Open login

Поиск Песни или Исполнителя на сайте PARVAZ.KZ

Главная Новости Яхшилиқ қилалмисақму,яманлиққа бармайли
Яхшилиқ қилалмисақму,яманлиққа бармайли
21.12.2014 21:18   

«Уйғур авази» гезити 20 декабрь 2014 ж.

Пикирдин туғулған пикир/ «Биз, һәрхил гәпләрни тоқушқа бәк уста болуп кәттуқ, шуңлашқа бәзидә һәқ-наһәқни, яхши-яманни илға қилалмай қалимиз».

(ШУАРлиқ тонулған сәнъәткар Абдулла Абдуреһимниң  Алмутидики Җумһурийәт сарийида өткән йәккә концертида ейтқан пикри).Һәқиқәтәнму һазир биз һәқ-наһәқни пәриқ қилмай турупла, һәрхил сәп-сата гәпләрни тоқушқа майил болуп кәттуқ. Униңға мисаллар йетәрлик. Мән бүгүн пәқәт өзәм беваситә аңлиған гәпләр тоғрилиқ тохтилип өтмәкчимән.

Мәлумки, мошу жилниң октябрь ейида җәнубий пайтәхттики Җумһурийәт сарийида Алмута шәһәрлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң  қурулғининиң 25 жиллиғиға даир Шинҗаң сәнъәт юрти «Муқам» ансамблиниң концерт программиси көрситилди. Ушбу мәйрәмгә беғишланған мәйрәмни уюштурушниң тәшәббускари Алмута шәһәрлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси Абдуллам Һошуров болғанлиғини һәммимиз яхши билимиз. Амма көпчилигимиз тарихий вәтинимиздин қәдәм тәшрип қилған сәнъәткарлиримизниң ушбу концертиға бериштин баш тартип, һәрхил әпқачти гәп-сөзләрни тоқуп чиқардуқ. У азлиқ қилғандәк, җамаәтчилик арисида «Әслидә, бу концерт һәқсиз көрсителәттекән, амма мәдәнийәт мәркизиниң бир топ әзалири пайда көрүш үчүн билет сетип, чүшкән пулни өзара бөлүшүваптәк», дегән гәп-сөзләр пур кәтти. Кимду- бирлири тәрипидин тоқуп чиқирилған ушбу елип-қачти гәпләрни бәзиләр униң теги-тәтигә йәтмәйла, һәқ-наһәқлигини билмәйла, уни техиму көптиришкә тиришти. Ечинарлиғи, мәзкүр концерт программисини уюштуруш тәшәббускарлириға һисдашлиқ билдүрүш бу яқта турсун, әксичә, уларниң абройиға дәхил йәткүзидиған һәрхил ойдурма гәпләрни тоқуп чиқардуқ. Һәтта, концерт болуштин бир һәптә илгири «Концертқа бармас керәк, билет елишниң һаҗити йоқ», дәп тәтүр тәшвиқат тарқатқанларму болди. Бирақ һечқайсимиз ушбу концерт программисини уюштуруш җәриянида мәдәнийәт мәркизиниң әзалири билән җәмийәтлик ишлар активистлириниң сәнъәткарлиримизни күтүвелишидин башлап, та аэропортқичә узитип қоюшқичә бәҗиргән миннәтсиз меһнити билән каримиз болмиди. У тоғрилиқ бир еғиз яхши гәп қилғинимиз йоқ. Чүшәнсәк, буму зор әмгәкни тәләп қилидиған иш. Һә, биз болсақ, уларни қоллап-қувәтләшниң орниға, паалийитигә путликашаң болуп, һәсәт уруғини чачтуқ. Һәммидин ечинарлиғи, мошундақ  әпқачти гәпләр мошу жилниң  ноябрь ейида үч күн уда «Шинжаң юлтузлири» концертлиқ программиси көрситилгәндиму йәнә тәкрарланди. Мәлумки, йәттә сәнъәт юлтузиниң беши қошулған ушбу концерт наһайити жуқури дәриҗидә өтти.  Әлвәттә, бу концертни уюштуруш тәшәббускари болған ҖУЭМ әзалириниң тинимсиз меһнәт-әҗриниң мевиси. Амма, башта қәйт қилғинимиздәк, бәзиләр концертниң көңүлдикидәк уюштурулуп, униң көпчиликкә арамбәхш һәдийә қилғанлиғи тоғрилиқ гәп қилмай, әксичә, шу күни минбәргә көтирилип, сәнъәткарлиримиз билән миллий сәнъитимизни улуқлиған тамашибинларға қарита өзлириниң  миннәтдарлиғини билдүрүп, қәлб сөзлирини изһар қилған натиқларниң  сөзлиридин хусур тепип, булуң-булуңда  «кус-кус», «кот-кот» қилип, ғиңшип һармидуқ. Әқилгә сиғмайдиған  йоқилаң  ғевәт параңларни тоқуп чиқиришқа интилдуқ. Мундақ гәпләр бәзи тимақ ичидин кир издәйдиған  көрәлмәсләргә  майдәк яқти. Улар бу гәпләрни йәниму көптирип, һәқ- наһәқни пәриқ қилалмай, арисалда жүргәнләрни техиму қаймуқтурушқа башлиди.

 

 

Ейтмасқа болмайдиған йәнә бир мәсилә, мабада бирәр мәһкимә яки идаригә өзимизниң арисидин чиққан бири рәһбәрликкә тайинланса, уни қоллап-қувәтләшниң, мәслиһәтлишип ишләшниң һәм моҗут камчилиқларни бирлишип йоқ қилишниң орниға, әксичә, биз «У тайлиқ әву акисиниң арқисида бу хизмәткә олтарди. У бу йәрдә узақ олтармайду, көп болса, бир-икки жил ишләр», дәп  уни яманлашқа башлаймиз. Әгәр у бу хизмәттә бизниң ойлиғинимиздин узағирақ олтирип кәтсә, биз йәнә җугимизни тәтир кийип, «Бу һәҗәп узақ олтирип кәтти десәк, у әвуниң йеқин адими екән, шуниңға қариғанда у униң гекитигини хелә убдан майлиғанға охшайду» дәп, сөз тоқуймиз. Йәнә бир һәйран қаларлиқ нәрсә, мабада бирәр сәнәгә мунасивәтлик бир-икки уйғурға нам-атақ берилип қалса, хошал болушниң орниға «Улар немә иш пүтәргинигә атақ алғидәк?!» дәп тәәҗҗүплинимиз. Әгәр атақ-нам берилгәнләр тизимида миллитимиз вәкиллири болмиса, «Уйғурлардин бирәсигә берип қойса, немә болатти, биздиму униңға лайиқ кишиләр барғу!» дәп кимләрниду кайип кетимиз. Бу жуқумлуқ  кесәлни  нәдинму  жуқтурувалғандимиз?! Арам бәрмәйдиған соал. Бу зади неминиң аламити? Бир сөз билән ейтсақ, буни әқлий сәвийәмизниң төвәнлиги дәп чүшинишкә болиду. Һәрбиримизниң садақәтсизлиги вә, әлвәттә, бир-биримизни қәдирләшни билмәслигини, яхшилиқни көрәлмәйдиғанлиғимизни билдүриду. «Надан милләт өзлириниң бешида өзара яңақ чеқишип, меғизини башқиларға бериду» демәкчи, һеч болмиғанда, сахтилиқтин, питнә-пасаттин хали болушимиз керәкқу, ахир. Әслидә, билсәк,  ғевәт, питнә-пасат аҗизлиқниң ипадиси. Демәк, яхшилиқ қилиш қолумиздин кәлмисиму, бир-биримизгә яманлиқ қилмайли.

Хулләс, бүгүн биз жуқурида кәлтүрүп өткән илләтләрдин еңимизни  бирәтола тазилап, «уюшқақ уйғур» исмини мунасип лаяқити, сап вә пак һалити билән әвлатларға өткүзүп беришимиз керәк. Шундақ екән, бүгүн биз әһмийәтсиз, миллий тәрәққиятимизға путликашаң болидиған йоқилаң ойдурма,  сәп-сата  гәпләргә салҗидәк чаплишивалмай, әвлат тәғдири һәққидә көпирәк баш қатуруп қойсақ, артуқ болмас. Әпсус, инсанни тоғра йолға башлимақ, нәқәдәр мүшкүл десиңизчу!..

Нами дунияға мәшһур қедимий уйғур хәлқиниң шәнигә дағ кәлтүрмәйли, қериндашлар!

Шәмшидин АЮПОВ

http://uyguravazi.kz/?p=16334

 
Интересный материал? Поделись с другими:

Последние новости

Самое популярное