Open login

Поиск Песни или Исполнителя на сайте PARVAZ.KZ

Главная Новости «Меһриван бол —2».
«Меһриван бол —2».
06.05.2016 20:46   

«Уйғур авази» гезити, 5 май 2016 ж.

 

1-май – Қазақстан Хəлиқлириниң бирлиги күни Алмутидики Мəдəнийəт вə дəм елиш мəркизий паркида «Меһриван бол —2» намлиқ иккинчи қетимлиқ хəйрихаһлиқ акцияси болуп өтти. Мəзкүр чарə-тəдбир «Ақ жол М» җəмийəтлик фонди вə Алмутидики Мəркизий мечит йенидики «Ихлас» җəмийəтлик бирлəшмилириниң уюштурушида болуп, акцияниң мəхсити концерт вə йəрмəңкидə чүшкəн мəблəғни толуғибилəн мүмкинчилиги чəклəнгəн балиларға ианə қилиштин ибарəт болди. Акцияни «Ақ жол М» җəмийəтлик фондиниң мудири Рошəнгүл Тохтахунова, «Ихлас» бирлəшмиси вə уюштурғучи Эля Əлиевалар асасий уюштурғучилардин болуп, уларни шундақла елимиздики ондин ошуқ җəмийəтлик тəшкилатлар қоллап-қувəтлиди. Шулар қатарида «Пəрваз» уйғур иҗрачилар бирлəшмисиниң сəнъəткарлириму қатнашти. Равшан Тохтахунов, Нариман Һаширов, Ихтияр Рəҗəпов, Сəйярə Сетəкова, Баһардин Батуров, Зульяр Сабиров, Сухраб Қурбанов, Рустəм Тохтахунов, Расул Тиливалдиев,«Хумар» топи, «Таҗиниса», «Уссулчи ғунчилар», «Рухсарə», «Fіesta», «Ирадə», «Тумарис», «Баһар» қатарлиқ һəрхил яштики яшлиримиз тəрипидин қурулған«Пəрваз» бирлəшмилириниң əзаси болған нахшичилар вə уссулчи топлар өз талантлирини намайиш қилди. «Пəрваз» уйғур иҗрачилар бирлəшмисиниң иҗраий рəиси Райимҗан Һəмраев мəзкүр чарə-тəдбиргə қатнишишқа тəклип қилғанда, сəнъəткарлиримиз һеч иккилəнмəй қатнишишқа өз разилиғини бəргəнлигини һаяҗан илкидə ейтип, уларға миннəтдарлиқ билдүрди. Шундақ қилип, Мəркизий паркта үч саат давамида уйғур нахша-саз уссуллиридин бəһир алған тамашибинларға сəнъəткарлиримиз һəқиқəтəнму мəйрəмлик кəйпият беғишлиди.

Молутҗан ТОХТАХУНОВ

 
Интересный материал? Поделись с другими:

Последние новости

Самое популярное