| «Уссулум–ейталмиған нахшамниң ипадиси» | |
|
|
«Уйғур авази» гезити 22 январь 2015 ж.
Турсунай Ибраһимҗан: Өткән жили ноябрь ейида Алмутидики Җумһурийәт сарийида ШУАРлиқ тонулған сәнъәткарларниң қатнишиши билән «Шинҗаң юлтузлири» концерт программиси өтти. Шу пурсәттин пайдилинип, сәнъәт асминида толунайдәк парлап келиватқан даңлиқ уссулчи Турсунай Ибраһимҗан билән сөһбәтләшкән едуқ.— Турсунай, уссулчи болуш балилиқ арминиңизму? — Дадам рәмити мени, бәк тартинчақ болғанлиғим үчүн — дохтур, сиңлимни сәнъәткар болисиз дәйдиған. Бирақ мениң уссулчи болғум келәтти. Даңлиқ уссулчиларниң сәһнидә иҗра қилған уссуллирини һәвәс билән тамашә қилаттим. Өйдә ялғуз қалған чағлиримда өзәмни уссул чолпанлириға охшитип, уссул ойнаттим. Мениң бу һәрикитимни сирттин байқап жүргән дадам бир күни новәттики мәшиғини өткүзүватқан артистларниң алдида мениң уссул ойнишимни илтимас қилди. Амма мән көпчиликниң алдида задила һүниримни көрсәтмәттим. Дадам болса, «уссулчи болушни истәйдекәнсиз, һечкимдин тартинмай уссул ойнайсиз», дәп өзиниң дегинидин қайтмай турувалди. Көпчилик алдиға чиқип үгәнмигәнликтин, қәдәмлирим кәлмәй, жиғлидим. Кейинирәк униңғиму көндүм, һәтта йенимдә адәм болмиса, уссул ойналмайдиған болуп қалдим. Шундиқ қилип, мән дадамниң кәнҗә шагирти аталдим. У мениң уссулчи болуп йетилишимгә көп әҗир сиңдүрди.
Муәллиптин:
Турсунайниң аниси уссул маарипи билән шуғулланған, атиси болса, ШУАРдики мәшһур уссул пешивалириниң бири, төһпикар уссул иҗадийәтчиси, Турсунайға охшаш көплигән уссулчиларниң сөйүмлүк устази еди. Турсунай ата-анисиниң тәсиридә уссул сәнъитигә йүксәк дәриҗидә иштияқ бағлиди. Қизиниң сәнъәттики талантиға көз йәткүзгән ата-аниси 1978-жили Мәркизий Милләтләр институтиниң уссул факультетиға оқушқа әвәтти. 1982-жили уни әла баһалар билән пүтәргән Турсунай Мәркизий Милләтләр нахша-уссул өмигигә тәхсим қилинди. У мәркәздә яхши ишләватқан болсиму, көңли һаман ана жутида еди. У ахири 1987-жили ШУАР нахша-уссул өмигигә, йәни өз аилисигә қайтип кәлди. У алий оқуш орнида уссул техникисини өзләштүргән болса, өмәктә өз миллитиниң һиссиятини, гөзәл әхлақини, адимийлигини, урпи-адитини, гөзәллик қаришини үгәнди. Пешқәдәм устазларни һөрмәт қилип, кәсипдашлири билән инақ өтти һәм сәнъәткарда болушқа тегишлик есил пәзиләтләрни өзидә йетилдүрди. Шундақ болғачқа, у иҗра қилған һәрбир уссул әлниң көңлидин чиқти. Турсунай әйнә шундақ шәхсий һаятида мәмликәт ичи вә сиртидики сәһниләрдә зәпәр қучуп, нурғун төһпиләрни яратти. Қатнашқан байқаш-көрүкләрдә һәрқачан мукапатларға сазавәр болди. Шуңа у чәт әл гезит- журналлирида «Уссул ханиши», «Уссул илаһи», «Шәриқтики гөзәл қиз», «Чақниған юлтуз», «Тәңритағ қизи», «Азиядики әң мунәввәр артист», «Шәриқтики нурлуқ чолпан», «Тәңритеғиниң хан ләйлиси» дегән намлар билән тәрипләнди. Турсунай жуқуридики нәтиҗилири билән қилчиликму мәғрурланмиди. әксичә, кәмтарлиқ билән пешқәдәмләрни устаз тутуп, улардин көп нәрсиләрни үгәнди. Шуниң билән бүгүнки күнгә кәлгәндә толунайдәк һәрҗәһәттин толуп, өз җуласини әл қәлбигә йәткүзди. Ата-аниси избасариниң мундақ шан-шәрәп қучалайдиғанлиғиға чоңқур ишинәтти. Турсунай уссул пәрванисидин уссул ханишиғичә өзини уссул сәнъитигә беғишлиди, тохтимай издәнди. Қисқиси, һәқиқий вижданлиқ бир уссулчиға хас болған гөзәл әхлақни намайән қилди. Өзиниң немә үчүн вә ким үчүн уссул ойнаватқанлиғини чин мәнисидин сезип, чүшинип ойниди. Уйғур уссулиниң әҗайип техникисини дунияға тонутуп, өзигә, хәлқигә өлмәс шан- шәрәпләрни кәлтүрди. — Сәһнидә ойниған дәсләпки уссулиңиз ядиңиздиму? — Ядимда. Сәһнидә дәсләп дадам иҗат қилған «Гүл ишқи» уссулини иҗра қилғандим. — Уссулчи сәһнидә өзини қандақ тутуши керәк? — Дадам рәмити һәрдайим «Һәрқандақ артист алди билән адәм болушни үгиниши керәк, һәрқандақ вақитта өзини тизгинләшни билиши лазим. Әйнә шу чағдила яхши сәнъәткар болалайсән», дәйдиған. Шәхсән мән дадамниң ушбу мәслиһитигә та мошу күнгичә әмәл қилип келиватимән. Сәһнә – муқәддәс, демәк, шуниңға лайиқ өзәңни тутушни билмисәң, сени күзитип келиватқан хәлқиң билән мухлислириңниң ишәнчисигә еришәлмәйсән. — Сиз уссулчиниң мәсъулийитини немидин ибарәт дәп билисиз? — Мениң қаришимчә, миллитиңниң мәдәнийити билән урпи-адитини уссулчиниң ойниған уссули арқилиқ башқилар билиши керәк. Кийгән кийими, тәққи-турқи вә ойниған уссулиға қарап миллитиниң қандақ екәнлигини тонуйду. Бир мисал. 1997-жили гастрольлуқ сәпәр билән Кубаға барғинимда, чоң бир уссул пешиваси «Сизниң иҗра қилған уссулиңиздин, учиңизға кийгән кийимиңиздин, миллитиңизниң нәқәдәр илғар, мәдәнийитиниң интайин йүксәк екәнлигини билдим» дегән гәпни қилди. Тәсирләнгәнлигимдин, жиғлавәттим. — Пат-пат гастрольға чиқип турамсиз? Гастрольға көп чиқтим. Әнди Алмутиға болса 18-қетим келишим. Муәллиптин: 1997-жили 5-август күни Куба Хәлиқ Җумһурийитиниң пайтәхти Гавана шәһиридә 14-новәтлик хәлиқара яшлар фестивали өткүзүлди. Униңда Турсунайниң орунлишида атақлиқ балетмейстр Күрәш Рәҗәпниң «Тәңритағ қизи» намлиқ уссули таллавелинди. Бәхиткә қарши, сәпәргә атлиниш һарписида Турсунайниң аниси йоруқ дуния билән видалашти. У ғәмгүзариниң йәттә нәзирини өткүзүпла сәнъәтсөйәр хәлқимизниң үмүтини елип, фестивальға қатнишиш үчүн Кубаға қарап йолға чиқти. Дунияниң һәрқайси әллиридин кәлгән сәнъәткарлар өз маһаритини көрситишкә башлиди. Қара чачлиқлар, сериқ чачлиқлар, қара тәнликләр билән ақтәнликләр новәт билән сәһнигә чиқти. Новәт уйғур уссулчисиға кәлди. Турсунайға мәрһум ата-аниси, җаниҗан хәлқи «Ғәйрәт қил!» дәватқандәк туюлатти. Хәлиқара бу чоң сәһнидә Тәңритағ қизи Турсунай, худди булут кәйнидин ай чиққандәк, уйғур хәлқиниң гөзәллик пәлсәпәсини, нәпис-гөзәл уссули арқилиқ пүтүн дуния хәлқигә йәткүзүп бәрди. Зал ичи тәврәп, кишиләр қәлби ләрзигә кәлди. Шу чағда Турсунайниң көзлиридин иссиқ яшлири униң мәңзигә сирилип чүшти. Ахири риясәтчи «Әң алий мукапат — уссул Алтун мукапитиға Турсунай Ибраһимҗан еришти, дәп елан қилди. Мана ушбу төһпиләр Турсунайниң чәт әлләрдә болған гастрольлуқ сәпәрләрдә қол йәткүзгән утуқ-муваппәқийәтлириниң ичидики бири, халас». — Қазақстанлиқ уйғур уссулчилири билән мунасивитиңиз қандақ? — Уйғур театриниң уссулчилири билән болған алақимиз яхши. Улар ШУАРға, биз бу яққа кәлгәндә дайим тәҗрибә алмаштуруп туримиз. Келәчәктиму мунасивәтлиримиз техиму қоюқлишиду дәп ойлаймән. — Кимни устаз тутисиз? — Ата-анам — мениң дәсләпки устазлирим. Әнди Зәйнәп Сидиқ, Мәһәммәт Давут, Мәрийәм Насир, Хеличәм Сидиқ, Рәйһан Аблиз, Аблимит Тохти, Өмәр Сәйдулла, Сулайман Рози, Күрәш Рәҗәп кәби даңлиқ сәнъәткарлар маңа йеқиндин яр-йөләк болди. Мән улардин бир өмүр миннәтдармән. — Шагиртлириңиз көпму? — Өмәктә паалийәт елип бериватқан 20 уссулчиға устазлиқ қилимән. Әнди уларниң арисида сиңлимниң қизи — җийәним Нилуфәр Тайир мениң беваситә шагиртим. Уни көргәнләрниң һәммиси «Нилуфәр сениң яш вақтиңни әслитиду, қуюп қойған өзәң» дейишиду. — Аилидә ана ретидә ролиңиз қандақ? —Мән өзәмни аилидә ата-анамниң тәрбийиси астида һәқиқий инсаний хисләтләрни йетилдүргән пәзиләтлик аял, меһриван ана дәп һесаплаймән. Оғлумни яхши тәрбийилидим. У һазир Америкида оқуйду. Әнди йолдишим Иминҗан Шинҗаң сәнъәт өмигиниң уссулчиси. Әр-аял иккимиз өзимизни бәхитлик һис қилимиз. Муәллиптин: Буниңдин бирнәччә жил муқәддәм Турсунайниң сиңлиси Маһинур туюқсиз ақ қан данчилири кесилигә гириптар болуп қалиду һәм җилик алмаштурушиға тоғра келиду. Турсунай қилчилик иккиләнмәй, қериндишиға өз җилигини тәғдим қилмақчи болиду. Лекин Маһинур «Яқ, ача, сән болсаң кәспий уссулчи, кейин уссул ойнишиңға тәсир йәтсә, мән виждан азавини тартип қалимән» дәйду. Лекин Турсунай «Җеним сиңлим, сениң һаятиң — мениң һаятим. Сәнсиз уссул ойнишим мүмкинму?» дәйдудә, җилигини сиңлисиға тәғдим қилиду. Һаятиниң ховуп үстидә турғанлиғиға қорқмай, җилигини қериндишиға бериштәк меһриванлиқни, мәрданилиқни Турсунай қилалиди. Меһир-муһәббәт үчүн өзи сөйгән кәсипниму, җениниму доға тикти. — Турсунай сәһнидә нахша ейтишни халаттиңизму? — Әлвәттә, халаймән. Тонулған нахшичи Сәнәвәр Турсун охшаш сәһнидә нахша ейтқум бар, бирақ авазим йоқ. Мени чоң сөзлиди дәп ойлап қалмаң, мән өзәмни пәқәт уссул үчүнла туғулғанмекин, дәп һис қилимән. Шуңлашқиму уссулумни сәһнидә ейталмиған нахшамниң ипадиси десәмму болиду. — Йеңи жилда қазақстанлиқ уйғурларға қандақ тилигиңиз бар? — Һәммисигә хатирҗәмлик, амәт тиләймән. Бүгүн қазақстанлиқ қериндашлирим билән көрүшүп, улар билән дәқәмдә олтирип, сөһбәтлишиш бәхтигә муйәссәр болуватқанлиғим үчүн өзәмни бәхитлик һесаплаймән. Пурсәттин пайдилинип, мошундақ дидарлишишқа мүмкинчилик яратқан инсанларға тәшәккүр изһар қилғум келиду. Бир-биримизгә болған ишәнчимизни йоқатмайли, қериндашлар. — Сизгә һаятта һәм сәһнидә бәхит, амәт вә утуқ тиләймиз. Шәмшидин АЮПОВ. Бәхтишат СОПИЕВ чүшәргән сүрәт. |















