уйғур театрида қоюлуватқан қоюлумларға кәлмәйду, барған һаләттиму пикир билдүрмәйду. Шуңлашқа Уйғур әдәбияти кеңиши йенида драматургия секциясини қуруш керәк, дәп ойлаймән. Шундақ қилип, қәләм саһиблири баш қошқан йәнә бир жиғин өтти. Униңда әдиплиримизни толғандуруватқан, тәшвишләндүрүватқан мәсилиләр муһакимә қилинип, бирқатар сәмимий тәнқидий пикирләр ейтилди. Кеңәш әзалириниң тәвсийәси билән тоққуз адәмдин ибарәт бюро әзалири сайланди. Уларниң зиммисигә хелә җавапкәрлик вәзипиләр жүклинидиғанлиғи талашсиз. Қәләм саһиблириниң ейтилған тәнқидий пикирләрдин хуласә чиқирип, өзара мәслиһәтлишип, бир нишанни көзлигән һалда һәрикәт қилиши лазим. Әксичә әһвалда, әдәбиятимизниң мәнивий боһранлиққа мәһкүм болуп қелиши еһтималдин жирақ әмәс. Шәмшидин АЮПОВ. |















