Концерт Памяти Акимжана Тохтахунова | |
|
Дорогие друзья!
"Сән яшайсән...". Сән яшайсән шаир язған мисрада. Өчмәс мәңгү сән яңратқан нахшилар, Сән яшайсән саңа тәшна дилларда.
Әвладиң бар намиң сениң өлмәйду, Ижаткарниң дастанида яшайсән. Әслимиләр тағлардинму бүйүктур, Дияримниң бостанида яшайсән.
Ана жутниң бағлирида яшайсән, Гүл-гияси, яприғида яшайсән. Өркәшлигән дәриясида, теғида, Даласида, топриғида яшайсән. Автор Әквәржан Исмаилжанов.
|