| Көзләрни нәмлигән дәқиқиләр. | |
|
|
«Уйғур авази» гезити, 11 август 2016 ж.
Йеқинда Қ.Ғоҗамияров намидики җумһурийәтлик дөләт Уйғур музыкилиқ комедия театрида талантлиқ нахшичи, композитор, мәрһум Һакимҗан Тохтахуновниң хатирисигә беғишланған хәйрихаһлиқ концерт болуп өтти. «Пәрваз» уйғур иҗрачилар бирләшмиси тәрипидин уюштурулған мәзкүр концертни Уйғур театри, җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи, «Шавкәт шоу» театр студияси, «Artur productіon» продюсерлиқ мәркизи, «Инайәт» ассоциацияси, «Бирлик» җәмийәтлик фонди «doppalіfe.com» яшлар интернет портали қоллап-қувәтлиди, Концертта Һакимҗан Тохтахунов билән биллә ишлигән вә йеқиндин арилашқан онлиған сәнъәткарлар вә «Дияр», «Тарим», «Дилдар» топлири, «VAY TANG» дуэти, «Ләңмән.com» КВН командиси вә «Рухсарә», «Тюрк Аз» вә «Наргиз» уссул ансамбльлири өз һүнәрлирини намайиш қилди. Кәч давамида Һакимҗан Тохтахуновниң иҗадийитигә мунасивәтлик чүширилгән һөҗҗәтлик фильмлар көрситилип, нахшилар орунланди. Бирдин шуни ейтиш керәкки, сәнъәткарлиримизниң бу хәйрихаһлиқ иши жирақ-йеқиндин кәлгән меһманларға вә тамашибинларға унтулмас дәқиқиләрни һәдийә қилди. Ахирида сәһнигә көтирилгән «Шавкәт шоу» театр студиясиниң мудири Шавкәт Нәзәров билән Һакимҗан Тохтахуновниң рәпиқиси Мубарәк һәдә уюштурғучиларға рәхмәт ейтип, аилиси намидин чоң миннәтдарлиқ билдүрди. Молутҗан ТОХТАХУНОВ |















