| Т Ә Б Р И К Л Ә Й М И З | |
|
|
Т Ә Б Р И К Л Ә Й М И З
Бүгүн «Пәрваз» уйғур ижрачилар бирләшмисидә чоң хошаллиқ. У болсиму пәқәт Қазақстан уйғур эстарада сәнъитидила әмәс бәлки Жумһурийәт дәрижисидә аброй инавәткә егә болған таланлиқ композитор, нахшичи «Дәрвишләр» топиниң солисти Дилмурат Баһаровниң туғулған күни. Шу мунасивәт билән биз барлиқ мәтин язғучи шаир, нахшичи вә композитор уссулчи вә коллективлар чақчақчи вә риясәтчиләр бир сөз билән ейтқанда «Пәрваз» бирләшмиси кәсипдишимизни бу шанлиқ вә хошаллиқ күни билән чин қәлбимиздин тәбрикләймиз. Бүгүнки таңда уйғур эстрада сәнъитини егиз чоққилардин көрситип бебаһа байлиғимиз болған сәнъитимизгә зор төһпә қошуп келиватқан сиздәк оғланимизниң бүгүнки яш эстрадида карван беши болуп келиватқанлиғиға биз чәксиз хошалмиз. Шундақ болудекән бизму өз нөвитидә сизгә сәпдаш болушқа тиришсақ, сизму әндила сәнъәт босиғиға қәдәм бесип кириватқан яш сәнъәткарларға ярдәм қолуңизни сунуватқиниңизни биз мәмнунлуқ билән тилға алимиз. Шуңа бу хошаллиқ күниңизгә бизму ортақ болуп сәнъәт үчүн қиливатқан әжриңиз үчүн биз улуқ Аллаһтин сизгә тән-саламәтлик , қайтмас ирадә вә узақ өмүр тиләймиз. Туғулған күниңиз мубарәк болсун кәсипдаш!!! «Пәрваз» уйғур ижрачилар бирләшмиси
|















