Open login
Главная Новости Қурван һейтиңлар мубарәк болсун!
Қурван һейтиңлар мубарәк болсун!
20.08.2018 23:44   

Әссаламму әләйкүм, тор бетимизниң достлири вә меһманлири!

Силәрни “Пәрваз” сәнъәткарлири бирләшмиси вә тор бетимиз намидин, мусулман әһли үчүн муқәддәс мәйрәмләрниң бири болған, Қурбан һейт байрими билән чин қәлбимиздин тәбрикләймиз. Бу муқәддәс мәйрәм һарписида  һәм өзүңларға һәм жәмийитимизгә ижабий тәсирини йәткүзидиған арзулиған арманлириңлар Аллаһниң қулиғиға  йетип  униң орунлишиға тиләкдашмиз. Илаһим сүзүлүп атқан таң, қизирип патқан күн барлиғиңларниң өйигә қут бәрикәт, бәхит-саадәт, өмлүк-иттипақлиқ елип кәлгәй. Һөрмәтлик сәнъәтсөйәр қериндашлар, илаһим өйүңларда дайим той нахшиси яңрисун! Қурбан һейтиңлар мубарәк болсун, қериндашлар!

Изгү тиләк билән, «Пәрваз» уйғур ижрачилар бирләшмиси

 
Интересный материал? Поделись с другими: