Яш талантлар. | |
|
«Уйғур авази» гезити 10 январь 2014 ж. Сәнъитимиз варислири. Алмута шәһиридики Мурат Һәмраев намидики 150-уйғур оттура мәктивиниң «Гүлдәстә» уссулчилар топи җумһурийәтлик «Ғумырдария» көрүгигә қатнишип, иккинчи орунға муйәссәр болди. Шундақла улар өткән жили «Талантларни издәймиз» көрүгидә 2-орунға, «Көктем мерекеси» көрүгидә 1-орунға еришип, диплом вә баһалиқ соғилар билән мукапатланған еди. Шуниму тәкитләш керәкки, әйнә шу көрүкләрниң йәкүни бойичә «Гүлдәстә» топиниң яш уссулчилири — 6-синип оқуғучиси Малика Һашимова билән 5-синип оқуғучиси Нигара Давутова лауреат аталди. Өз новитидә биз Саһинур Әлаева рәһбәрлигидики «Гүлдәстә» уссулчилар топиниң йәниму егиз чоққилардин көрүнүшигә тиләкдашлиқ билдүримиз. Гүлмира ТОХТАХУНОВА. Алмута шәһири СҮРӘТТӘ: «Гүлдәстә» уссулчилар топи. http://uyguravazi.kz/?p=11466#more-11466 |
Комментарии