Open login

Поиск Песни или Исполнителя на сайте PARVAZ.KZ

Главная Новости Сәһнидә — «Сәргәрдан».
Сәһнидә — «Сәргәрдан».
20.12.2015 03:13   

«Уйғур авази» 15 декабрь, 2015 жил

Атақлиқ язғучи Турған Тохтәмовниң һаятиниң ахирқи дәмлиригичә «Сәргәрдан» намлиқ романи үстидә ишлигәнлигини яхши билимиз.  Язғучиниң бу әсәридә әллигинчи жилларниң ахири, атмишиничи жилларниң бешида тәғдир тәқәзаси билән тарихий Вәтинимиздин сабиқ Кеңәшләр Иттипақиға көчүп чиқиш пәйтидә хәлқимизниң тартқан җапа-мәшәқәтлири  баян қилиниду.  Миллитини чин қәлбидин сөйгән Турған ака бу әсәр үстидә узақ жиллар ойлинип, көз йешини сия қилип язған екән. Мәзкүр романға чекит қоюлған күндин кейин көп өтмәй язғучиниң «хәлқим» дәп соққан жүриги мәңгүгә тохтайду. У вапатидин бирнәччә күн илгири актер вә режиссер Муһит Һезимовни өйигә чақирип, униңдин «Сәргәрданни» сәһниләштүрүшни илтимас қилған екән. Уйғур театриниң сәһнисидә пландин сирт сәһниләштүрүлгән бу спектакльни сәһнигә елип чиқишқа язғучиниң йеқин дости, сахавәтлик инсан Гэрс Исламов маддий җәһәттин ярдәм көрситиду. Театрниң шу вақиттики мудири Савутҗан Сонуровму бу алийҗанап ишни қоллап-қувәтләйду. Спектакль премьериси Турған Тохтәмовниң туғулғининиң 75 жиллиғиға тоғра кәлди.

Язғучиниң тәвәллудиға беғишланған хатирә кәчни Уйғур театриниң хадими Гүлбаһар Насирова ечип, мәрһумниң қисқичә өмүрбаянини тамашибинларға сөзләп бәрди. Шуниңдин кейин Қазақстан Язғучилар иттипақи йенидики Уйғур әдәбияти кеңишиниң рәиси Әхмәтҗан Һашири билән шаир Тельман Нурахунов сәһнигә көтирилип, язғучи һәққидә өзлириниң хатирилири билән ортақлашти. Шундақла униң рәпиқиси Рисаләт һәдигә һөрмәт билдүрүп, чапан кийгүзди. Андин тамашибинлар диққитигә көптин күткән спектакль һавалә қилинди.

Бир саат жигирмә минут давам қилған спектакльда өткән әсирниң атмишинчи жиллири хәлқимизниң чегариниң у тәрипидә, униңдин өткәндә вә бу тәрипидә тартқан азап-оқубәтлири намайиш қилинди. Сөзсиз, у күни залда олтарғанларниң арисида  мошу вақиәләрниң шаһидлири, уларниң пәрзәнтлири бар еди. Шуңлашқа спектакль пүткичә тамашибинларниң көпчилиги жиғлап олтарди. Вәтән, муһәббәт һәққидики нахшиларму жүрәкләрни тәврәтмәй қалмиди.

Спектакль түгигәндин кейин сәһнигә көтирилгән язғучиниң йеқин дости, медицина пәнлириниң доктори, академик Турған СОПИЕВ бүгүнки әсәр һәққидә өз ләвзини төвәндикичә изһар қилди.

— Хәлқимизниң жүригидә қалғидәк әсәрләрни яратқан язғучи «Сәргәрдан» үстидә көп әмгәк қилди. Биринчи новәттә, мошундақ әсәр яратқан ағинәмгә, иккинчидин, әйнә шу әсәрни сәһнигә елип чиққан режиссер Муһит Һезимовқа, театр актерлириға өзәмниң сәмимий миннәтдарлиғимни изһар қилимән.

— Ахирқи вақитларда сәһнигә чиқип бири-биримизни махташни яки биригә хошамәт қилип рәхмәт ейтишни әнъәнигә айландурувалдуқ, — дәп башлиди сөзини филология пәнлириниң доктори Алимҗан ТИЛИВАЛДИ. — Һазир биз көргән вақиә аччиқ һәқиқәт. Бешимиздин мошундақ еғир пәйтләрниң өткинини унтуғинимиз йоқ. Буни ейталмай буруқтум болуп жүргинимизму раст. Бизниң дәрдимизни театр актерлири сәһнигә жүръәт билән елип чиқти. Мениң уларға миннәтдарлиғим чәксиз.

— Турған ака һаят вақтида «Уйғур авази» гезитида «Неманчала чирилдайсән боз торғай» намлиқ мақалә язған еди, — деди новәттки натиқ — «Атамура» нәшрияти Уйғур редакциясиниң башлиғи Малик МӘҺӘМДИНОВ. — Бу мақалә көрнәклик алим, мәрһум Ғоҗәхмәт Сәдвақасовниң рәпиқиси Омақ һәдә тоғрилиқ еди. Омақ һәдә йолдишиниң вапатидин униң әмгәклирини топлап, уларни нәшир қиливақан бирдин-бир уйғур аяли. Мошуни  язғучи тәвринип язған еди. Мениң буни ейтиватқиним, Турған акиниң аяли Рисаләт һәдиму язғучиниң ишини давам қиливатиду. Бүгүн биз шуниң бир көрүнүшиниң гувачиси болдуқ. Рисаләт һәдәмгә рәхмәт.

Ахирида сәһнигә көтирилгән Турған Тохтәмовниң оғли Пәрһат Тохтәмов атисиниң роһини хуш қилған барлиқ инсанларға Тохтәмовлар аилиси намидин миннәтдарлиғини изһар қилди.

Бәхтишат СОПИЕВ.

http://uyguravazi.kazgazeta.kz/?p=21593#more-21593

 
Интересный материал? Поделись с другими:

Последние новости

Самое популярное