Open login
Главная Новости Мухлислирини мәптун қилған Муштәри!
Мухлислирини мәптун қилған Муштәри!
14.08.2015 19:09   

«Уйғур авази» гезити, 13 август 2015 ж.

Үч йешидин башлап нахша ейтишқа башлиған Муштәри Исламовани һазир билмәйдиған уйғур йоқ болса керәк. У йәнә келип бәзи нахшичилар охшаш, «фонограмма» билән хәқни алдап жүргәнләрдин әмәс,бәлки иҗра қилиш асан болмиған хәлиқ нахшилирини, муқам муққәдимилирини бабиға йәткүзүп орунлайдиған яш талант егисидур. Бу күнләрдә у атиси вә устази, тонулған сәнъәткар Абләһәт Исламовниң һәртәрәплимә яр-йөләк болуши түпәйли йүзлигән тамашибинларниң сөйүмлүк нахшичисиға айланди.Өткән жил Исламовлар аилиси үчүн көплигән җапа-мәшәқәтләргә һәм хошаллиқ кәйпиятларға толуп-ташқан жил болди. Яшлиримизниң бир аз хәвири бар болуши мүмкин, амма чоңлиримиз анчә билип кәтмәйду, буниңдин бир жил илгири, Шинҗаң Уйғур Автоном Районида «Ипәк йоли садаси» намлиқ нахша мусабиқисиниң дәсләпки мәвсүми башланған еди. Әйнә шу алаһидә аммибаплиққа айланған мусабиқиға иштирак қилип, өз талантини синиған һәм шундақла униң дәсләпки басқучидин утуқлуқ өткән Муштәри Исламова тоғрисида биз учур язған едуқ. Йеқинда нахшичи конкурсниң бәшинчи басқучиға қәдәр көтирилип, алаһидә Пәхрий гуванамә билән тәғдирлинип қайтти. Бу қетим биз, униң әйнә шу бәш басқучни қандақ бесип өткәнлигигә тәпсилий тохталмақчимиз.

Конкурсқа қатнишиш тәкливи Муштәригә сәнъәткар һәм тиҗарәтчи Шатлиқ Худайқулов арқилиқ йәтти. Бу жигитниң вә башқиму сахавәтлик инсанларниң яш нахшичини қоллап-қувәтлигәнлиги һәққидә сәл кейинирәк тохтилимиз. Шундақ қилип, нахша-сазни убданла дост тутқан Исламовлар аилиси конкурсқа тәйярлиқ ишлирини башлавәтти. Нахша ейтиш қениға сиңгән Муштәри әндишә қилмиған билән, ата-анисини бу сәпәрниң мәбләғ мәсилиси қаттиқ ойландурди. Дәсләпки басқучниң хираҗитини «Пәрваз» иҗрачилар бирләшмиси әтрапида паалийәт елип бериватқан иҗрачилар «бир яқидин баш – бир йәңдин қол чиқирип», уларниң еғирини йеник қилди. Өз новитидә нахшичиму әлниң еқидисини ақлап, биринчи қәдимини оңушлуқ ташлиди.

Иккинчи басқуч. Униңға Муштәри һазир Түркийәниң барлиқ радио каналлирида дегидәк турақлиқ қоюлуватқан «Дуния»намлиқ нахшиси билән мусабиқиға чүшти. Әслидә бу нахшини Абләһәт ака мәхсус қизиға атап йезип, Муштәри нахшини төрт яш пәйтидә ижра қилғанда, дадиси униңға «Қизим, келәчәктә бу нахша сизниң паспортиңиз болиду» дегән екән. Әмәлиятта һәқиқәтәнму бу нахша көрүк йәкүнидә қазилар вә тиңшиғучилар тәрипидин «Ипәк йоли садаси» мусабиқисида иҗра қилинған әң чоңқур тәсират қалдурған нахша сүпитидә тәкитләнди.

Үчинчи басқуч. Униңда Муштәри устази Махмут Сулайманниң ижадидин «Билмәптимән» намлиқ нахшисини иҗра қилди. Бу басқучниңму өзигә чушлуқ тарихи бар. Уюштурғучилар билән вақтида алақилишалмаслиқ, йүз бәргән азду-тола келишмәсликләрни нәзәргә алмиғанда, Муштәри қизимиз бу қетимму мувапәқийәт қазинип, һәқиқәтәнму сәнъәткарлар әвладидин екәнлигини толуқ испатлиди.

Төртинчи басқуч. Конкурс қаидиси бойичә бу басқучта қатнашқучилар дуэт сүпитидә өз талантини намайиш қилиш керәк еди. Бу җәһәттин уларниң бешиға күтүлмигән йәнә бир «мәсилә» туғулди. Муштәри Қазақстандин қатнишиватқан ялғуз иҗрачи болғачқа униң билән нахша ейтқидәк қазақстанлиқ җүпи йоқ еди. Ахири, шу тәрәпниң йәни чөчәклик Бәхтияр исимлиқ жигит билән бирликтә сәһнигә чиқиш қарар қилинди һәм Бәхтияр тәвсийә қилған қазақчә «Сағындым» намлиқ нахша таллавелинди. Әнди уларниң бу басқучқа тәйярлиқ қилиши үчүн бари-йоқи бир күн қалғачқа, утуққа дегән үмүт тамамән жирақлашқандәк қилди. Лекин, кәспий сәнъәткар Абләһәт Исламов нахша ейтиш мәхпийликлирини яхши билгәчкә, вәзийәтниң кәскинлигини нәзәрдә тутуп, улар билән җиддий мәшиқ қилғачқа, Бәхтияр билән Муштәри нахшини күтүлгәндин нәччә һәссә чирайлиқ вә жуқури дәриҗидә иҗра қилип, тамашибинларниң алқишиға еришти. Йәнә бир басқучқа болса Муштәри талланди.

Бәшинчи басқуч. Бу басқучта 350 адәмдин қалған 16 нәпәр маһир күч синишидиған болди. Уларниң ичидә бизниң қәһриманимизму бар еди, әлвәттә. Буму чоң утуқ. Лекин беқиндуридиған пәллигә бираз бар. Униңда икки нахша ейтилиши шәрт. Жиғлап-қахшап топланған тәҗрибә өз мевисини бәргәндәк. Муштәри һеч һодуқмай, пәқәт өзигила хас зилва авази билән өзбәкчә ««Фәләк» намлиқ нахшини жуқури кәспий дәриҗидә орунлап чиқти. Нахшини тиңшиған тамашибинлар үчүн Муштәри Исламова қол йәтмәс юлтузға айланди. Тәрәп-тәрәптин қол тамғисини сораватқан мухлислар сани көпәйди. Һәтта уларға арам бәрмигән әхбарат васитилири вәкиллиридин жирағирақ жүрүшкә тоғра кәлди. Үрүмчидәк чоң шәһәрдә мошундақ

утуқ қазиниш һәркимниң қолидин келивәрмисә керәк. Буниң һәммиси җапалиқ әмгәк билән уйқисиз түнләрниң мевиси, әлвәттә.

Узун вақитлиқ еғир синақниң йәкүнини чиқиридиған, йәни көпчиликни һәләйкүмгә салидиған дәқиқиләр йеқинлашмақта. Һәмминиң диққити қазиларда. Улар бу басқучта Муштәрини яки Заир Шах исимлиқ жигитни таллавелиши керәк. Мана йәкүнлүк сөзму ейтилди. Дадисиниң: «Қизим, бу дегән мусабиқә униңда бири талланса, бири чоқум шаллиниду. Бу болуп туридиған ишлар. Мабада йеңилип қалсиңиз, задила көңлиңизгә елип кәтмәң» дегәнлири қулиғида болсиму, елан қилғучиниң бир еғиз сөзидин кейин униң көзлиридин яш тамчилири төкүлүшкә башлиди. Шундақ қилип, ахирқи һесапта Заир Шах мусабиқә ғалиби аталди.

Дәсләптә 2000ға йеқин қатнишиш нийитини билдүргәнләр арисида он алтә күчлүкниң қатаридин көрүнгән Муштәри үчүн бу ахирқи басқуч болди. Униң мәзкүр мусабиқиниң мошу пәллисигичә көтирилгәнлиги билән тәбрикләш мәхситидә сәнъәт программисиниң асасчиси шаир Мухтәр һаҗим Буғра сәһнигә көтирилип, өз пәрзәндини сәнъәт дуниясиға башлиған Абләһәт Исламовқа миннәтдарлиғини билдүрди. Һә, яш нахшичиға алаһидә Шәрәпнамә билән хатирә соғилирини тапшурди. Бу әлвәттә, қазақстанлиқ уйғурлар үчүн чоң утуқ.

Әнди имканийәттин пайдилинип, Муштәриниң ушбу мусабиқиға қатнишишиға ярдәм қолини сунған «Пәрваз» иҗрачилар бирләшмисигә, шәхсән Райим Һәмраевқа, Сәһәрдин Йүсүповқа, Ихтияр Рәҗәповқа, Мәрәмсахан, Бибинурға сәһнә кийимлири билән тәминлигән Зоһра Тохтахунова билән Ниязбүви Әхмәтоваға, асасий хираҗәтни өз һөддисигә алған миллий сәнъитимизниң җанкөйәри сәнъәткар вә тиҗарәтчи Шатлиқ Худайқуловқа Абләһәт, Сумбат вә Муштәриниң ейтар миннәтдарлиғи чәксиз. Мана мошундақ әзимәтлиримизниң халис ярдими түпәйли, Муштәридәк нахшичилиримиз мусабиқиларға қатнишиш, шундақла чоң сәһниләрдә өзиниң һүнирини намайиш қилиш пурситигә егә болуватиду. Қолида бар ака-һәдиләр миллийлигимизгә мунасивити бар һәрқандақ ишқа имканийитиниң яр беришичә, қол учини сунуп турса, әлвәттә, хәлқимиз арисидин даңлиқ сәнъәткарларниң, алимларниң вә башқиму саһа егилириниң йетилип чиқиши шүбһисиз.

Мәйли, Муштәри Исламова ғалип чиқмисиму, сәнъәткарға һәққаний баһа бәргүчи тамашибин. Униң испати Абләһәт ака билән Муштәрини нәқ мәйданда тамашибин орунлиридин туруп, узақ гүлдүрлигән чаваклар астида жуқури һөрмәт көрситип, залдин узитип қойғанлиғи Муштәригә берилгән әң алий баһа десәк,

мубалиғә болмас.

Мәшүр САСИҚОВ. http://uyguravazi.kazgazeta.kz/?p=19801

 
Интересный материал? Поделись с другими: