Open login
Главная Новости Роза һейтиңлар мубарәк, қериндашлар!
Роза һейтиңлар мубарәк, қериндашлар!
24.05.2020 12:27   

 

Роза һейтиңлар мубарәк, қериндашлар!

Мана бир ай давамида хасийәтлик Роза- рамзан  ейиму аяқлишип, муқәддәс мәйрәм һесапланған Роза һейтиму йетип кәлди. Мусулманлиқ борчини ада қилип, роза тутуп, дилиға пүккән бар арзу-арманлирини, истәк-хаһишлирини билдүргән қериндашлиримизға, излигән арзу-арманлирини улуқ  Аллаһ ижавәт қилғай дегән тиләкни ейтимиз. Өмлүк билән достлуқни туғ қилип тутқан мустәқил елимиз Қазақстан дайим мошундақ гүлләп көкләвәрсун.  Дайим течлиқ туғи йәлпүлдәп, елимиз аман болсун демәкчимиз. Вәтәнгә муһәббәт аилидин башлиниду дегинидәк, барчимизниң өйи, бәрикәт вә амәт, меһир-муһәббәткә толсун! Барчимизниң өйи худди Роза һейти күнидәк кәң дәстиханлиқ вә бәрикәтлик болсун!

Ораза Айт құтты болсын!

С Праздником Ораза Айт!

«Пәрваз» уйғур ижрачилар бирләшмиси

 

 

 

 
Интересный материал? Поделись с другими: